< Ибранийларға 8 >

1 Ейтқанлиримизниң баш нуқтиси шуки: Әрштики улуқ Болғучиниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарған шундақ бир Баш Каһинимиз бар.
ܪܝܫܐ ܕܝܢ ܕܟܠܗܝܢ ܐܝܬ ܠܢ ܪܒ ܟܘܡܪܐ ܐܝܢܐ ܕܝܬܒ ܡܢ ܝܡܝܢܐ ܕܟܘܪܤܝܐ ܕܪܒܘܬܐ ܒܫܡܝܐ
2 У муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур.
ܘܗܘܐ ܡܫܡܫܢܐ ܕܒܝܬ ܩܘܕܫܐ ܘܕܡܫܟܢܐ ܕܫܪܪܐ ܗܘ ܕܩܒܥ ܐܠܗܐ ܘܠܐ ܒܪܢܫܐ
3 Һәр бир баш каһин һәдийә һәм қурбанлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн, [бизниң бу баш каһинимизниңму] бирәр сунидиғини болуш керәк еди.
ܟܠ ܪܒ ܟܘܡܪܐ ܓܝܪ ܕܩܐ ܕܢܩܪܒ ܩܘܪܒܢܐ ܘܕܒܚܐ ܡܛܠ ܗܢܐ ܙܕܩܐ ܗܘܬ ܐܦ ܠܗܢܐ ܕܢܗܘܐ ܐܝܬ ܠܗ ܡܕ ܕܢܩܪܒ
4 Дәрвәқә әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз каһин болмайтти; чүнки бу йәрдә Тәврат қанун-түзүми бойичә һәдийә сунидиған каһинлар аллибурунла бардур
ܘܐܠܘ ܒܐܪܥܐ ܗܘܐ ܐܦܠܐ ܟܘܡܪܐ ܗܘܐ ܗܘܐ ܡܛܠ ܕܐܝܬܝܗܘܢ ܗܘܘ ܟܘܡܪܐ ܕܡܩܪܒܝܢ ܗܘܘ ܩܘܪܒܢܐ ܐܝܟ ܕܒܢܡܘܤܐ
5 (бу [каһинлар] хизмәт қилидиған [ибадәт чедири] пәқәтла әрштики ишларниң көчүрүлмиси вә көләңгисидур. Муса дәл бу ибадәт чедирини қурушқа башлиғанда, Худаниң вәһийси униңға келип: «Еһтият қилғинки, буларниң һәммисини саңа тағда көрситилгән өрнәк бойичә ясиғин» дәп агаһландурған).
ܗܢܘܢ ܕܡܫܡܫܝܢ ܠܕܡܘܬܐ ܘܠܛܠܢܝܬܐ ܕܗܠܝܢ ܕܒܫܡܝܐ ܐܝܟ ܕܐܬܐܡܪ ܠܡܘܫܐ ܟܕ ܥܒܕ ܗܘܐ ܡܫܟܢܐ ܕܚܙܝ ܘܥܒܕ ܟܠܡܕ ܒܕܡܘܬܐ ܗܝ ܕܐܬܚܙܝܬ ܠܟ ܒܛܘܪܐ
6 Лекин һазир У ([кона әһдигә аит] вәдиләрдин әвзәл вәдиләр үстигә бекитилгәч) техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду.
ܗܫܐ ܕܝܢ ܬܫܡܫܬܐ ܕܡܝܬܪܐ ܡܢ ܗܝ ܩܒܠ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܐܟܡܐ ܕܡܝܬܪܐ ܐܦ ܕܝܬܝܩܐ ܗܝ ܕܥܒܝܕ ܒܗ ܡܨܥܝܐ ܘܒܫܘܘܕܝܐ ܕܡܝܬܪܝܢ ܡܢ ܕܗܝ ܐܬܝܗܒܬ
7 Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
ܐܠܘ ܓܝܪ ܐܝܬܝܗ ܗܘܬ ܩܕܡܝܬܐ ܕܠܐ ܪܫܝܢ ܠܝܬ ܗܘܐ ܐܬܪܐ ܠܗܕܐ ܕܬܪܬܝܢ
8 Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, [Исраилларға] мундақ дегән: — «Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән.
