< Ибранийларға 11 >
1 Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси вә көрүнмәйдиған шәйиләрниң дәлилидур.
εστιν δε πιστις ελπιζομενων υποστασις πραγματων ελεγχος ου βλεπομενων
2 Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән [Худадин кәлгән] яхши гувалиқни алған.
εν ταυτη γαρ εμαρτυρηθησαν οι πρεσβυτεροι
3 Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини, шундақла биз көрүватқан мәвҗудатларниң көргили болидиған шәйиләрдин чиққан әмәслигини чүшинәләймиз. (aiōn )
πιστει νοουμεν κατηρτισθαι τους αιωνας ρηματι θεου εις το μη εκ φαινομενων το βλεπομενον γεγονεναι (aiōn )
4 Етиқати болғачқа Һабил Қабилниңкидинму әвзәл бир қурбанлиқни Худаға атиған; етиқати болғачқа Худа униң атиғанлирини тәрипләп, униңға һәққаний дәп гувалиқ бәрди. Гәрчә өлгән болсиму, етиқати билән у йәнила бизгә гәп қилмақта.
πιστει πλειονα θυσιαν αβελ παρα καιν προσηνεγκεν τω θεω δι ης εμαρτυρηθη ειναι δικαιος μαρτυρουντος επι τοις δωροις αυτου του θεου και δι αυτης αποθανων ετι λαλει
5 Етиқати болғачқа, Һанох өлүмни көрмәйла [әршкә] көтирилди; Худа уни көтирип елип кәткәчкә, у йәр йүзидә һеч тепилмиди. Сәвәви у елип кетилиштин илгири, Худани хурсән қилған адәм дәп тәрипләнгән еди.
πιστει ενωχ μετετεθη του μη ιδειν θανατον και ουχ ηυρισκετο διοτι μετεθηκεν αυτον ο θεος προ γαρ της μεταθεσεως μεμαρτυρηται ευαρεστηκεναι τω θεω
6 Әндиликтә етиқат болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс; чүнки Худаниң алдиға баридиған киши Униң барлиғиға, шундақла Униң Өзини издигәнләргә әҗрини қайтурғучи екәнлигигә ишиниши керәк.
χωρις δε πιστεως αδυνατον ευαρεστησαι πιστευσαι γαρ δει τον προσερχομενον {VAR1: [τω] } {VAR2: τω } θεω οτι εστιν και τοις εκζητουσιν αυτον μισθαποδοτης γινεται
7 Етиқати болғачқа, Нуһ техи көрүлүп бақмиған вақиәләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, ихласмәнлик қорқунучи билән аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди; һәмдә етиқати арқилиқ шундақ қилип пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үстидин һөкүм чиқарди, шундақла етиқаттин болған һәққанийлиққа мирасхор болди.
πιστει χρηματισθεις νωε περι των μηδεπω βλεπομενων ευλαβηθεις κατεσκευασεν κιβωτον εις σωτηριαν του οικου αυτου δι ης κατεκρινεν τον κοσμον και της κατα πιστιν δικαιοσυνης εγενετο κληρονομος
8 Етиқати болғачқа, Худа Ибраһимни униңға мирас сүпитидә бәрмәкчи болған зиминға беришқа чақирғанда, у итаәт қилди; у қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.
πιστει καλουμενος αβρααμ υπηκουσεν εξελθειν εις τοπον ον ημελλεν λαμβανειν εις κληρονομιαν και εξηλθεν μη επισταμενος που ερχεται
9 Етиқати болғачқа у вәдә қилинған зиминда, худди яқа жутта турғандәк мусапир болуп чедирларни макан қилип яшиди. Худаниң униңға қилған вәдисиниң ортақ мирасхорлири болған Исһақ вә Яқупларму униң билән биргә шуниңға охшаш яшиди.
πιστει παρωκησεν εις γην της επαγγελιας ως αλλοτριαν εν σκηναις κατοικησας μετα ισαακ και ιακωβ των συγκληρονομων της επαγγελιας της αυτης
10 Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у һуллири мустәһкәм болған шәһәрни күткән еди; шәһәрниң лайиһилигүчи һәм қурғучиси Худа Өзидур.
εξεδεχετο γαρ την τους θεμελιους εχουσαν πολιν ης τεχνιτης και δημιουργος ο θεος
11 Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти.
πιστει και αυτη σαρρα {VAR2: στειρα } δυναμιν εις καταβολην σπερματος ελαβεν και παρα καιρον ηλικιας επει πιστον ηγησατο τον επαγγειλαμενον
12 Буниң билән бирла адәмдин, йәни өлгән адәмдәк болуп қалған бир адәмдин асмандики юлтузлардәк көп, деңиз саһилидики қумдәк сансиз әвлатлар барлиққа кәлди.
