< Ибранийларға 12 >

1 Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа, һәр хил еғир жүк һәм бизгә асанла чирмишивалидиған гунани чөрүп ташлап, алдимизға қоюлған жүгүрүш йолини чидамлиқ билән бесип жүгүрәйли; буниңда көзимизни етиқатимизниң Йол Башлиғучиси вә Такамуллаштурғучиси болған Әйсаға тикәйли. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн кресттики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм униңда болған һақарәткә писәнт қилмиди. Шуниң билән У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарғузулди.
di nyu, nob warkako kentangum be, di bo nyou dige a lã botiyeu chung hagin kange bwiranke bwabanngum be. bo biner chwak torkako yom kabumbeme.
2
bo cho ti Yeesu nin nii fwilikangǝ bilengke gwam-gwame. fwor nerer yom chi meneu, cho birumum bwatiye bware. chwe kangum kwenduwe, cho yim kangko chattiyer den ki la kwama
3 Көңлүңләрниң һерип совуп кәтмәслиги үчүн, гунакарларниң шунчә қаттиқ хорлашлириға бәрдашлиқ Бәргүчини көңүл қоюп ойлаңлар.
nyo bulangi ki cho wuro mwirum me kurombo nob bwirangkero nin dorcer nyo dila mani mwa yarang netti mu chokum nermwer.
4 Гунаға қарши күрәшләрдә техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар.
bwiri mwo kwab kangbo kange bwirangke wo ya lam bwi yale.
5 Худаниң силәргә Өз пәрзәнтлирим дәп җекиләйдиған [муқәддәс язмилардики] муну сөзлирини унтудуңлар: — «И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, Әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун,
mun tabum kange bi tiye maro wo yinen na bwe. bi bwemi ture yiber kange mwerum kwamambo, yilare ki faner tano chi ywel nendi.”
6 Чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду, Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду».
kwama ki mwe ni wo chi chwiyeu kange mweka mweka bwewo chi yoweu.
7 Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдашлиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни оғлум дәп муамилә қилғанлиғини көрситиду. Қайси пәрзәнт атиси тәрипидин тәрбийиләнмәйду?
mwirum dotangeu na mwe ka kwama ma kange mwo nyo na bwe. bwe winni teche mani mwere?
8 Әнди [Худаниң] тәрбийилишидә һәр бир пәрзәнтиниң өз үлүши бар; лекин бу иш силәрдә кам болса һәқиқий оғуллиридин әмәс, бәлки һарамдин болған пәрзәнти болуп чиқисиләр.
tano chi mwe nen bori wuro nubo gwam matiyeu, di mwo nii bongtu kebo bwe.
9 Униң үстигә һәммимизниң өзимизгә тәрбийә бәргән әт җәһәттики атилиримиз бар, биз уларниму һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, роһларниң атисиға техиму итаәт қилмамдуқ? Шундақта һаятимиз яшнимамду?
takeu bin wi ki tee mwor bwiye wo mwebe, bin nuwachi la tenkang tebe wo mwor yuwatangbeko wuchakeu, kange wo dume ba nuwa nyi.
10 Әт җәһәттики атилиримиз бәрһәқ пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә азғинә вақит бизни тәрбийилигән. Лекин У болса бизгә пайдилиқ болсун дәп, пак-муқәддәслигидин муйәссәр болушимиз үчүн тәрбийиләйду.
tebbebo mwe boti ki ni bi dob kambo chi to dotanne, dila kwama ki mwe bo na ywelbo di nabi ti kangyi wari mwor wuchakke chenin.
11 Әнди қаттиқ тәрбийә берилгән вақтида адәмни хуш қилмайду, әксичә адәмни қайғуға чөмдүриду; бирақ буниң билән түзәлгәнләргә у кейин һәққанийлиқтин чиққан тинич-хатирҗәмликниң мевисини бериду.
mwerum kange mani na wo lom-lomme ki ni cho chi mwe nentiyeu dila twiri kabo. diki bwiri ki ne bitutti fwor nere wuchake nubo buro nin yo mwe kake.
12 Шуниң үчүн, «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар»
di fer kang mweko wo yakummeu kange duwen mwero yi bomeu.
13 вә «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар.
ywel namweko min nureu ti chere, la na dige muklangum meu mani a kayati an tam.
