< Ибранийларға 3 >
1 Шундақ екән, әй муқәддәс қериндашлар, әрштин болған чақириққа ортақ несип болғанлар, өзимиз етирап қилған Расул вә Баш Қаһин, йәни Әйсаға көңүл қоюп қараңлар.
2 Худди Муса [пәйғәмбәр] Худаниң пүтүн аилисидә хизмәт қилғанда Худаға садиқ болғандәк, уму өзини тайинлап хизмәткә Қойғучиға садиқ болди.
3 Лекин өйни бәрпа қилғучи өзи бәрпа қилған өйдинму артуқ шөһрәткә сазавәр болғинидәк, Уму Мусадин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур.
4 Чүнки һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур; лекин пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур.
5 Муса болса хизмәткар салаһийити билән Худаниң пүтүн аилисидә садиқлиқ билән кейинки ашкарилинидиған ишларға гувалиқ бериш хизмитини қилған.
6 Лекин Мәсиһ болса Худаниң аилисигә Оғул салаһийити билән һөкүм сүриду; вә әгәр биз җасаритимиз вә үмүтүмиздин болған иптихарлиқни ахирғичә чиң тутсақ, дәрвәқә Худаниң әшу аилисигә тәвә болған болимиз.
7 Шуңа, [муқәддәс язмиларда] Муқәддәс Роһниң дегинидәк, Бүгүн, әгәр силәр [Худаниң] авазини аңлисаңлар,
8 Әйни чағларда Уни ғәзәпләндүрүп, чөл-баяванда Уни синиған күнидикидәк, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!
9 Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм Мениң қилғанлиримни қириқ жил көрүп кәлгән еди.
10 Мән шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә дайим адашқанлар, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән.
11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дедим».
12 Әнди қериндашлар, һеч қайсиңларда яман нийәтлик вә етиқатсиз қәлб болмисун, шундақла униң мәңгү һаят Худадин йүз өрүмәслигигә көңүл бөлүңлар;
13 пәқәт «бүгүн»ла болидикән, һеч қайсиңлар гунаниң аздурушлири билән көңлүңларниң қаттиқлашмаслиғи үчүн һәр күни бир-бириңларни җекиләңлар.
14 Дәсләптики хатирҗәмлигимизни ахирғичә чиң тутсақла, дәрвәқә Мәсиһ билән шерик болған болимиз.
15 Жуқирида ейтилғинидәк: — «Бүгүн, әгәр силәр [Худаниң] авазини аңлисаңлар, Әйни чағларда [Уни] ғәзәпләндүргән күнидикидәк, Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»
16 (Әнди Униң авазини аңлап туруп, Уни ғәзәпләндүргәнләр кимләр еди? Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә Мисирдин [қутулуп] чиққан әшу [Исраилларниң] һәммиси әмәсму?
17 У қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, жиқилип җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?
18 Шундақла У кимләргә Өз арамлиғимға қәтъий кирмәйсиләр дәп қәсәм қилди? Өзигә итаәт қилмиғанларни әмәсму?
19 Шуңа булардин көрүвалалаймизки, уларниң [арамлиққа] кирмәслиги етиқатсизлиғи түпәйлидин еди).