διο και αφ ενος εγεννηθησαν και ταυτα νενεκρωμενου καθως τα αστρα του ουρανου τω πληθει και ως η αμμος η παρα το χειλος της θαλασσης η αναριθμητος
13 Бу кишиләрниң һәммиси Худаниң вәдә қилғанлириға муйәссәр болмай турупла етиқати болған һалда аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида буларниң кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиғанлиғини жирақтин көрүп, қучақ ечип хурсәнлик билән күткән вә өзлирини йәр йүзидә мусапир вә йолучи дәп ашкарә ейтқан еди.
κατα πιστιν απεθανον ουτοι παντες μη {VAR1: κομισαμενοι } {VAR2: λαβοντες } τας επαγγελιας αλλα πορρωθεν αυτας ιδοντες και ασπασαμενοι και ομολογησαντες οτι ξενοι και παρεπιδημοι εισιν επι της γης
14 Бу бундақ сөзләрни қилған кишиләрниң бир вәтәнни тәшна болуп издәватқанлиғини ениқ ипадиләйду.
οι γαρ τοιαυτα λεγοντες εμφανιζουσιν οτι πατριδα επιζητουσιν
15 Дәрвәқә, улар өз жутини сеғинған болса, қайтип кетиш пурсити чиққан болатти.
και ει μεν εκεινης εμνημονευον αφ ης εξεβησαν ειχον αν καιρον ανακαμψαι
16 Лекин улар униңдинму әвзәл, йәни әрштики бир маканни тәлпүнүп издимәктә. Шуниң үчүн, Худаниң өзлириниң Худаси дәп атилишидин номус қилмайду; чүнки мана, У улар үчүн бир шәһәр һазирлиған.
νυν δε κρειττονος ορεγονται τουτ εστιν επουρανιου διο ουκ επαισχυνεται αυτους ο θεος θεος επικαλεισθαι αυτων ητοιμασεν γαρ αυτοις πολιν
17 Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, етиқати болғачқа оғли Исһақни қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиди; гәрчә у Худаниң вәдилирини, җүмлидин «Сениң намиңни давамлаштуридиған нәслиң болса Исһақтин келип чиқиду» дегинини тапшурувалған болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурбан қилишқа тәйяр турди.
πιστει προσενηνοχεν αβρααμ τον ισαακ πειραζομενος και τον μονογενη προσεφερεν ο τας επαγγελιας αναδεξαμενος
προς ον ελαληθη οτι εν ισαακ κληθησεται σοι σπερμα
19 Чүнки у һәтта Исһақ өлгән тәғдирдиму, Худаниң уни тирилдүрүшкә қадир екәнлигигә ишәнди. Мундақчә ейтқанда, Исһақни өлүмдин тирилдүрүлгәндәк қайтидин тапшурувалди.
λογισαμενος οτι και εκ νεκρων εγειρειν δυνατος ο θεος οθεν αυτον και εν παραβολη εκομισατο
20 Етиқати болғачқа, Исһақ оғуллири Яқуп билән Әсавниң кәлгүси ишлириға хәйрлик тиләп дуа қилди.
πιστει και περι μελλοντων ευλογησεν ισαακ τον ιακωβ και τον ησαυ
21 Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди.
πιστει ιακωβ αποθνησκων εκαστον των υιων ιωσηφ ευλογησεν και προσεκυνησεν επι το ακρον της ραβδου αυτου
22 Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди.
πιστει ιωσηφ τελευτων περι της εξοδου των υιων ισραηλ εμνημονευσεν και περι των οστεων αυτου ενετειλατο
23 Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди.
πιστει μωυσης γεννηθεις εκρυβη τριμηνον υπο των πατερων αυτου διοτι ειδον αστειον το παιδιον και ουκ εφοβηθησαν το διαταγμα του βασιλεως
24 Етиқати болғачқа, Муса чоң болуп улуқ зат болғандин кейин, «Пирәвниң қизиниң оғли» дегән атақта туриверишни рәт қилип,
πιστει μωυσης μεγας γενομενος ηρνησατο λεγεσθαι υιος θυγατρος φαραω
25 гуна ичидики ләззәтләрдин вақитлиқ бәһримән болушниң орниға, Худаниң хәлқи билән биллә азап чекишни әвзәл көрди.
μαλλον ελομενος συγκακουχεισθαι τω λαω του θεου η προσκαιρον εχειν αμαρτιας απολαυσιν
26 У Мәсиһкә қаритилған һақарәткә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки көзлирини [әрштики] инъамға тикивататти.
