< Ибранийларға 9 >

1 Биринчи әһдидә мунасивәтлик ибадәт бәлгүлимилири вә йәр йүзигә тәвә болған бир муқәддәс ибадәт җайи бар еди.
初の契約には禮拜の定と世に屬する聖所とありき。
2 Буниңға бир ибадәт чедири тикилгән еди; униң муқәддәс җай дәп аталған биринчи бөлүмидә чирақдан, ширә һәм ширә үстидә рәтләнгән нанлар болатти.
設けられたる幕屋あり、前なるを聖所と稱へ、その中に燈臺と案と供のパンとあり。
3 Униң иккинчи, [йәни ички] пәрдисиниң кәйнидә әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми бар еди.
また第二の幕の後に至 聖所と稱ふる幕屋あり。
4 Шу йәргә тәвә болған алтун хушбуйгаһ вә пүтүнләй алтун билән қапланған әһдә сандуғи бар еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бих сүргән һасиси вә икки әһдә [таш] тахтиси бар еди.
その中に金の香壇と金にて徧く覆ひたる契約の櫃とあり、この中にマナを納れたる金の壺と芽したるアロンの杖と契約の石碑とあり、
5 [Сандуқ] үстидики «кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс.
櫃の上に榮光のケルビムありて贖罪所を覆ふ。これらの物に就きては、今 一々 言ふこと能はず、
6 Бу нәрсиләр мана шундақ орунлаштурулғандин кейинла, каһинлар чедирниң биринчи бөлүмигә [(йәни «муқәддәс җай»ға)] һәрдайим кирип, ибадәт хизмитини қилиду.
此 等のもの斯く備りたれば、祭司たちは常に前なる幕屋に入りて禮拜をおこなふ。
7 Бирақ, [«әң муқәддәс җай» дәп аталған] иккинчи бөлүмгә пәқәт баш каһин жилда бир қетимла кириду. Каһин у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиқтин өткүзгән гуналири үчүн аталған [қурбанлиқ] қенини алмай кирмәйду.
されど奧なる幕屋には、大 祭司のみ年に一度おのれと民との過失のために献ぐる血を携へて入るなり。
8 Бу ишлар арқилиқ Муқәддәс Роһ шуни көрситип бәрмәктики, бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила, әң муқәддәс җайға баридиған йол йәнила ечилмайду.
之によりて聖 靈は前なる幕屋のなほ存するあひだ、至 聖所に入る道の未だ顯れざるを示し給ふ。
9 Мана булар рәсимдәк һазирқи заманни рошәнләштүридиған бир хил образ, халас. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, бу чедирда сунулидиған һәдийә вә қурбанлиқлар ибадәт қилғучини виҗданида пак-камил қилалмайду.
この幕屋はその時のために設けられたる比喩なり、之に循ひて献げたる供物と犧牲とは、禮拜をなす者の良心を全うすること能はざりき。
10 Улар пәқәт йемәк-ичмәкләр вә бойини суға селишниң түрлүк рәсмийәтлиригә бағлиқ болуп, [қанун-түзүм] түзүтүлүш вақти кәлгичилик күчкә егә қилинған, инсанларниң әтлиригила бағлиқ болған бәлгүлимә-низамлардур.
此 等はただ食物・飮物さまざまの濯事などに係り、肉に屬する定にして、改革の時まで負せられたるのみ。
11 Лекин Мәсиһ болса кәлгүсидики карамәт яхши ишларни елип барғучи баш каһин болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсуп болмиған, техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди;
然れどキリストは來らんとする善き事の大 祭司として來り、手にて造らぬ此の世に屬せぬ更に大なる全き幕屋を經て、
12 өшкә яки мозайларниң [қурбанлиқ] қенини әмәс, бәлки Өзиниң [қурбанлиқ] қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди. (aiōnios g166)
山羊と犢との血を用ひず、己が血をもて只 一たび至 聖所に入りて、永遠の贖罪を終へたまへり。 (aiōnios g166)
13 [Кона әһдә дәвридә] өшкә вә буқиларниң қени һәм инәкниң күллири напак болғанларниң үстигә сепилсә, уларни әт җәһәтидин тазилап пак қилған йәрдә,
もし山羊および牡牛の血、牝牛の灰などを穢れし者にそそぎて其の肉體を潔むることを得ば、
14 ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһниң қени виҗданиңларни өлүк ишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! (aiōnios g166)
まして永遠の御靈により瑕なくして己を神に献げ給ひしキリストの血は、我らの良心を死にたる行爲より潔めて活ける神に事へしめざらんや。 (aiōnios g166)
15 Шуниң үчүн у йеңи әһдиниң васитичисидур. Буниң билән (инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән) Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. (aiōnios g166)
この故に彼は新しき契約の中保なり。これ初の契約の下に犯したる咎を贖ふべき死あるによりて、召されたる者に約束の永遠の嗣業を受けさせん爲なり。 (aiōnios g166)
16 Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучиниң өлүши тәстиқланғичә, вәсийәт күчкә егә болмайду.
