< Ибранийларға 6 >
quapropter intermittentes inchoationis Christi sermonem ad perfectionem feramur non rursum iacientes fundamentum paenitentiae ab operibus mortuis et fidei ad Deum
2 Шуниң үчүн, Мәсиһ тоғрисидики дәсләпки асасий тәлимдә тохтап қалмай, — йәни қайтидин «өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләрдин һул салайли дәп олтармай, мукәммәлликкә қарап маңайли. (aiōnios )
baptismatum doctrinae inpositionis quoque manuum ac resurrectionis mortuorum et iudicii aeterni (aiōnios )
3 Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз.
et hoc faciemus siquidem permiserit Deus
inpossibile est enim eos qui semel sunt inluminati gustaverunt etiam donum caeleste et participes sunt facti Spiritus Sancti
5 Чүнки әслидә йорутулуп, әрштики илтипаттин тетиған, Муқәддәс Роһтин несип болған, Худаниң сөз-каламиниң яхшилиғини һәм кәлгүси заманда аян қилинидиған қудрәтләрни һес қилип баққанлар әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта. (aiōn )
gustaverunt nihilominus bonum Dei verbum virtutesque saeculi venturi (aiōn )
et prolapsi sunt renovari rursus ad paenitentiam rursum crucifigentes sibimet ipsis Filium Dei et ostentui habentes
7 Чүнки көп қетимлап өз үстигә яққан ямғур сүйини ичкән, өзидә териғучиларға мәнпәәтлик зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр болса Худадин бәрикәт алмақта.
terra enim saepe venientem super se bibens imbrem et generans herbam oportunam illis a quibus colitur accipit benedictionem a Deo
8 Бирақ тикән вә қамғақ өстүргән болса, у әрзимәс болуп, ләнәткә йеқин болуп, ақивити көйдүрүлүштин ибарәт болиду.
proferens autem spinas ac tribulos reproba est et maledicto proxima cuius consummatio in conbustionem
9 Лекин әй сөйүмлүклирим, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсақму, силәрдә буниңдинму әвзәл ишлар, шундақла ниҗатлиқниң елип баридиған ишлири бар дәп қайил болдуқ.
confidimus autem de vobis dilectissimi meliora et viciniora saluti tametsi ita loquimur
10 Чүнки Худа қилған әмәллириңларни вә Униң муқәддәс бәндилиригә қилған вә һазирму қиливатқан хизмитиңлар арқилиқ Униң нами үчүн көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтуп қалидиған адаләтсизләрдин әмәс.
non enim iniustus Deus ut obliviscatur operis vestri et dilectionis quam ostendistis in nomine ipsius qui ministrastis sanctis et ministratis
11 Амма силәрниң үмүтүңларниң толуқ җәзм-хатирҗәмлик билән болуши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларға интизармиз;
cupimus autem unumquemque vestrum eandem ostentare sollicitudinem ad expletionem spei usque in finem
12 шундақла сөрәлмиләрдин болмай, бәлки етиқат вә сәвирчанлиқ арқилиқ Худаниң вәдилиригә варислиқ қилғанларни үлгә қилидиғанлардин болғайсиләр.
ut non segnes efficiamini verum imitatores eorum qui fide et patientia hereditabunt promissiones
13 Чүнки Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өзидин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Өзи билән қәсәм қилип:
Abrahae namque promittens Deus quoniam neminem habuit per quem iuraret maiorem iuravit per semet ipsum
14 «Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — деди.
dicens nisi benedicens benedicam te et multiplicans multiplicabo te
15 Шуниң билән, [Ибраһим] узун вақит сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.
et sic longanimiter ferens adeptus est repromissionem
16 Чүнки инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип қәсәм қилиду; уларниң арисида қәсәм испат-тәстиқ һесаплинип, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду.
homines enim per maiorem sui iurant et omnis controversiae eorum finis ad confirmationem est iuramentum
17 Шуниңдәк Худа, Өз вәдисигә варислиқ қилғанларға Өз нишан-мәхситиниң өзгәрмәйдиғанлиғини техиму очуқрақ билдүрүш үчүн, қәсәм қилип вәдә бәрди.
in quo abundantius volens Deus ostendere pollicitationis heredibus inmobilitatem consilii sui interposuit iusiurandum
18 Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ, көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн [һалакәттин] өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз (бу икки ишта Худаниң ялған ейтиши қәтъий мүмкин әмәс, әлвәттә).
ut per duas res inmobiles quibus inpossibile est mentiri Deum fortissimum solacium habeamus qui confugimus ad tenendam propositam spem
19 Бу үмүт җенимизға чиң бағланған кемә ләңгиридәк шүбһисиз һәм мустәһкәм болуп, [әрштики] ибадәтханиниң [ички] пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду.
quam sicut anchoram habemus animae tutam ac firmam et incedentem usque in interiora velaminis
20 У йәргә биз үчүн йол ечип маңғучи Әйса биздин авал киргән болуп, Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди. (aiōn )
ubi praecursor pro nobis introiit Iesus secundum ordinem Melchisedech pontifex factus in aeternum (aiōn )