< Ибранийларға 5 >

1 Һәр қетимлиқ баш каһин инсанлар арисидин таллинип, хәлиққә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа, йәни хәлиқниң атиған һәдийәлирини вә гуналар үчүн қилған қурбанлиқлирини Худаға сунушқа тайинлиниду.
凡從人間挑選的大祭司,是奉派替人辦理屬上帝的事,為要獻上禮物和贖罪祭。
2 Униң һәртәрәпләп аҗизлиқлири болғачқа, билимсизләр вә йолдин чәтнигәнләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду.
他能體諒那愚蒙的和失迷的人,因為他自己也是被軟弱所困。
3 Шу аҗизлиғи үчүн у хәлиқниң гуналири һесавиға қурбанлиқ сунғандәк, өз гуналири үчүнму қурбанлиқ сунушқа тоғра келиду.
故此,他理當為百姓和自己獻祭贖罪。
4 Һеч бир киши бу шәрәплик мәртивини өзлүгидин алмайду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила уни алиду.
這大祭司的尊榮,沒有人自取。惟要蒙上帝所召,像亞倫一樣。
5 Худди шуниңдәк Мәсиһму баш каһин мәртивисигә Өзини улуқлап өзлүгидин еришкән әмәс, бәлки Уни [улуғлиғучи Худа] Өзи еди; У Униңға: — «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум» дегән.
如此,基督也不是自取榮耀作大祭司,乃是在乎向他說「你是我的兒子,我今日生你」的那一位;
6 У [муқәддәс язмиларниң] йәнә бир йеридә Униңға: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дегән. (aiōn g165)
就如經上又有一處說:「你是照着麥基洗德的等次永遠為祭司。」 (aiōn g165)
7 [Мәсиһ] йәр йүзидики күнләрдә, Өзини өлүмдин қутқузувелишқа қадир Болғучиға қаттиқ нидалар вә көз яшлири билән дуа-тилавәтләр вә жилинишларни көтәрди. Униң ихласмәнлигидин дуалири иҗабәт қилинди.
基督在肉體的時候,既大聲哀哭,流淚禱告,懇求那能救他免死的主,就因他的虔誠蒙了應允。
8 Гәрчә У [Худаниң] Оғли болсиму, азап чекишлири арқилиқ итаәтмән болушни үгәнди.
他雖然為兒子,還是因所受的苦難學了順從。
9 У мана мошундақ мукәммәл қилинған болғачқа, барлиқ Өзигә итаәт қилғучиларға мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп, (aiōnios g166)
他既得以完全,就為凡順從他的人成了永遠得救的根源, (aiōnios g166)
10 Худа тәрипидин «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә баш каһин» дәп җакаланди.
並蒙上帝照着麥基洗德的等次稱他為大祭司。
11 Бу иш тоғрилиқ ейтидиған нурғун сөзлиримиз бар, лекин қулақлириңлар паң болуп кәткәчкә, буларни силәргә ениқ чүшәндүрүш тәс.
論到麥基洗德,我們有好些話,並且難以解明,因為你們聽不進去。
12 Чүнки силәр аллибурун тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болған чағдиму, әмәлийәттә силәр йәнила Худаниң сөз-каламиниң асасий һәқиқәтлириниң немә екәнлигини башқиларниң яңливаштин үгитишигә муһтаҗсиләр; силәргә йирик йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәктур.
看你們學習的工夫,本該作師傅,誰知還得有人將上帝聖言小學的開端另教導你們,並且成了那必須吃奶、不能吃乾糧的人。
13 Чүнки пәқәт сүт биләнла озуқлинидиғанларниң бовақтин пәрқи йоқтур, улар һәққанийәт каламиға пишшиқ болмиған ғоридур, халас.
凡只能吃奶的都不熟練仁義的道理,因為他是嬰孩;
14 Бирақ йемәклик болса йетилгәнләр, йәни өз аң-зеһинлирини яхши-яманни пәриқ етишкә йетилдургәнләр үчүндур.
惟獨長大成人的才能吃乾糧;他們的心竅習練得通達,就能分辨好歹了。

< Ибранийларға 5 >