< Һагай 2 >
1 Йәттинчи айниң жигирмә биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди:
2 — «Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә, Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға һәмдә хәлиқниң қалдисиға сөз қилип улардин: —
3 «Араңлардин әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өйни көргәнләрдин ким бар? Силәр һазир униңға қандақ қарайсиләр? Нәзириңларда у һеч немигә әрзимәйду, шундақму?» — дәп сориғин.
4 — Бирақ һазир, и Зәруббабәл, җасарәтлик бол, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуа, җасарәтлик бол; зиминдики барлиқ хәлиқ, җасарәтлик болуп ишләңлар, — дәйду Пәрвәрдигар. — чүнки Мән силәр билән биллидурмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
5 — Мисирдин чиққан вақтиңларда силәргә әһдә қилған сөзүм вә Мениң Роһум араңларда туруп кәлди; һәргиз қорқмаңлар.
6 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Йәнә пәқәт азғина вақиттин кейин Мән асманлар, йәр йүзи, деңиз һәм қуруқлуқни тәвритимән;
7 Мән барлиқ әлләрни тәвритимән; нәтиҗидә әлләрниң сәрхил әтивар нәрсилири елип келиниду. Мән мошу өйни шан-шәрәпкә толдуримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
8 — Күмүч Мениңки, алтун Мениңки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
9 — Бу өйниң кейинки шан-шәриви әслидикидин зор болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән мошу йәрдә арамлик-хатирҗәмликни ата қилимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».
10 Дариус падишаниң иккинчи жили, тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
11 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Каһинларға сөз қилип улардин Тәврат-қануни тоғрилиқ: —
12 «Бириси тониниң етигидә «[Худаға] аталған гөш»ни көтирип кетиватқинида, униң етиги нанға, умачқа, шарапқа, зәйтун майға яки һәр қандақ аш-озуққа мундақла тегип кәтсә, ундақта у нәрсиләр «[Худаға] аталған» боламду?» — дәп сориғин». Каһинлар җававән: «Яқ» — деди.
13 Вә Һагай: «Бириси җәсәткә тегип «напак» болған болса, у бу аш-озуқниң қайсибиригә тәгсә, ундақта аш-озуқ напак боламду?» — дәп сориди. Каһинлар җававән: «У напак болиду» — деди.
14 Андин Һагай җававән мундақ деди: —«Пәрвәрдигар: «Әнди бу хәлиқ, бу «ят әл» Мениң алдимдиму шундақтур, уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур, шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду.
15 — Әнди һазир көңүл қоюп ойлиниңлар — Бүгүндин башлап, мошу вақиттин тартип көрүңлар — таки Пәрвәрдигарниң ибадәтханисидики таш үстигә йәнә бир тал таш қоюлғичә,
16 шуниңдин илгәрки күнләрдә, бириси «жигирмә күрә»лик бир дога ашлиқни алғили кәлгәндә, мана пәқәт он күрила чиқти; бириси шарап күпидин әллик комзәк алғили кәлсә, мана пәқәт жигирмә комзәк чиқти.
17 Мән қоллириңлар билән ишлигән барлиқ ишлириңларда силәрни җудун, һал вә мөлдүр апәтлири билән уруп кәлдим; бирақ силәр йенимға қайтмидиңлар.
18 Әнди өтүнимәнки, көңүл қоюп ойлиниңлар — бу күн, йәни тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күнидин башлап, мошу вақиттин тартип, — йәни Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң қайта қурулушини башлиған күнидин кейинки ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар;
19 данлар амбарға жиғилдиму? Үзүм таллири, әнҗир, анар һәм зәйтун дәрәқлири һеч мевә бәрмиди. Бирақ Мән бу күндин башлап силәрни бәрикәтләймән».
20 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи шу айниң жигирмә төртинчи күни Һагайға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
21 — Йәһудаға валий болған Зәруббабәлгә сөз қилип мундақ дегин: — — «Мән асманларни, зиминни тәвритишкә тәмшиливатимән;
22 Падишаһлиқларниң тәхтини өрүветимән, әлләрниң падишалиқлириниң күчини йоқитимән; җәң һарвулири һәм униң үстидә олтарғанларни өрүветимән; атлар вә атлиқ әскәрләр, уларниң һәр бири өз қериндишиниң қиличи билән моллақ атқузулиду.
23 Шу күнидә — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Мән сени, йәни Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәлни алимән, — дәйду Пәрвәрдигар — андин сени худди мөһүрлүк үзүкүмдәк қилимән; чүнки Мән сени талливалдим, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».