ܪܫܐ ܠܗܘܢ ܓܝܪ ܘܐܡܪ ܕܗܐ ܝܘܡܬܐ ܐܬܝܢ ܐܡܪ ܡܪܝܐ ܘܐܓܡܘܪ ܥܠ ܒܝܬܐ ܕܒܝܬ ܐܝܤܪܝܠ ܘܥܠ ܒܝܬܐ ܕܒܝܬ ܝܗܘܕܐ ܕܝܬܩܐ ܚܕܬܐ
9 Бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; чүнки улар Мән билән түзүшкән әһдәмдә турмиди, мән улардин нәзиримни йөткидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
ܠܐ ܐܝܟ ܗܝ ܕܝܬܩܐ ܕܝܗܒܬ ܠܐܒܗܝܗܘܢ ܒܝܘܡܐ ܕܐܚܕܬ ܒܐܝܕܗܘܢ ܘܐܦܩܬ ܐܢܘܢ ܡܢ ܐܪܥܐ ܕܡܨܪܝܢ ܡܛܠ ܕܗܢܘܢ ܠܐ ܩܘܝܘ ܒܕܝܬܩܐ ܕܝܠܝ ܐܦ ܐܢܐ ܒܤܝܬ ܒܗܘܢ ܐܡܪ ܡܪܝܐ
10 Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: — «Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигә салимән, һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән; Мән уларниң Худаси болимән, уларму Мениң хәлқим болиду.
ܗܕܐ ܕܝܢ ܕܝܬܩܐ ܕܐܬܠ ܠܒܝܬܐ ܕܒܝܬ ܐܝܤܪܝܠ ܒܬܪ ܝܘܡܬܐ ܗܢܘܢ ܐܡܪ ܡܪܝܐ ܐܬܠܝܘܗܝ ܠܢܡܘܤܝ ܒܡܕܥܝܗܘܢ ܘܥܠ ܠܒܘܬܗܘܢ ܐܟܬܒܝܘܗܝ ܘܐܗܘܐ ܠܗܘܢ ܐܢܐ ܐܠܗܐ ܘܗܢܘܢ ܢܗܘܘܢ ܠܝ ܥܡܐ
11 Шундин башлап һеч ким өз жутдишиға, яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитишиниң һаҗити қалмайду; чүнки уларниң һәммиси, әң кичигидин чоңиғичә Мени билип болған болиду;
ܘܠܐ ܢܠܦ ܐܢܫ ܠܒܪ ܡܕܝܢܬܗ ܐܦܠܐ ܠܐܚܘܗܝ ܘܢܐܡܪ ܕܕܥ ܠܡܪܝܐ ܡܛܠ ܕܟܠܗܘܢ ܢܕܥܘܢܢܝ ܡܢ ܙܥܘܪܗܘܢ ܘܥܕܡܐ ܠܩܫܝܫܗܘܢ
12 чүнки мән уларниң қәбиһликлиригә рәһим қилимән һәмдә уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән».
ܘܐܚܤܐ ܐܢܘܢ ܡܢ ܥܘܠܗܘܢ ܘܚܛܗܝܗܘܢ ܬܘܒ ܠܐ ܐܬܕܟܪ ܠܗܘܢ
13 Әнди Худаниң бу әһдини «йеңи» дейиши бурунқисини «кона» дегәнлигидур; әнди вақти өткән, конириған иш болса узун өтмәй йоқилиду.
ܒܗܝ ܕܐܡܪ ܚܕܬܐ ܠܩܕܡܝܬܐ ܐܥܬܩܗ ܘܐܝܢܐ ܕܥܬܩ ܘܤܐܒ ܩܪܝܒ ܗܘ ܠܚܒܠܐ

< Ибранийларға 8 >