< Һабаккук 2 >
1 «Әнди мән өз күзитимдә туриверимән, Өзүмни мунар үстидә дәс тикләймән, Униң маңа немә дәйдиғанлиғини, Шуниңдәк өзүм бу дад-пәрядим тоғрилиқ қандақ тегишлик җавап тепишим керәклигини билишни күтүп туримән».
2 Һәм Пәрвәрдигар җававән маңа мундақ деди: — «Оқуғанлар жүгүрсун үчүн, Бу көрүнгән аламәтни йезивал; Уни тахтайлар үстигә ениқ оюп чиқ;
3 Чүнки бу көрүнгән аламәт кәлгүсидики бекитилгән бир вақит үчүн, У адәмләргә ахирәтни тәлпүндүриду, У ялған гәп қилмайду; Узунғичә кәлмәй қалсиму, уни күткин; Чүнки у җәзмән йетип келиду, һеч кечикмәйду.
4 Қара, тәкәббурлишип кәткүчини! Униң қәлби өз ичидә түз әмәс; Бирақ һәққаний адәм өз етиқат-садиқлиғи билән һаят яшайду.
5 Бәрһәқ, шарап униңға сатқунлуқ қилиду, — — У тәкәббур адәм, өйдә тиним тапмайду, Һәвисини тәһтисарадәк йоған қилиду; У өлүмдәк һеч қачан қанмайду; Өзигә барлиқ әлләрни жиғиду, Һәммә хәлиқни өзигә қаритивалиду. (Sheol )
6 Буларниң һәммиси кейин у тоғрилиқ тәмсилни сөзләп, Кинайилик бир тепишмақни тилға алиду: — «Өзиниң әмәсни мениң дәп қошувалғучиға вай! ([Бундақ ишлар] қачанғичә болиду?!) Гөрүгә қойған нәрсиләр билән өзини чиңдиғучиға вай!»
7 Сәндин җазанә-қәриз алғучилар бирақла қозғалмамду? Сени титрәткүчиләр бирақла ойғанмамду? Андин сән уларға олҗа болмамсән?
8 Сән нурғун әлләрни булаң-талаң қилғанлиғиң түпәйлидин, Һәм кишиләрниң қанлири, зимин, шәһәр һәм униңда туруватқан һәммәйләнгә қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин, Сақлинип қалған әлләр сени булаң-талаң қилиду;
9 Һалакәт чаңгилидин қутулуш үчүн, Угамни жуқуриға салай дәп, Нәпси йоғинап өз җәмәтигә һарам мәнпәәт жиққучиға вай!
10 Нурғун хәлиқләрни вәйран қилип, Өз җәмәтиңгә аһанәт кәлтүрдүң, Өз җениңға қарши гуна садир қилдиң.
11 Чүнки тамдин таш нида қилиду, Яғачлардин лим җавап бериду: —
12 Жутни қан билән, Шәһәрни қәбиһлик билән қурғучиға вай!»
13 Мана, хәлиқләрниң җан тикип тапқан меһнитиниң пәқәт отқа йеқилғу қилинғанлиғи, Әл-жутларниң өзлирини беһудә һалсиратқанлиғи, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин әмәсму?
14 Чүнки худди сулар деңизни қаплиғандәк, Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билип-тонуш билән қаплиниду.
15 Өз йеқиниңға һарақни ичкүзгүчигә — — Униң уят йеригә қаришиң үчүн, Тулумуңдин қуюп, уни мәс қилғучи саңа вай!
16 Шан-шәрәпниң орнида шәрмәндичиликкә толисән; Өзүңму ич, Хәтнилигиң аян болсун! Пәрвәрдигарниң оң қолидики қәдәһ сән тәрәпкә бурулиду, Шан-шәривиңниң үстини рәсвайипәслик басиду.
17 Ливанға қилған зулум-зораванлиқ, Шундақла һайванларни қорқитип уларға йәткүзгән вәйранчилиқму, Кишиләрниң қанлири, зимин, шәһәр һәм униңда туруватқан һәммәйләнгә қилған зулум-зораванлиқ түпәйлидин, Булар сениң миҗиқиңни чиқириду.
18 Ойма мәбудниң немә пайдиси, Уни униң ясиғучиси оюп чиққан турса? Қуйма мәбудниңму вә униңға тәвә сахта тәлим бәргүчиниң немә пайдиси — — Чүнки уни ясиғучи өз ясиғиниға тайиниду, Демәк, зувансиз «йоқ болған нәрсиләр»ни ясайду?
19 Яғачқа «Ойған!» дегән адәмгә, Зувансиз ташқа «Турә!» дегәнгә вай! У вәз ейтамду? Мана, у алтун-күмүч билән һәлләнди, Униң ичидә һеч нәпәс йоқтур.
20 Бирақ Пәрвәрдигар Өз муқәддәс ибадәтханисидидур! Пүткүл йәр йүзи Униң алдида сүкүт қилсун!