< Ибранийларға 4 >
1 Әнди Униң арамлиғиға кирип бәһримән болуш тоғрисидики вәдиси [бизгә] қалдурулғандин кейин, араңлардики бирәрсиниңму униң несивисидин чүшүп қелишидин қорқунучта еһтият қилайли.
Φοβηθῶμεν οὖν μήποτε καταλειπομένης ἐπαγγελίας εἰσελθεῖν εἰς τὴν κατάπαυσιν αὐτοῦ δοκῇ τις ἐξ ὑμῶν ὑστερηκέναι·
2 Чүнки хуш хәвәр худди [чөлдики Исраилларға] аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири етиқат билән жуғурулмиғанлиқтин, сөз-каламниң уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.
καὶ γάρ ἐσμεν εὐηγγελισμένοι καθάπερ κἀκεῖνοι, ἀλλ’ οὐκ ὠφέλησεν ὁ λόγος τῆς ἀκοῆς ἐκείνους, μὴ συνκεκερασμένος τῇ πίστει τοῖς ἀκούσασιν.
3 Чүнки бу арамлиққа киргәнләр болса — етиқат қилған бизләрмиз. Худди Худаниң ейтқинидәк: «Шуңа мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду — дегән». Худаниң әмәллири болса дуния апиридә болғандила һәммиси тамамланған еди;
εἰσερχόμεθα γὰρ εἰς τὴν κατάπαυσιν οἱ πιστεύσαντες, καθὼς εἴρηκεν, ὡς ὤμοσα ἐν τῇ ὀργῇ μου, εἰ εἰσελεύσονται εἰς τὴν κατάπαυσίν μου, καίτοι τῶν ἔργων ἀπὸ καταβολῆς κόσμου γενηθέντων.
4 чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә муқәддәс язмиларниң бир йеридә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди».
εἴρηκεν γάρ που περὶ τῆς ἑβδόμης οὕτως, καὶ κατέπαυσεν ὁ θεὸς ἐν τῇ ἡμέρᾳ τῇ ἑβδόμῃ ἀπὸ πάντων τῶν ἔργων αὐτοῦ·
5 Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди.
καὶ ἐν τούτῳ πάλιν, εἰ εἰσελεύσονται εἰς τὴν κατάπαυσίν μου.
6 Буниңдин көрүнәрликки, Худаниң арамлиғиға кирәләйдиғанлар бар, амма униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар итаәтсизлик қилғанлиғи үчүн, униңға кирәлмиди.
ἐπεὶ οὖν ἀπολείπεται τινὰς εἰσελθεῖν εἰς αὐτήν, καὶ οἱ πρότερον εὐαγγελισθέντες οὐκ εἰσῆλθον δι’ ἀπείθειαν,
7 Шуниң үчүн, Худа әнә шу [арамлиқ тоғрисида] узақ вақиттин кейинки мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бекитип, Давут [пәйғәмбәр] арқилиқ йәнә шундақ ейтқан: — «Бүгүн униң авазини аңлисаңлар, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»
πάλιν τινὰ ὁρίζει ἡμέραν, σήμερον, ἐν Δαυεὶδ λέγων μετὰ τοσοῦτον χρόνον, καθὼς προείρηται, σήμερον ἐὰν τῆς φωνῆς αὐτοῦ ἀκούσητε, μὴ σκληρύνητε τὰς καρδίας ὑμῶν.
8 Әгәр Йәшуа [пәйғәмбәр] [Исраилларни] арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир [арамлиқ] күни тоғрилиқ демигән болатти.
εἰ γὰρ αὐτοὺς Ἰησοῦς κατέπαυσεν, οὐκ ἂν περὶ ἄλλης ἐλάλει μετὰ ταῦτα ἡμέρας.
9 Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә.
ἄρα ἀπολείπεται σαββατισμὸς τῷ λαῷ τοῦ θεοῦ·
10 Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду.
ὁ γὰρ εἰσελθὼν εἰς τὴν κατάπαυσιν αὐτοῦ καὶ αὐτὸς κατέπαυσεν ἀπὸ τῶν ἔργων αὐτοῦ ὥσπερ ἀπὸ τῶν ἰδίων ὁ θεός.
11 Шуңа һеч қайсимизниң әнә шу [Исраиллардәк] итаәтсизлик қилған һалитидә жиқилип чүшмәслиги үчүн, һәр биримиз бу арамлиққа киришкә интиләйли.
Σπουδάσωμεν οὖν εἰσελθεῖν εἰς ἐκείνην τὴν κατάπαυσιν, ἵνα μὴ ἐν τῷ αὐτῷ τις ὑποδείγματι πέσῃ τῆς ἀπειθείας.
12 Чүнки Худаниң сөз-калами җанлиқтур вә күчкә егидур, һәтта җан билән роһни, илик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк дәриҗидә, һәр қандақ қош бислиқ қиличтин иштиктур, қәлбдики ой-пикир вә арзу-нийәтләрниң үстидин һөкүм чиқарғучидур.
ζῶν γὰρ ὁ λόγος τοῦ θεοῦ καὶ ἐνεργὴς καὶ τομώτερος ὑπὲρ πᾶσαν μάχαιραν δίστομον καὶ διϊκνούμενος ἄχρι μερισμοῦ ψυχῆς καὶ πνεύματος, ἁρμῶν τε καὶ μυελῶν, καὶ κριτικὸς ἐνθυμήσεων καὶ ἐννοιῶν καρδίας·
13 Униң алдида һеч қандақ мәвҗудат ғайип әмәстур; бәлки биздин һесап Алғучиниң көзлири алдида һәммә иш очуқ-ашкаридур.
καὶ οὐκ ἔστιν κτίσις ἀφανὴς ἐνώπιον αὐτοῦ, πάντα δὲ γυμνὰ καὶ τετραχηλισμένα τοῖς ὀφθαλμοῖς αὐτοῦ, πρὸς ὃν ἡμῖν ὁ λόγος.
14 Шундақ болған екән, шундақла әрш-асманлардин өтүп чиққан улуқ Баш Қаһинимиз, йәни Худаниң Оғли Әйса болған екән, биз етирап қилған етиқатимизда чиң турайли.
Ἔχοντες οὖν ἀρχιερέα μέγαν διεληλυθότα τοὺς οὐρανούς, Ἰησοῦν τὸν υἱὸν τοῦ θεοῦ, κρατῶμεν τῆς ὁμολογίας·
15 Чүнки бизгә тайинланған баш каһинимиз аҗизлиқлиримизға һесдашлиқ қилмиғучи әмәс, бәлки бизгә охшаш һәр хил аздуруш-синақларға дуч кәлгән, лекин гуна садир қилип бақмиғучидур.
οὐ γὰρ ἔχομεν ἀρχιερέα μὴ δυνάμενον συνπαθῆσαι ταῖς ἀσθενείαις ἡμῶν, πεπειρασμένον δὲ κατὰ πάντα καθ’ ὁμοιότητα χωρὶς ἁμαρτίας.
16 Шуңа жүригимиз тоқ һалда рәһим-шәпқәткә еришиш вә ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн меһри-шәпқәт [аян қилинғучи] тәхткә йеқинлишайли.
προσερχώμεθα οὖν μετὰ παρρησίας τῷ θρόνῳ τῆς χάριτος, ἵνα λάβωμεν ἔλεος καὶ χάριν εὕρωμεν εἰς εὔκαιρον βοήθειαν.