< Һабаккук 3 >
1 Һабаккук пәйғәмбәрниң дуаси, «Шиггаон» аһаңида: —
2 «Пәрвәрдигар, мән хәвириңни аңлидим, әйминип қорқтум. И Пәрвәрдигар, жиллар арисида ишиңни қайтидин җанландурғайсән, Жиллар арисида ишиңни тонутқайсән; Дәрғәзәптә болғиниңда рәһимдиллиқни есиңгә кәлтүргәйсән!
3 Тәңри Темандин, Пак-Муқәддәс Болғучи Паран теғидин кәлди; (Селаһ) Униң шан-шәриви асманларни қаплиди, Йәр йүзи униң мәдһийилири билән толди;
4 Униң пақирақлиғи таң нуридәк болди, Қолидин чақмақ чаққандәк икки нур чиқти; Шу йәрдә униң күч-қудрити йошурунуп туриду.
5 Униң алдидин ваба, Путлиридин чоғдәк ялқун чиқмақта еди;
6 У туруп йәр йүзини мөлчәрлиди; У қаривиди, әлләрни дәккә-дүккигә салди; «мәңгү тағлар» парә-парә қилинди, «әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди, Униң йоллири болса әбәдийдур.
7 Мән Кушан қәбилисиниң чедирлириниң паракәндичиликтә болғанлиғини, Мидиян зиминидики пәрдиләрни титрәк басқанлиғини көрдум.
8 Пәрвәрдигар дәрияларға аччиқландимекин? Сениң ғәзивиң дәрияларға қаритилдимекин? Қәһриң деңизға қаритилдимекин? Атлириңға, ниҗат-қутқузушни епкелидиған җәң һарвулириңға минип кәлгәнғусән!
9 Сениң оқяйиң аян қилинди, Сөзүң бойичә, [Исраил] қәбилилиригә ичкән қәсәмлириң үчүн аян қилинди! (Селаһ) Сән йәр йүзини дәрия-кәлкүнләр билән айривәттиң.
10 Тағлар Сени көрүп, азаплинип толғинип кәтти; Долқунлап аққан сулар кәлкүндәк өтүп кәтти; Чоңқур деңиз авазини қоюветип, Қоллирини жуқуриға өрләтти.
11 Етилған оқлириңниң пақирақ нурини көрүп, Палилдиған нәйзәңниң йоруқлуғини көрүп, Қуяш һәм ай өз туралғусида җим турди.
12 Сән аччиғиңда йәр йүзидин өтүп жүрүш қилдиң; Әлләрни ғәзивиңдә зираәтни соққандәк соқтуң;
13 Өз хәлқиңниң ниҗат-қутқузулуши үчүн, Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң; Улини бойниғичә ечип ташлап, Рәзилниң җәмәтиниң бешини уруп-янчип, униңдин айривәттиң; (Селаһ)
14 Сән униң нәйзилири билән сәрдарлириниң бешиға санҗидиң; Улар дәһшәтлик қара қуюндәк мени тарқитиветишкә чиқти, Уларниң хошаллиғи аҗиз мөминләрни йошурун җайда ялмап жутуштин ибарәттур!
15 Сән атлириң билән деңиздин, Йәни дога-дога қилинған улуқ сулардин өтүп маңдиң!
16 Мән буларни аңлидим, ичи-бағримни титрәк басти; Авазни аңлап калпуклирим дир-дир қилди, Устиханлирим чирип кәткәндәк болди, Путлиримни титрәк басти; Чүнки мән күлпәтлик күнидә, Йәни өз хәлқимгә таҗавуз қилғучи бесип киргән күнидиму, Сәвир-хатирҗәмликтә турушум керәк.
17 Чүнки әнҗир дәриғи чечәклимисиму, Үзүм таллирида мевә болмисиму, Зәйтун дәриғигә қилған әҗир йоққа чиққан болсиму, Етизлар һеч һосул бәрмигән болсиму, Қотандин қой падиси үзүлгән болсиму, Еғилда кала падиси йоқ болсиму,
18 Мән һаман Пәрвәрдигардин шатлинимән, Маңа ниҗатимни бәргүчи Худайимдин шатлиққа чөмүлимән,
19 Пәрвәрдигар, Рәб, мениң күч-қудритимдур; У мениң путлиримни кейикниңкидәк қилиду; Мени жуқури җайлиримда маңғузиду! (Бу күй нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун).