< Һагай 1 >

1 Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә һәм Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға кәлди: —
Darius padishahning ikkinchi yili, altinchi ayning birinchi küni, Perwerdigarning sözi Hagay peyghember arqiliq Shéaltielning oghli, Yehudaning waliyisi Zerubbabelge hem Yehozadakning oghli, bash kahin Yeshuagha keldi: —
2 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу хәлиқ: «Вақти кәлмиди, Пәрвәрдигарниң өйини қуруш вақти техи кәлмиди» — дәйду.
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Bu xelq: «Waqti kelmidi, Perwerdigarning öyini qurush waqti téxi kelmidi» — deydu.
3 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
We Perwerdigarning sözi Hagay peyghember arqiliq kélip mundaq déyildi: —
4 Бу өй техичила харабә турса, бу силәр тахтайдин безәлгән өйлириңларда яшайдиған вақитму?
Bu öy téxichila xarabe tursa, bu siler taxtaydin bézelgen öyliringlarda yashaydighan waqitmu?
5 Мана, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Қиливатқиниңлар үстидә көңүл қоюп ойлиниңлар!
Mana, Perwerdigar mundaq deydu: — — Qiliwatqininglar üstide köngül qoyup oylininglar!
6 Териғиниңлар көп, жиғивалидиғиниңлар аз; Йәйсиләр, бирақ тоймайсиләр; Ичисиләр, бирақ қанмайсиләр; Кийисиләр, бирақ һеч қандақ иллимайсиләр; Иш һәққи алғучи болса, Худди иш һәққини төшүк һәмянға салғанға охшаштур.
Térighininglar köp, yighiwalidighininglar az; Yeysiler, biraq toymaysiler; Ichisiler, biraq qanmaysiler; Kiyisiler, biraq héchqandaq illimaysiler; Ish heqqi alghuchi bolsa, Xuddi ish heqqini töshük hemyan’gha salghan’gha oxshashtur.
7 — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қиливатқиниңлар үстидә көңүл қоюп ойлиниңлар!
— Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Qiliwatqininglar üstide köngül qoyup oylininglar!
8 Таққа чиқип, яғачни елип келиңлар, өйни қуруңлар; шундақ қилсаңлар Мән униңдин хурсән болимән, шан-шәрәпкә еришимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Taghqa chiqip, yaghachni élip kélinglar, öyni qurunglar; shundaq qilsanglar Men uningdin xursen bolimen, shan-sherepke érishimen, — deydu Perwerdigar.
9 — Силәр көпни күттүңлар, мана, еришкиниңлар аз болди; уни өйгә епкәлгиниңларда, Мән уни пүвләп йоқаттим; бу немә үчүн? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — — Чүнки Мениң өйүмниң харабә болғиниға қаримай, өз өйүңларни [селишқа] жүгүрүшүп жүрүватисиләр.
— Siler köpni küttünglar, mana, érishkininglar az boldi; uni öyge épkelgininglarda, Men uni püwlep yoqattim; bu néme üchün? — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — — Chünki Méning öyümning xarabe bolghinigha qarimay, öz öyünglarni [sélishqa] yügürüshüp yürüwatisiler.
10 Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду, зиминму һосулини бәрмәйду;
Shunga üstünglarda asmanlar shebnemni bermeydu, zéminmu hosulini bermeydu;
11 Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, йеңи шарапларға, зәйтун мейиға, тупрақниң үндүрмилиригә, инсанларға, мал-варанларға вә қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим.
Men zémin’gha, taghqa, ziraetlerge, yéngi sharablargha, zeytun méyigha, tupraqning ündürmilirige, insanlargha, mal-waranlargha we qollardiki barliq ejirlerge qurghaqchiliqni chaqirdim.
12 Шуниң билән Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл һәм Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуа вә хәлиқниң қалдисиниң һәммиси Пәрвәрдигар Худасиниң авазиға, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худасиниң Һагай пәйғәмбәрни әвәтиши билән, униң сөзлиригә қулақ салди; хәлиқ Пәрвәрдигар алдида қорқти.
Shuning bilen Shéaltielning oghli Zerubbabel hem Yehozadakning oghli bash kahin Yeshua we xelqning qaldisining hemmisi Perwerdigar Xudasining awazigha, shuningdek Perwerdigar Xudasining Hagay peyghemberni ewetishi bilen, uning sözlirige qulaq saldi; xelq Perwerdigar aldida qorqti.
13 Андин Пәрвәрдигарниң әлчиси Һагай Пәрвәрдигарниң хәвирини хәлиққә йәткүзүп: — «Мән силәр билән биллидурмән» — дәйду Пәрвәрдигар, — деди.
Andin Perwerdigarning elchisi Hagay Perwerdigarning xewirini xelqqe yetküzüp: — «Men siler bilen billidurmen» — deydu Perwerdigar, — dédi.
14 Вә Пәрвәрдигар Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлниң роһини, шундақла Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаниң роһини һәм хәлиқ қалдисиниң һәр бириниң роһини қозғиди; улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Худасиниң өйигә келип ишлиди.
We Perwerdigar Shéaltielning oghli, Yehudaning waliyisi Zerubbabelning rohini, shundaqla Yehozadakning oghli, bash kahin Yeshuaning rohini hem xelq qaldisining herbirining rohini qozghidi; ular samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar Xudasining öyige kélip ishlidi.
15 Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди.
Bu Darius padishahning ikkinchi yili, altinchi ayning yigirme tötinchi küni idi.

< Һагай 1 >