< Һошия 10 >
1 Исраил барақсан бир үзүм телидур; У өзи үчүн мевә чиқириду; Мевиси көпәйгәнсери у қурбангаһларниму көпәйткән; Зимининиң есиллиғидин улар «есил» бут түврүклирини ясиди.
以色列是茂盛的葡萄树,结果繁多。 果子越多,就越增添祭坛; 地土越肥美,就越造美丽的柱像。
2 Уларниң көңли ала; Уларниң гунакарлиғи һазир ашкарилиниду; У уларниң қурбангаһлирини чеқип ғулитиду, Уларниң бут түврүклирини бузуветиду.
他们心怀二意, 现今要定为有罪。 耶和华必拆毁他们的祭坛, 毁坏他们的柱像。
3 Чүнки улар пат арида: «Биздә падиша йоқ, чүнки Пәрвәрдигардин қорқмидуқ; Падишасимиз бар болсиму, у бизгә немә қилип бериду?» — дәйдиған болиду.
他们必说:我们没有王, 因为我们不敬畏耶和华。 王能为我们做什么呢?
4 Улар гәпләрни қиливериду, әһдини түзүп қоюп ялғандин қәсәм ичиду; Шуңа улар арисидики дәвалишишлар етиздики чөнәкләргә шумбуя үнүп кәткәндәк болиду.
他们为立约说谎言,起假誓; 因此,灾罚如苦菜滋生在田间的犁沟中。
5 Самарийәдә туруватқанлар «Бәйт-Авән»ниң мозийи үчүн ғәм-әндишигә чүшиду; «[Бәйт-Авән]»[дикиләр] дәрвәқә униң үстигә матәм тутиду, Униң «бутпәрәс каһин»лириму униң үчүн шундақ қилиду; Улар «Бәйт-Авән»ниң «шан-шәриви» үчүн азаплиниду, Чүнки у сүргүн қилинди!
撒马利亚的居民必因伯·亚文的牛犊惊恐; 崇拜牛犊的民和喜爱牛犊的祭司 都必因荣耀离开它,为它悲哀。
6 Бәрһәқ, шу нәрсә «Җедәлхор падиша» үчүн һәдийә қилинип, Асурийәгә көтирилип кетилиду; Әфраим иза-аһанәткә қалиду, Исраил өз «әқли»дин хиҗил болиду.
人必将牛犊带到亚述当作礼物, 献给耶雷布王。 以法莲必蒙羞; 以色列必因自己的计谋惭愧。
7 Самарийәниң болса, падишаси деңиз долқунлири үстидики хәшәктәк йоқилип кәтти;
至于撒马利亚,她的王必灭没, 如水面的沫子一样。
8 «Авән»дики «жуқури җайлар», йәни «Исраилниң гунайи» битчит қилиниду; Қурбангаһлирини тикән-җиғанлар басиду; Улар тағларға: «Үстимизни йепиңлар!», дөңлүкләргә: «Үстимизгә өрүлүп чүшүңлар!» — дәйду.
伯·亚文的邱坛— 就是以色列取罪的地方必被毁灭; 荆棘和蒺藜必长在他们的祭坛上。 他们必对大山说:遮盖我们! 对小山说:倒在我们身上!
9 — И Исраил, Гибеаһниң күнлиридин башлап сән гуна қилип кәлдиң; Ишлар шу пети туривәрди; Рәзилликниң балилири үстигә қилинған җәң уларни Гибеаһта бесивәтмидиму?
以色列啊, 你从基比亚的日子以来时常犯罪。 你们的先人曾站在那里, 现今住基比亚的人 以为攻击罪孽之辈的战事临不到自己。
10 Мән халиқинимда уларни җазалаймән; Улар икки гунайи түпәйлидин әсиргә чүшүшкә тоғра кәлгәндә, Ят қовмлар уларға һуҗум қилишқа жиғилиду.
我必随意惩罚他们。 他们为两样的罪所缠; 列邦的民必聚集攻击他们。
11 Әфраим болса көндүрүлгән бир инәктур, У хаман тепишкә амрақ; Мән униң чирайлиқ гәдинини упраштин аяп кәлдим; Бирақ һазир униңға боюнтуруқ селип һайдаймән; Йәһуда йәр һайдисун! Яқуп өзи үчүн йәрни тирнилиши керәк.
以法莲是驯良的母牛犊,喜爱踹谷, 我却将轭加在它肥美的颈项上, 我要使以法莲拉套。 犹大必耕田; 雅各必耙地。
12 Өзүңларға һәққанийлиқ билән териңлар, Меһир-муһәббәт ичидә һосул алисиләр; Боз йериңларни чанап ечиңлар; Чүнки Пәрвәрдигарни издәш вақти кәлди, — Та У үстүңларға һәққанийлиқни яғдурғичә!
你们要为自己栽种公义, 就能收割慈爱。 现今正是寻求耶和华的时候; 你们要开垦荒地,等他临到, 使公义如雨降在你们身上。
13 [Бирақ] силәр рәзилликни ағдурдуңлар, Қәбиһлик һосулини ордуңлар, Ялғанчилиқниң мевисини йедиңлар; Чүнки сән өз йолуңға, йәни батурлириңниң көплүгигә ишинип таяндиң;
你们耕种的是奸恶, 收割的是罪孽, 吃的是谎话的果子。 因你倚靠自己的行为, 仰赖勇士众多,
14 Қовмлириң арисида чуқан-сүрән көтирилиду; Шалман җәң күнидә Бәйт-Арбәлни бәрбат қилғандәк, Барлиқ қорғанлириң бәрбат қилиниду; (шу күни [Бәйт-Арбәлдики] ана-балилар тәңла парә-парә қиливетилмигәнму?) —
所以在这民中必有哄嚷之声, 你一切的保障必被拆毁, 就如沙勒幔在争战的日子拆毁伯·亚比勒, 将其中的母子一同摔死。
15 Әнди учиға чиққан рәзиллигиң түпәйлидин, Охшаш бир күн сениң бешиңға чүшүрүлиду, и Бәйт-Әл! Таң сәһәрдила Исраилниң падишаси пүтүнләй үзүп ташлиниду.
因他们的大恶, 伯特利必使你们遭遇如此。 到了黎明,以色列的王必全然灭绝。