< Ибранийларға 1 >

1 Худа бурунқи заманларда ата-бовиларға пәйғәмбәрләр арқилиқ түркүм-түркүм бойичә вә нурғун йоллар билән сөз қилған болуп,
πολυμερως και πολυτροπως παλαι ο θεος λαλησας τοις πατρασιν εν τοις προφηταις επ εσχατου των ημερων τουτων ελαλησεν ημιν εν υιω
2 мошу ахирқи күнләрдә болса бизгә Оғли арқилиқ сөзлиди. У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан. (aiōn g165)
ον εθηκεν κληρονομον παντων δι ου και τους αιωνας εποιησεν (aiōn g165)
3 У Худаниң шан-шәривидин парлиған нур, Униң әйнийитиниң ипадисидур, У қудрәтлик сөз-калами билән пүткүл каинаттики мәвҗудатни өз орнида турғузуватқан болуп, У гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин, әрштики шану-шәвкәт егисиниң оң йенида олтарди.
ος ων απαυγασμα της δοξης και χαρακτηρ της υποστασεως αυτου φερων τε τα παντα τω ρηματι της δυναμεως αυτου δι εαυτου καθαρισμον ποιησαμενος των αμαρτιων ημων εκαθισεν εν δεξια της μεγαλωσυνης εν υψηλοις
4 Шуниңдәк, У пәриштиләрдин көп үстүн нам-мәртивигә мирас болуп, улардин шунчә жүксәк турди.
τοσουτω κρειττων γενομενος των αγγελων οσω διαφορωτερον παρ αυτους κεκληρονομηκεν ονομα
5 Чүнки Худа [муқәддәс язмиларда] пәриштиләрниң қайсисиға: «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум», вә йәнә: «Мән Униңға Ата болимән, Уму Маңа Оғул болиду» дегән еди?
τινι γαρ ειπεν ποτε των αγγελων υιος μου ει συ εγω σημερον γεγεννηκα σε και παλιν εγω εσομαι αυτω εις πατερα και αυτος εσται μοι εις υιον
6 Униң үстигә, У Өзиниң тунҗисини йәр йүзигә әвәткәндә, «Барлиқ пәриштиләр Униңға сәҗдә қилсун» дегән.
οταν δε παλιν εισαγαγη τον πρωτοτοκον εις την οικουμενην λεγει και προσκυνησατωσαν αυτω παντες αγγελοι θεου
7 У пәриштиләр тоғрилиқ: — «У пәриштилирини шамаллар, Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду», дегән еди;
και προς μεν τους αγγελους λεγει ο ποιων τους αγγελους αυτου πνευματα και τους λειτουργους αυτου πυρος φλογα
8 лекин Оғли һәққидә болса Униңға мундақ дегән: — «Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Сениң падишалиғиңдики шаһанә һасаң адаләтниң һасисидур. (aiōn g165)
προς δε τον υιον ο θρονος σου ο θεος εις τον αιωνα του αιωνος ραβδος ευθυτητος η ραβδος της βασιλειας σου (aiōn g165)
9 Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни Сениң Худайиң Сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди».
ηγαπησας δικαιοσυνην και εμισησας ανομιαν δια τουτο εχρισεν σε ο θεος ο θεος σου ελαιον αγαλλιασεως παρα τους μετοχους σου
10 Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: — «Сән, и Рәб, һәммидин бурун зиминниң улини салдиң, Асманларни болса қоллириң ясиғандур;
και συ κατ αρχας κυριε την γην εθεμελιωσας και εργα των χειρων σου εισιν οι ουρανοι
11 Улар йоқ болуп кетиду, Лекин Сән мәңгү турисән; Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду;
αυτοι απολουνται συ δε διαμενεις και παντες ως ιματιον παλαιωθησονται
12 Сән уларни тон кәби йөгәп қойисән, Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду. Бирақ Сән мәңгү өзгәрмигүчидурсән, Жиллириңниң тамами йоқтур».
και ωσει περιβολαιον ελιξεις αυτους και αλλαγησονται συ δε ο αυτος ει και τα ετη σου ουκ εκλειψουσιν
13 Йәнә, У қайсибир пәриштигә: — «Мән Сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтирисән» — дегән еди?
προς τινα δε των αγγελων ειρηκεν ποτε καθου εκ δεξιων μου εως αν θω τους εχθρους σου υποποδιον των ποδων σου
14 Шундақ екән, пәриштиләрниң һәммиси пәқәт ниҗатқа мираслиқ қилидиғанлар үчүн хизмәт қилишқа [Худа тәрипидин] әвәтилгән хизмәтчи роһлар әмәсму?
ουχι παντες εισιν λειτουργικα πνευματα εις διακονιαν αποστελλομενα δια τους μελλοντας κληρονομειν σωτηριαν

< Ибранийларға 1 >