< Ибранийларға 13 >

1 Араңларда қериндашлиқ меһир-муһәббәт тохтимисун.
Lat broderkjærleiken vara ved!
2 Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унтумаңлар. Чүнки бәзиләр шу йол билән билмәстин пәриштиләрни меһман қилған.
Gløym ikkje gjestmilda! for ved den hev nokre havt englar til gjester, utan dei visste det.
3 Зинданға ташланғанларни улар билән биллә [зинданда] зәнҗирләнгәндәк яд етиңлар. Хорланғанларни өзүңларму тәндә туруватқан бәндә сүпитидә яд етип туруңлар.
Kom i hug deim som er fangar, som var de deira medfangar, deim som lid vondt, sidan de og sjølve er i likamen!
4 Һәммә адәм никаһқа һөрмәт қилсун, әр-хотунларниң ятидиған йери дағсиз болсун; чүнки Худа бузуқчилиқ қилғучилар вә зина қилғучилардин һесап алиду.
Egteskapet vere i agt og æra hjå alle, og egtesengi usmitta! for lauslivande og horkarar skal Gud døma.
5 Меңиш-турушуңлар пулпәрәсликтин халий болсун, бариға қанаәт қилиңлар. Чүнки Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».
Lat dykkar ferd vera utan pengehug, og ver nøgde med det de hev! for han hev sagt: «Eg skal so visst ikkje sleppa deg og ikkje slå handi av deg, »
6 Шуңа, жүрәклик билән ейталаймизки, «Пәрвәрдигар мениң Ярдәмчимдур, һеч қорқмаймән, Кишиләр мени немә қилалисун?»
so me hugheilt kann segja: «Herren er min hjelpar, eg vil ikkje ottast; kva kann eit menneskje gjera meg?»
7 Силәргә Худаниң сөз-каламини йәткүзгән, силәрниң йетәкчилириңларни есиңларда тутуңлар. Уларниң меңиш-турушиниң мевә-нәтиҗисигә көңүл қоюп қарап, уларниң етиқатини үлгә қилиңлар: —
Kom i hug dykkar forstandarar som hev tala Guds ord til dykk! sjå utgangen på deira ferd, og fylg so etter deira tru!
8 Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә әбәдил-әбәткичә өзгәрмәйду! (aiōn g165)
Jesus Kristus er i går og i dag den same, ja til æveleg tid. (aiōn g165)
9 Шуниң үчүн, һәр хил ғәйрий тәлимләр билән езиқтурулуп кәтмәңлар; чүнки инсанниң қәлби [қурбанлиққа хас] йемәкликләр билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән қувәтләндүрүлгини әвзәл. Чүнки бундақ йемәкликләргә берилип келиватқанлар улардин һеч қандақ пайда көргән әмәс.
Lat dykk ikkje føra vilt av mangfaldige og framande lærdomar! for det er godt at hjarta vert styrkt ved nåden, ikkje ved mat, som ikkje hev gagna deim som for dermed.
10 Бизләрниң шундақ бир қурбангаһимиз барки, ибадәт чедирида хизмәттә болғанларниң униңдин йейиш һоқуқи йоқтур.
Me hev eit altar som dei ikkje hev lov til å eta av, som tener ved tjeldet.
11 Чүнки гуна тиләш сүпитидә союлған, қени баш каһин тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кирилгән қурбанлиқ һайванларниң тени болса қараргаһниң сиртиға елип чиқилип көйдүрүләтти.
For dei dyr som blodet vert teke av og bore til soning for synd inn i heilagdomen ved øvstepresten, deira kroppar vert uppbrende utanfor lægret.
12 Шуңа Әйсаму Өз қени билән хәлиқни паклап Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.
Difor leid og Jesus utanfor porten, so han ved sitt eige blod kunde helga folket.
13 Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, Униңға қаритилған һақарәткә ортақ бәрдашлиқ берәйли.
Lat oss då ganga ut til honom utanfor lægret, so me ber hans vanæra!
14 Чүнки йәр йүзидә мәңгү мәвҗут туридиған шәһиримиз йоқ, бәлки кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.
For me hev ikkje her ein varande by, men søkjer den komande.
15 Шуңа, Мәсиһ арқилиқ Худаға қурбанлиқ сүпитидә мәдһийилиримизни тохтавсиз атайли, йәни өз ләвлиримизниң мевиси сүпитидә Униң намини етирап қилайли.
Lat oss då ved honom alltid bera fram til Gud lovoffer, det er: frukt av lippor som lovar hans namn!
16 Әнди хәйр-сахавәт қилишни вә бариңлардин ортақ тәқсимләшни унтумаңлар. Чүнки Худа бундақ қурбанлиқлардин хурсән болиду.
Men gløym ikkje å gjera godt og gjeva andre med dykk! for slike offer hev Gud hugnad i.
17 Йетәкчилириңларға итаәт қилип, уларға бойсунуңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап беридиғанлар болуп, һемишә җениңлардин хәвәр елишқа ойғақ туриду. Уларниң бу иши қайғу-әләм билән әмәс (чүнки ундақ болса силәргә һеч пайда йәткүзүлмәйду) бәлки хошал-хурамлиқ билән елип берилсун.
Fylg dykkar forstandarar og lyd deim! for dei vaker yver sjælerne dykkar som dei som skal gjera rekneskap, so dei kann gjera det med gleda og ikkje sukkande, for det er dykk ikkje til gagn.
18 Биз үчүн дуа қилип туруңлар; чүнки виҗданимизниң пак екәнлигигә, һәр бир ишларда тоғра йолда меңишни халайдиғанлиғимизға қайил қилиндуқ.
Bed for oss! for me trur at me hev eit godt samvit, og me vil gjerne fara rett åt i alle måtar.
19 Йениңларға патрақ қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
Og eg bed dykk so mykje meir um å gjera dette, so eg snarare kann verta gjeven dykk att.
20 Әнди мәңгүлүк әһдиниң қени билән қой падисиниң катта падичиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргүчи, хатирҗәмликниң Егиси болған Худа (aiōnios g166)
Men fredsens Gud, han som i kraft av æveleg pakts blod førde den store hyrding for sauerne, vår Herre Jesus, upp frå dei daude, (aiōnios g166)
21 Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Мәсиһкә әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn g165)
han gjere dykk full-dugande i all god gjerning, so de gjer hans vilje, med di han verkar i dykk det som er til hugnad for honom, ved Jesus Kristus! Honom vere æra i all æva! Amen. (aiōn g165)
22 Силәрдин өтүнимәнки, и қериндашлирим, бу несиһәт сөзүмгә еғир көрмәй қулақ салғайсиләр; силәргә мошунчиликла сөзләрни яздим, халас.
Eg bed dykk, brør, tak dette påminningsordet vel upp, for eg hev skrive stutt til dykk.
23 Қериндишимиз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, мән силәрни йоқлап барғинимда у мән билән биллә бариду.
Vit, at bror vår Timoteus er gjeven fri; saman med honom vil eg sjå dykk, um han kjem snart.
24 Барлиқ йетәкчилириңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр. Италийәдин кәлгәнләр силәргә салам йоллиди.
Helsa alle dykkar forstandarar og alle dei heilage! Dei frå Italia helsar dykk.
25 Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай! Амин!
Nåden vere med dykk alle!

< Ибранийларға 13 >