< Һабаккук 1 >
1 Һабаккук пәйғәмбәр көргән, униңға жүкләнгән вәһий: —
Habakkuk peyghember körgen, uninggha yüklen’gen wehiy: —
2 Аһ Пәрвәрдигар, қачанғичә мән Саңа нида қилимән, Сән аңлимайсән? Мән Саңа: «Зулум-зораванлиқ!» дәп налә-пәряд көтиримән, Бирақ Сән қутқузмайсән.
Ah Perwerdigar, qachan’ghiche men Sanga nida qilimen, Sen anglimaysen? Men Sanga: «Zulum-zorawanliq!» dep nale-peryad kötürimen, Biraq Sen qutquzmaysen.
3 Сән немишкә маңа қәбиһликни көргүзисән, Немишкә җапа-зулумға қарап турисән? Чүнки булаңчилиқ, зулум-зораванлиқ көз алдимдидур; Җәңги-җедәлләр бар, Дәвалар көпәймәктә.
Sen némishqa manga qebihlikni körgüzisen, Némishqa japa-zulumgha qarap turisen? Chünki bulangchiliq, zulum-zorawanliq köz aldimdidur; Jenggi-jédeller bar, Dewalar köpeymekte.
4 Шуңа қанун паләч болуп қалди, Адаләт мәйданға һеч чиқмайду; Чүнки рәзилләр һәққаний адәмни қистимақта; Шуңа һөкүмләр бурмилинип чиқирилиду.
Shunga qanun palech bolup qaldi, Adalet meydan’gha héch chiqmaydu; Chünki reziller heqqaniy ademni qistimaqta; Shunga hökümler burmilinip chiqirilidu.
5 Әлләр арисида болидиған бир ишни көрүп беқиңлар, убдан қараңлар, һәйрануһәс қелиңлар! Чүнки силәрниң дәвриңларда бир иш қилимәнки, Бириси силәргә баян қилған тәғдирдиму силәр ишәнмәйттиңлар.
Eller arisida bolidighan bir ishni körüp béqinglar, obdan qaranglar, heyranuhes qélinglar! Chünki silerning dewringlarda bir ish qilimenki, Birsi silerge bayan qilghan teghdirdimu siler ishenmeyttinglar.
6 Чүнки мана, Мән һелиқи мүҗәзи осал һәм алдирақсан әл калдийләрни орнидин турғузимән; Әсли өзигә тәвә әмәс маканларни егиләш үчүн, Улар йәр йүзиниң кәңри җайлирини бесип маңиду;
Chünki mana, Men héliqi mijezi osal hem aldiraqsan el kaldiylerni ornidin turghuzimen; Esli özige tewe emes makanlarni igilesh üchün, Ular yer yüzining kengri jaylirini bésip mangidu;
7 Улар өзлириниң дегинини һесап қилиду һәм өзини халиғанчә жуқури тутиду;
Ular özlirining déginini hésab qilidu hem özini xalighanche yuqiri tutidu;
8 Уларниң атлири илпизлардин иштик, Кәчтә овға чиқидиған бөриләрдин әшәддийдур; Атлиқ ләшкәрләр атлирини мәғруранә чапчитиду; Атлиқ ләшкәрләр жирақтин келиду, Улар овға шуңғуған бүркүттәк учуп жүриду.
Ularning atliri yilpizlardin ittik, Kechte owgha chiqidighan börilerdin esheddiydur; Atliq leshkerler atlirini meghrurane chapchitidu; Atliq leshkerler yiraqtin kélidu, Ular owgha shungghughan bürküttek uchup yüridu.
9 Уларниң һәммиси зулум-зораванлиққа келиду; Уларниң топ-топ адәмлири йүзлирини алдиға бекитип, алға басиду, Әсирләрни қумдәк көп жиғиду.
Ularning hemmisi zulum-zorawanliqqa kélidu; Ularning top-top ademliri yüzlirini aldigha békitip, algha basidu, Esirlerni qumdek köp yighidu.
10 Бәрһәқ, у падишаларни мазақ қилиду, Әмирләрниму нәзиригә алмайду; У һәммә истиһкамларни мәсқирә қилиду, Чүнки у топа-тупрақларни дога-дога қилип, уларни ишғал қилиду.
Berheq, u padishahlarni mazaq qilidu, Emirlernimu nezirige almaydu; U hemme istihkamlarni mesxire qilidu, Chünki u topa-tupraqlarni döwe-döwe qilip, ularni ishghal qilidu.
11 Шундақ қилип у шамалдәк ғуюлдап өтиду, Һәддидин ешип гунакар болиду; Униң бу күч-қудрити өзигә илаһ болуп санилиду.
Shundaq qilip u shamaldek ghuyuldap ötidu, Heddidin éship gunahkar bolidu; Uning bu küch-qudriti özige ilah bolup sanilidu.
12 Сән Әзәлдин Бар Болғучи әмәсму, и Пәрвәрдигар Худайим, мениң Муқәддәс Болғучим? Биз өлмәймиз, и Пәрвәрдигар; Сән уни җазайиңни беҗа кәлтүрүш үчүн бекиткәнсән; Сән, и Қорам Таш Болғучи, уни [бизгә] ибрәт қилип түзитишкә бәлгүлигәнсән.
Sen Ezeldin Bar Bolghuchi emesmu, i Perwerdigar Xudayim, méning Muqeddes Bolghuchim? Biz ölmeymiz, i Perwerdigar; Sen uni jazayingni beja keltürüsh üchün békitkensen; Sen, i Qoram Tash Bolghuchi, uni [bizge] ibret qilip tüzitishke belgiligensen.
13 Сениң көзүң шунчә ғубарсиз едики, Рәзилликкә қарап турмайттиң; Әнди немишкә Сән мунапиқлиқ қилғанларға қарап турисән, Рәзилләр өзидин адил болған кишини жутувалғинида, немишкә сүкүт қилисән?
Séning közüng shunche ghubarsiz idiki, Rezillikke qarap turmaytting; Emdi némishqa Sen munapiqliq qilghanlargha qarap turisen, Reziller özidin adil bolghan kishini yutuwalghinida, némishqa süküt qilisen?
14 Сән адәмләрни худди деңиздики белиқлардәк, Худди өзлири үстидә һеч йетәклигүчиси йоқ өмилигүчи һайванларға охшаш қилисән;
Sen ademlerni xuddi déngizdiki béliqlardek, Xuddi özliri üstide héch yétekligüchisi yoq ömiligüchi haywanlargha oxshash qilisen;
15 Шу [калдий киши] уларниң һәммисини чаңгикиға илиндуриду, Уларни өз тори билән тутувалиду, Уларни жиғма ториға жиғиду; Шуниң билән хошал болуп шатлиниду;
Shu [kaldiy kishi] ularning hemmisini changgikigha ilinduridu, Ularni öz tori bilen tutuwalidu, Ularni yighma torigha yighidu; Shuning bilen xushal bolup shadlinidu;
16 Вә ториға қурбанлиқ суниду, Жиғма ториға исриқ салиду, Чүнки шулар арқилиқ униң несивиси мол, Немәтлири ләззәтлик болди.
We torigha qurbanliq sunidu, Yighma torigha isriq salidu, Chünki shular arqiliq uning nésiwisi mol, Németliri lezzetlik boldi.
17 Әнди у шу тәриқидә торини тохтавсиз бошитивәрсә, Шу тәриқидә әлләрни һеч рәһим қилмай қиривәрсә боламду?
Emdi u shu teriqide torini toxtawsiz boshitiwerse, Shu teriqide ellerni héch rehim qilmay qiriwerse bolamdu?