+ Яритилиш 1 >
1 Муқәддәмдә Худа асманлар билән зиминни яратти.
2 У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти.
3 Худа: «Йоруқлуқ болсун!» девиди, йоруқлуқ пәйда болди.
4 Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди; Худа йоруқлуқ билән қараңғулуқни айриди.
5 Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди.
6 Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар [жуқури-төвән] иккигә айрилип турсун, деди.
7 Шуниң билән Худа бир бошлуқ һасил қилип, суларни бошлуқниң астиға вә бошлуқниң үстигә айривәтти; иш әнә шундақ болди.
8 Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди.
9 Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун, қуруқ тупрақ көрүнсун!» девиди, дәл шундақ болди.
10 Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди.
11 Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди;
12 йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди.
13 Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу үчинчи күн болди.
14 Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун;
15 улар асманларда туруп нур чиқарғучи болуп, йәр йүзигә йоруқлуқ бәрсун!» девиди, дәл шундақ болди.
16 Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти.
17 Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди.
18
19 Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу төртинчи күн болди.
20 Худа йәнә: «Суларда миғ-миғ җаниварлар болсун, учар-қанатлар йәрниң үстидә, асман бошлуғида учсун» деди.
21 Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди.
22 Худа бу җанлиқларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Нәсиллинип, көпийип, деңиз сулирини толдуруңлар, учар-қанатларму йәр йүзидә көпәйсун» деди.
23 Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу бәшинчи күн болди.
24 Худа йәнә: «Йәр җаниварларни өз түрлири бойичә чиқарсун — мал-чарвиларни, өмүлигүчи җаниварларни вә явайи һайванларни өз түрлири бойичә апиридә қилсун» — девиди, дәл шундақ болди.
25 Шундақ қилип Худа йәрдики явайи һайванларни өз түрлири бойичә, мал-чарвиларни өз түрлири бойичә вә йәр йүзидә өмүлигүчи барлиқ җаниварларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди.
26 Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди.
27 Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти; Уни Өзиниң сүритидә яратти; Уларни әркәк-чиши қилип яратти.
28 Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди.
29 Андин Худа йәнә: «Мана, Мән пүткүл йәр йүзидики уруқлуқ отяшлар билән уруқлуқ мевә беридиған һәр бир дәрәқләрни силәргә озуқлуқ болсун дәп бәрдим;
30 шундақла йәрдики барлиқ җаниварлар билән асмандики барлиқ учар-қанатлар вә йәр йүзидә барлиқ өмилигүчиләргә, йәни барлиқ җан-җаниварларға озуқлуқ болсун дәп барлиқ гүл-гияларни бәрдим» девиди, дәл шундақ болди.
31 Худа яратқанлириниң һәммисигә сәпселип қариди, вә мана буларниң һәммиси наһайити яхши болған еди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу алтинчи күн болди.