14 Барлиқ кишиләр билән енақ өтүшкә вә пак-муқәддәс яшашқа интилиңлар; муқәддәс болмиған киши һәргиз Рәбни көрәлмәйду.
do luma kange nubo gwam kange wuchake, kebo ki chori ni mani a to kwamati.
15 Ойғақ туруңларки, һеч ким Худаниң меһри-шәпқитидин мәһрум қалмисун; араңларда силәргә иш тапқузуп силәрни көйдүридиған, шундақла көп адәмләрни булғап напак болушқа сәвәп болидиған бирәр өч-адавәт йилтизи үнмисун.
yilam ki chi ni kange a lere lima kwama, kange nitito tweitweye a kire kari kwau dotange, kari nubo ki la yila kayam chuko
16 Араңларда һеч бир бузуқлуқ қилғучи яки өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун.
yila ki chi ni buroka a nore kange bwini bwangka kwama na Isuwa, wo ka timi ker chari miyem dur boka cheke.
17 Чүнки силәргә мәлумки, Әсав кейин [атисиниң] хәйрлик дуасини елишни ойлиған болсиму, шундақла униңға интилип көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, у [бу ишларни орниға] [кәлтүридиған] товва қилиш йолини тапалмай, рәт қилинди.
mun nyimom nyo bidob chi chwiti na chi fiya kwali bwiyer chero, chi fiyabo dã yi loka, duwaleu chin do ki mwem num.
18 Чүнки силәр қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар —
mu boubo banga wo mwa te tiye bang twika kirak, kumtachile, kange yuwa, kumtachile.
19 (у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп [Худаға] ялвурушти;
mu boubo chume chu ka konin, kebo diro wo tokker nawo nuwari mani a kenkange kerti a tokken.
20 чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. «Егәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» [дәп тапиланған еди];
mani chiya mwirum wefuner: bwentano bichirteibangeri chiyan ma bangum Musa
21 у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди).
di diger twaiyer bi kolewo Musa tokki min nuwa taimin chwa chi ko.”
22 — Силәр бәлки Зион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаниң шәһири — әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә,
nyeu, notin bou bang zetune kange chi narlor kwama ki dume, zerusalembo di kwama, kange biben tomange wuchakeu dikate kwob chi bilengti.
23 исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә, һәммәйләнниң сорақчиси Худаға, такамуллаштурулған һәққаний кишиләрниң роһлириға
mun bou mwor mwerkangka bi bei kaba, wo mulam mulange di kwama. mun bo kwama nin, ni bwolange dongdonge.
24 вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду.
mu bo Yeesu nin ni werfunero fwire kange bwiyale chori tokker yore la bwiyale Abila.
25 Бу сөзни қилғучини рәт қилмаслиғиңлар үчүн диққәт қилиңлар. Чүнки йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучини рәт қилғанлар җазадин қечип қутулалмиған йәрдә, әрштә бизни агаһландурғучидин йүз өрүсәк, һалимиз техиму шундақ болмамду?
to kore ni wo tokkertiyeu. chati no chi bubo no chi ko ni wuro werang chi dor bitinere, bi duware che mani ba buti nabi ko niwo werangbo di kwamari.
26 Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди; лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди.
kini win, dirchero mor dor bitinero. dila na weu chi mabiner nor choki kum kiritti win mani ma makti ka dor bitine, di la kange di kwama.
27 «Йәнә бир қетим» дегән бу сөз тәвритилидиғанларниң, йәни яритилған нәрсиләрниң тәвритилиши билән йоқитилидиғанлиғини, тәврәткили болмайдиған нәрсиләрниң мәңгү муқим болидиғанлиғидин ибарәт мәнини билдүриду.
kerowo kiritti winneu, ki dang kwobka digero na a moktiyeu, ni chi cho digerowo fwelfwele, dila dige wuro mani a mokyeu na nowi
28 Шуниң үчүн, тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп бу арқилиқ ихласмәнлик вә әйминиш-қорқунуч билән Худани хурсән қилидиған ибадәтләрни қилайли.
dila yoka liyare mani. a moktiyeu, be yilam ki. buka kangek nyeu in wabka kwamako yoryore kange wo tennengi nye.
29 Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур.
kwama be kire twikak.

< Ибранийларға 12 >