< Ибранийларға 2 >
1 Бу сәвәптин, аллиқандақ йол билән [һәқиқий йолдин] тейилип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәтләргә техиму етивар қилишимиз лазим.
2 Чүнки пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-каламниң турақлиқ екәнлиги испатланған һәмдә униңға һәр бир бойсунмаслиқ вә итаәтсизлик қилиш тегишлик җазаға тартилидиған йәрдә,
3 шунчә улуқ қутқузуш-ниҗатқа етивар бәрмисәк, биз қандақму [җазадин] қечип қутулалаймиз?! Чүнки бу ниҗатниң хәвири дәсләптә Рәб арқилиқ уқтурулған, һәм униң һәқлиғини беваситә аңлиғанларму бизгә тәстиқлиған;
4 униң үстигә Худа бешарәтлик аламәтләр, карамәтләр вә һәр хил қудрәтлик мөҗизиләр арқилиқ, шундақла Өз ирадиси бойичә Муқәддәс Роһниң ата қилған илтипатлири билән тәң буниңға гувалиқ бәргән.
5 Биз дәватқан кәлгүси дунияни Худа пәриштиләрниң башқурушиға өткүзүп бәргини йоқ;
6 бәлки бу һәқтә [муқәддәс язмиларниң] бир йеридә бирәйлән мундақ гувалиқ бәргәндур: — «[И Худа], инсан дегән немиди, Сән уни сеғинидикәнсән? Адәм балиси немиди, Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән?
7 Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән, Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип кийдүрдүңсән; Уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң;
8 Сән барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән». Әнди «барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән» дегини, һеч қандақ нәрсә униңға бойсунмаслиққа қалдурулмиған, дегәнликтур. Бирақ, һазирчә мәвҗудатларниң һәммисиниңла униңға бойсунғанлиғини техи көрмәйватимиз.
9 Лекин биз үчүн пәриштиләрдин «азғинә вақит төвән қилинған», өлүм азаплирини тартқанлиғи үчүн һазир шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйсани көргүчи болдуқ; чүнки У Худаниң меһри-шәпқити билән һәммәйлән үчүн өлүмниң тәмини тетиди.
10 Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди.
11 Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду.
12 Худди У [Худаға (муқәддәс язмиларда йезилғандәк)]: «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, Җамаәт ичидә Сени нахшиларда күйләймән» дегән.
13 У йәнә: «Мән саңа тайинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» дегән.
14 Пәрзәнтләр болса әт билән қандин тәнлик болғачқа, Оғулму [шу пәрзәнтләрниңкигә] охшашла әт вә қандин тәнлик болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип,
15 өмүр бойи өлүм қорқунучидин қуллуққа тутулғанларниң һәммисини азатлиққа чиқириш үчүн еди.
16 Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду;
17 Шуниң үчүн, У Худаға аит ишларда рәһимдил вә садиқ баш каһин болуши үчүн, хәлиқниң гуналириниң кәчүрүм қурбанлиғини берәлиши үчүн, У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш қилиниши керәк еди.
18 Чүнки Өзи синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап-оқубәт чәккән болғачқа, У синақларға дуч кәлгәнләргиму ярдәм берәләйду.