< Ибранийларға 10 >
1 Тәврат қануни кәлгүсидә елип келинидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки уларниң көләңгисинила сүрәтләп бәргәчкә, у тәләп қилинған, жилмужил сунулуп келиватқан охшаш қурбанлиқлар арқилиқ [Худаға] йеқинлашмақчи болғанларни һәргизму мукәммәл қилалмайду.
2 Болмиса, мошу қурбанлиқларниң сунулуши ахирлишатти, чүнки ибадәт қилғучилар пак қилинип, виҗдани йәнә өз гуналири түпәйлидин азапланмайтти.
3 Һалбуки, мошу қурбанлиқлар жилмужил өз гуналирини өзлиригә әслитип туриду.
4 Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени гуналарни һәргиз елип ташлалмайду.
5 Шуниң үчүн, У дунияға кәлгәндә мундақ дегән: — «Нә қурбанлиқ, нә атиған ашлиқ һәдийәлири болса Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Бирақ Сән Мән үчүн бир тән тәйярлап бәрдиң;
6 Нә көйдүрмә қурбанлиқлар, нә гуна қурбанлиғидинму сөйүнмидиң;
7 Шуңа җавап бәрдимки — «Мана Мән кәлдим! — Қанун дәстуруңда Мән тоғрилиқ пүтүлгәндәк — И Худа, ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим».
8 У жуқурида: «Нә қурбанлиқ, нә ашлиқ һәдийәлири, нә көйдүрмә қурбанлиқлар нә гунани тилигүчи қурбанлиқлар Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Сән улардинму сөйүнмидиң» (бу қурбанлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә сунулуши керәк еди) дегинидин кейин
9 йәнә: «Сениң ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим» дегән. Демәк, [Худа] кейинкисини күчкә егә қилиш үчүн, алдинқисини әмәлдин қалдуриду.
10 Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, [Худаға] аталдуқ.
11 Һәр каһин һәр күни ибадәт хизмитидә туриду, шундақла гуналарни һәргиз сақит қилалмайдиған охшаш хилдики қурбанлиқларни [Худаға] қайта-қайта суниду.
12 Бирақ, бу [каһин] болса гуналар үчүн бирла қетимлиқ мәңгү инавәтлик бир қурбанлиқни сунғандин кейин, Худаниң оң йенида олтарди;
13 У шу йәрдә «дүшмәнлири Өз айиғи астида тәхтипәр қилинғичә» күтиду.
14 У мошу бирла қурбанлиқ билән Худаға атап пак-муқәддәс қилинғанларни мәңгүгә мукәммәл қилди.
15 [Муқәддәс язмиларда] [пүтүлгәндәк], Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. Чүнки У авал: —
16 «У күнләрдин кейин, Мениң улар билән түзидиған әһдәм мана шуки, дәйду Пәрвәрдигар; Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигиму салимән, Һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән» дегәндин кейин, У йәнә: —
17 «Уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән» — дегән.
18 Әнди шу йолда гуналар кәчүрүм қилинған екән, гуналар үчүн қурбанлиқ қилишниң һаҗитиму қалмайду.
19 Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйсаниң қени арқилиқ әң муқәддәс җайға киришкә җүръәтлик болуп,
20 (У бизгә ечип бәргән, ибадәтханиниң пәрдисидин (йәни, Униң әт-тенидин) өтидиған шу жипйеңи, һаятлиқ йоли билән)
21 шундақла Худаниң аилисини башқуридиған бизниң улуқ каһинимиз болғанлиғи билән,
22 диллиримиз виҗдандики булғунушлардин сепилиш билән пакланған вә бәдинимиз сап су билән жуюлғандәк тазиланған һалда етиқатниң толуқ җәзм-хатирҗәмлиги вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли!
23 Әнди етирап қилған үмүтүмиздә тәврәнмәй чиң турайли (чүнки вәдә Бәргүчи болса сөзидә турғучидур)
24 вә меһир-муһәббәт көрситиш вә гөзәл иш қилишқа бир-биримизни қандақ қозғаш вә риғбәтләндүрүшни ойлайли.
25 Бәзиләр адәт қиливалғандәк, җамаәттә җәм болуштин баш тартмайли, бәлки бир-биримизни җекиләп-илһамландурайли; болупму шу күниниң йеқинлашқанлиғини байқиғиниңларда, техиму шундақ қилайли.
26 Һәқиқәтни тонушқа несип болғандин кейин, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурбанлиқ болмас,
27 бәлки бизгә қалидиғини пәқәт сорақ, шундақла Худа билән қаршилишидиғанларни йәп түгитишкә тәйяр туридиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүшла, халас.
28 Әнди Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қанунини көзгә илмиған һәр қандақ киши икки яки үч гувачиниң испати болса, кәңчилик қилинмайла өлтүрүләтти.
29 Ундақта, бир киши Худаниң Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң әһдисиниң қениға, йәни өзини пак қилған қанға напак дәп қариса, шәпқәт қилғучи Роһни һақарәт қилса, буниңдин техиму еғир җазаға лайиқ һесаплиниду, дәп ойлимамсиләр?
30 Чүнки [Тәвратта] «Интиқам Мениңкидур, кишиниң қилмишлирини өз бешиға өзүм яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар» вә «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду» дегүчини билимиз.
31 Мәңгү һаят Худаниң қоллириға чүшүп җазалиниш нәқәдәр дәһшәтлик иш-һә!
32 Әнди силәр йорутулуштин кейин, азап-оқубәтлик, қаттиқ күрәшләргә бәрдашлиқ бәргән әшу бурунқи күнләрни есиңларда тутуңлар.
33 Бәзи вақитларда рәсва қилинип һақарәтләш вә харлинишларға учридиңлар вә бәзи вақитларда мошундақ муамилиләргә учриғанларға дәрддаш болдуңлар.
34 Чүнки силәр һәм мәһбусларниң дәрдигә ортақ болдуңлар һәм мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму есил һәм йоқап кәтмәйдиған бақий тәәллуқатқа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән бу ишни қобул қилдиңлар.
35 Шуниң үчүн, җасаритиңларни йоқатмаңлар, униңдин интайин зор инъам болиду.
36 Чүнки Худаниң ирадисигә әмәл қилип, Униң вәдә қилғиниға муйәссәр болуш үчүн, сәвир-чидам қилишиңларға тоғра келиду.
37 Чүнки [муқәддәс язмиларда] [Худа] мундақ дегән: — «Пәқәт азғинә вақиттин кейинла», «Кәлгүчи дәрвәқә йетип келиду, У кечикмәйду.
38 Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду; Лекин у кәйнигә чекинсә, Җеним униңдин сөйүнмәйду».
39 Һалбуки, биз болсақ кәйнигә чекинип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки етиқат билән өз җенимизни егилигәнләрдиндурмиз.