それ遺言は必ず遺言 者の死を要す。
17 Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду.
遺言は遺言 者 死にてのち始めて效あり、遺言 者の生くる間は效なきなり。
18 Шуниңға охшаш, дәсләпки әһдиму қан еқитилғандила, андин күчкә егә болған.
この故に初の契約も血なくして立てしにあらず。
19 Чүнки Муса Тәврат қануни бойичә һәр бир әмрини пүтүн хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған зофа билән қанун дәстуриға вә пүтүн хәлиққә сепип, уларға:
モーセ律法に循ひて諸般の誡命をすべての民に告げてのち、犢と山羊との血また水と緋色の毛とヒソプとをとりて、書および凡ての民にそそぎて言ふ、
20 «Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — деди.
『これ神の汝らに命じたまふ契約の血なり』と。
21 У йәнә охшаш йолда ибадәт чедириға вә чедирдики ибадәткә мунасивәтлик пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти.
また同じく幕屋と祭のすべての器とに血をそそげり。
22 Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду; [қурбанлиқ] қени төкүлмигичә, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
おほよそ律法によれば、萬のもの血をもて潔めらる。もし血を流すことなくば、赦さるることなし。
23 Хош, әрштикигә тәқлид қилип ясалған бу буюмлар мошундақ [қурбанлиқлар] билән паклиниши керәк еди. Бирақ әрштики нәрсиләрниң өзи булардин есил қурбанлиқлар билән паклиниши керәк.
この故に天に在るものに象りたる物は此 等にて潔められ、天にある物は此 等に勝りたる犧牲をもて潔めらるべきなり。
24 Чүнки Мәсиһ әрштики һәқиқий ибадәт җайиға тәқлид қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки Худаниң һозурида бизгә вәкиллик қилип һазир болуш үчүн әршниң өзигә кирип болди.
キリストは眞のものに象れる、手にて造りたる聖所に入らず、眞の天に入りて今より我等のために神の前にあらはれ給ふ。
25 [Йәр йүзидики] баш каһинниң жилмужил өз қенини әмәс, бәлки [қурбанлиқларниң] қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта кирип турғинидәк, у қурбанлиқ сүпитидә өзини қайта-қайта аташ үчүн киргини йоқ.
これ大 祭司が年ごとに他の物の血をもて聖所に入るごとく、屡次おのれを献ぐる爲にあらず。
26 Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния апиридә болғандин бери Униң қайта-қайта азап чекишигә тоғра келәтти. Лекин У мана заманларниң ахирида гунани йоқ қилиш үчүн, бир йолила Өзини қурбан қилишқа оттуриға чиқти. (aiōn g165)
もし然らずば世の創より以來しばしば苦難を受け給ふべきなり。然れど今、世の季にいたり己を犧牲となして罪を除かんために一たび現れたまへり。 (aiōn g165)
27 Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бекитилгәнгә охшаш,
一たび死ぬることと死にてのち審判を受くることとの人に定りたる如く、
28 Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн бирла қетим қурбанлиқ сүпитидә сунулғандин кейин, Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду.
キリストも亦おほくの人の罪を負はんが爲に一たび献げられ、復 罪を負ふことなく、己を待 望む者に再び現れて救を得させ給ふべし。

< Ибранийларға 9 >