μειζονα πλουτον ηγησαμενος των αιγυπτου θησαυρων τον ονειδισμον του χριστου απεβλεπεν γαρ εις την μισθαποδοσιαν
27 Етиқати болғачқа, у падишаниң ғәзивидинму қорқмай Мисирдин чиқип кәтти. [Җапа-мушәққәткә] чидиди, чүнки Көзгә Көрүнмигүчи униң көзигә көрүнүп турғандәк еди.
πιστει κατελιπεν αιγυπτον μη φοβηθεις τον θυμον του βασιλεως τον γαρ αορατον ως ορων εκαρτερησεν
28 Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» [пәриштиниң] [Исраилларға] тәгмәслиги үчүн [тунҗи] «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни [буйрулғини бойичә] сепип-сүркиди.
πιστει πεποιηκεν το πασχα και την προσχυσιν του αιματος ινα μη ο ολοθρευων τα πρωτοτοκα θιγη αυτων
29 Етиқати болғачқа, [Исраиллар] Қизил деңиздин худди қуруқлуқта маңғандәк меңип өтти. Бирақ [уларни қоғлап кәлгән] Мисирлиқлар өтмәкчи болғанда суға ғәриқ болди.
πιστει διεβησαν την ερυθραν θαλασσαν ως δια ξηρας γης ης πειραν λαβοντες οι αιγυπτιοι κατεποθησαν
30 Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди.
πιστει τα τειχη ιεριχω επεσαν κυκλωθεντα επι επτα ημερας
31 Етиқати болғачқа, паһишә аял Раһаб Исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, итаәтсизләр [болған өз шәһиридикиләр] билән бирликтә һалак болмиди.
πιστει ρααβ η πορνη ου συναπωλετο τοις απειθησασιν δεξαμενη τους κατασκοπους μετ ειρηνης
32 Мән йәнә немишкә сөзләп олтирай? Гидеон, Барақ, Шимшон, Йәфтаһ, Давут, Самуил вә қалған башқа пәйғәмбәрләр тоғрисида ейтип кәлсәм вақит йәтмәйду.
και τι ετι λεγω επιλειψει με γαρ διηγουμενον ο χρονος περι γεδεων βαρακ σαμψων ιεφθαε δαυιδ τε και σαμουηλ και των προφητων
33 Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди, [Худа] вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди,
οι δια πιστεως κατηγωνισαντο βασιλειας ειργασαντο δικαιοσυνην επετυχον επαγγελιων εφραξαν στοματα λεοντων
34 дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди, қиличниң тиғидин қечип қутулди, аҗизлиқтин күчәйди, җәңләрдә батурлуқ көрсәтти, ят әлләрниң қошунлирини тери-пирәң қилди.
εσβεσαν δυναμιν πυρος εφυγον στοματα μαχαιρης εδυναμωθησαν απο ασθενειας εγενηθησαν ισχυροι εν πολεμω παρεμβολας εκλιναν αλλοτριων
35 [Етиқати болғачқа], аяллар өлгән уруқ-туққанлирини өлүмдин тирилдүргүзүп қайтурувалди; бирақ башқилар кәлгүсидә техиму яхши һалда өлүмдин тириләйли дәп, қутулуш йолини рәт қилип қийинилишқа бәрдашлиқ бәрди.
ελαβον γυναικες εξ αναστασεως τους νεκρους αυτων αλλοι δε ετυμπανισθησαν ου προσδεξαμενοι την απολυτρωσιν ινα κρειττονος αναστασεως τυχωσιν
36 Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди;
ετεροι δε εμπαιγμων και μαστιγων πειραν ελαβον ετι δε δεσμων και φυλακης
37 улар чалма-кесәк қилип өлтүрүлди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, синақларни бешидин өткүзди, қиличлинип өлтүрүлди; улар қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намратлиқта яшиди, қийин-қистаққа учриди, хорланди
ελιθασθησαν {VAR1: επειρασθησαν } επρισθησαν εν φονω μαχαιρης απεθανον περιηλθον εν μηλωταις εν αιγειοις δερμασιν υστερουμενοι θλιβομενοι κακουχουμενοι
38 (улар бу дунияға зайә кәткән еди), чөлләрдә, тағларда, өңкүрләрдә вә гәмиләрдә сәргәрдан болуп жүрди.
ων ουκ ην αξιος ο κοσμος επι ερημιαις πλανωμενοι και ορεσιν και σπηλαιοις και ταις οπαις της γης
39 Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң Өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ.
και ουτοι παντες μαρτυρηθεντες δια της πιστεως ουκ εκομισαντο την επαγγελιαν
40 Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду.
του θεου περι ημων κρειττον τι προβλεψαμενου ινα μη χωρις ημων τελειωθωσιν