< Ибранийларға 9 >
1 Биринчи әһдидә мунасивәтлик ибадәт бәлгүлимилири вә йәр йүзигә тәвә болған бир муқәддәс ибадәт җайи бар еди.
2 Буниңға бир ибадәт чедири тикилгән еди; униң муқәддәс җай дәп аталған биринчи бөлүмидә чирақдан, ширә һәм ширә үстидә рәтләнгән нанлар болатти.
3 Униң иккинчи, [йәни ички] пәрдисиниң кәйнидә әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми бар еди.
4 Шу йәргә тәвә болған алтун хушбуйгаһ вә пүтүнләй алтун билән қапланған әһдә сандуғи бар еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бих сүргән һасиси вә икки әһдә [таш] тахтиси бар еди.
5 [Сандуқ] үстидики «кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс.
6 Бу нәрсиләр мана шундақ орунлаштурулғандин кейинла, каһинлар чедирниң биринчи бөлүмигә [(йәни «муқәддәс җай»ға)] һәрдайим кирип, ибадәт хизмитини қилиду.
7 Бирақ, [«әң муқәддәс җай» дәп аталған] иккинчи бөлүмгә пәқәт баш каһин жилда бир қетимла кириду. Каһин у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиқтин өткүзгән гуналири үчүн аталған [қурбанлиқ] қенини алмай кирмәйду.
8 Бу ишлар арқилиқ Муқәддәс Роһ шуни көрситип бәрмәктики, бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила, әң муқәддәс җайға баридиған йол йәнила ечилмайду.
9 Мана булар рәсимдәк һазирқи заманни рошәнләштүридиған бир хил образ, халас. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, бу чедирда сунулидиған һәдийә вә қурбанлиқлар ибадәт қилғучини виҗданида пак-камил қилалмайду.
10 Улар пәқәт йемәк-ичмәкләр вә бойини суға селишниң түрлүк рәсмийәтлиригә бағлиқ болуп, [қанун-түзүм] түзүтүлүш вақти кәлгичилик күчкә егә қилинған, инсанларниң әтлиригила бағлиқ болған бәлгүлимә-низамлардур.
11 Лекин Мәсиһ болса кәлгүсидики карамәт яхши ишларни елип барғучи баш каһин болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсуп болмиған, техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди;
12 өшкә яки мозайларниң [қурбанлиқ] қенини әмәс, бәлки Өзиниң [қурбанлиқ] қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди. (aiōnios )
13 [Кона әһдә дәвридә] өшкә вә буқиларниң қени һәм инәкниң күллири напак болғанларниң үстигә сепилсә, уларни әт җәһәтидин тазилап пак қилған йәрдә,
14 ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһниң қени виҗданиңларни өлүк ишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! (aiōnios )
15 Шуниң үчүн у йеңи әһдиниң васитичисидур. Буниң билән (инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән) Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. (aiōnios )
16 Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучиниң өлүши тәстиқланғичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.
17 Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду.
18 Шуниңға охшаш, дәсләпки әһдиму қан еқитилғандила, андин күчкә егә болған.
19 Чүнки Муса Тәврат қануни бойичә һәр бир әмрини пүтүн хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған зофа билән қанун дәстуриға вә пүтүн хәлиққә сепип, уларға:
20 «Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — деди.
21 У йәнә охшаш йолда ибадәт чедириға вә чедирдики ибадәткә мунасивәтлик пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти.
22 Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду; [қурбанлиқ] қени төкүлмигичә, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
23 Хош, әрштикигә тәқлид қилип ясалған бу буюмлар мошундақ [қурбанлиқлар] билән паклиниши керәк еди. Бирақ әрштики нәрсиләрниң өзи булардин есил қурбанлиқлар билән паклиниши керәк.
24 Чүнки Мәсиһ әрштики һәқиқий ибадәт җайиға тәқлид қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки Худаниң һозурида бизгә вәкиллик қилип һазир болуш үчүн әршниң өзигә кирип болди.
25 [Йәр йүзидики] баш каһинниң жилмужил өз қенини әмәс, бәлки [қурбанлиқларниң] қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта кирип турғинидәк, у қурбанлиқ сүпитидә өзини қайта-қайта аташ үчүн киргини йоқ.
26 Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния апиридә болғандин бери Униң қайта-қайта азап чекишигә тоғра келәтти. Лекин У мана заманларниң ахирида гунани йоқ қилиш үчүн, бир йолила Өзини қурбан қилишқа оттуриға чиқти. (aiōn )
27 Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бекитилгәнгә охшаш,
28 Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн бирла қетим қурбанлиқ сүпитидә сунулғандин кейин, Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду.