< Яритилиш 9 >

1 Худа Нуһ билән униң оғуллириға бәхит-бәрикәт ата қилип, уларға мундақ деди: — «Силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар.
Huda Nuⱨ bilǝn uning oƣulliriƣa bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilip, ularƣa mundaⱪ dedi: — «Silǝr jüplixip kɵpiyip, yǝr yüzini toldurunglar.
2 Йәр йүзидики барлиқ җаниварлар, асмандики барлиқ қушлар, барлиқ йәр йүзидә мидирлап жүргүчиләр вә деңиздики барлиқ белиқларниң һәммиси силәрдин қорқуп вәһимидә болсун; булар қолуңларға тапшурулғандур.
Yǝr yüzidiki barliⱪ janiwarlar, asmandiki barliⱪ ⱪuxlar, barliⱪ yǝr yüzidǝ midirlap yürgüqilǝr wǝ dengizdiki barliⱪ beliⱪlarning ⱨǝmmisi silǝrdin ⱪorⱪup wǝⱨimidǝ bolsun; bular ⱪolunglarƣa tapxurulƣandur.
3 Мидирлап жүридиған һәр қандақ җаниварлар силәргә озуқ болиду; Мән силәргә көк отяшларни бәргәндәк, буларниң һәммисини әнди силәргә бәрдим.
Midirlap yüridiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ janiwarlar silǝrgǝ ozuⱪ bolidu; Mǝn silǝrgǝ kɵk otyaxlarni bǝrgǝndǝk, bularning ⱨǝmmisini ǝmdi silǝrgǝ bǝrdim.
4 Лекин силәр гөшни ичидики җени, йәни қени билән қошуп йемәслигиңлар керәк.
Lekin silǝr gɵxni iqidiki jeni, yǝni ⱪeni bilǝn ⱪoxup yemǝslikinglar kerǝk.
5 Қениңлар, йәни җениңлардики қан төкүлсә, Мән бәрһәқ униң һесавини алимән; һәр қандақ һайванниң илкидә қениңлар бар болса Мән униңға төләткүзимән; инсанниң қолида бар болса, йәни бирисиниң қолида өз қериндишиниң қени бар болса, Мән униңға шу қанни төләткүзимән.
Ⱪeninglar, yǝni jeninglardiki ⱪan tɵkülsǝ, Mǝn bǝrⱨǝⱪ uning ⱨesabini alimǝn; ⱨǝrⱪandaⱪ ⱨaywanning ilkidǝ ⱪeninglar bar bolsa Mǝn uningƣa tɵlǝtküzimǝn; insanning ⱪolida bar bolsa, yǝni birsining ⱪolida ɵz ⱪerindixining ⱪeni bar bolsa, Mǝn uningƣa xu ⱪanni tɵlǝtküzimǝn.
6 Кимки инсанниң қенини төксә, Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду; Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур.
Kimki insanning ⱪenini tɵksǝ, Uning ⱪenimu insan tǝripidin tɵkülidu; Qünki Huda insanni Ɵz sürǝt-obrazida yaratⱪandur.
7 Әнди силәр, җүплишип көпийип, йәр йүзидә тарилип-тарқилип көпийиңлар».
Əmdi silǝr, jüplixip kɵpiyip, yǝr yüzidǝ tarilip-tarⱪilip kɵpiyinglar».
8 Андин Худа Нуһ билән униң оғуллириға сөз қилип мундақ деди: — «Мана Өзүм силәр билән вә силәрдин кейин келидиған әвлатлириңлар билән, шундақла силәр билән биллә турған һәр бир җан егиси, учарқанатлар, мал-чарвилар, силәр билән биллә турған йәр йүзидики һәр бир явайи һайванлар, кемидин чиққанларниң һәммиси билән — йәр йүзидики һеч бир һайванни қалдурмай, улар билән Өз әһдәмни түзимән.
Andin Huda Nuⱨ bilǝn uning oƣulliriƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: — «Mana Ɵzüm silǝr bilǝn wǝ silǝrdin keyin kelidiƣan ǝwladliringlar bilǝn, xundaⱪla silǝr bilǝn billǝ turƣan ⱨǝrbir jan igisi, uqarⱪanatlar, mal-qarwilar, silǝr bilǝn billǝ turƣan yǝr yüzidiki ⱨǝrbir yawayi ⱨaywanlar, kemidin qiⱪⱪanlarning ⱨǝmmisi bilǝn — yǝr yüzidiki ⱨeqbir ⱨaywanni ⱪaldurmay, ular bilǝn Ɵz ǝⱨdǝmni tüzimǝn.
9
11 Мән силәр билән шундақ әһдә түзимәнки, нә барлиқ әт егилири топан билән йоқитилмас, нә йәрни вәйран қилидиған һеч бир топан йәнә кәлмәс».
Mǝn silǝr bilǝn xundaⱪ ǝⱨdǝ tüzimǝnki, nǝ barliⱪ ǝt igiliri topan bilǝn yoⱪitilmas, nǝ yǝrni wǝyran ⱪilidiƣan ⱨeqbir topan yǝnǝ kǝlmǝs».
12 Худа йәнә: — «Мән Өзүм силәр билән вә қешиңлардики һәммә җан егилири билән мәңгүлүк, йәни пүткүл әвлатлириңларғичә бекиткән мошу әһдәмниң бәлгүси шуки: — Мана, Мән Өзүм билән йәрниң оттурисида болған әһдиниң бәлгүси болсун дәп һәсән-һүсинимни булутлар ичигә қойимән;
Huda yǝnǝ: — «Mǝn Ɵzüm silǝr bilǝn wǝ ⱪexinglardiki ⱨǝmmǝ jan igiliri bilǝn mǝnggülük, yǝni pütkül ǝwladliringlarƣiqǝ bekitkǝn muxu ǝⱨdǝmning bǝlgisi xuki: — Mana, Mǝn Ɵzüm bilǝn yǝrning otturisida bolƣan ǝⱨdining bǝlgisi bolsun dǝp ⱨǝsǝn-ⱨüsinimni bulutlar iqigǝ ⱪoyimǝn;
14 вә шундақ болидуки, Мән йәрниң үстигә булутларни чиқарғинимда, шундақла һәсән-һүсән булутлар ичидә аян болғинида, Мән силәр билән әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән түзгән әһдәмни яд етимән; буниңдин кейин сулар һәргиз һәммә җандарларни һалак қилғучи топан болмас.
wǝ xundaⱪ boliduki, Mǝn yǝrning üstigǝ bulutlarni qiⱪarƣinimda, xundaⱪla ⱨǝsǝn-ⱨüsǝn bulutlar iqidǝ ayan bolƣinida, Mǝn silǝr bilǝn ǝt igiliri bolƣan barliⱪ janiwarlar bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝmni yad etimǝn; buningdin keyin sular ⱨǝrgiz ⱨǝmmǝ jandarlarni ⱨalak ⱪilƣuqi topan bolmas.
16 Һәсән-һүсән булутлар арисида пәйда болиду; Мән униңға қараймән вә шуниң билән Мәнки Худа йәр йүзидики әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән оттуримизда бекиткән әһдәмни яд етимән», — деди.
Ⱨǝsǝn-ⱨüsǝn bulutlar arisida pǝyda bolidu; Mǝn uningƣa ⱪaraymǝn wǝ xuning bilǝn Mǝnki Huda yǝr yüzidiki ǝt igiliri bolƣan barliⱪ janiwarlar bilǝn otturimizda bekitkǝn ǝⱨdǝmni yad etimǝn», — dedi.
17 Худа Нуһқа йәнә: — «Мана бу Мән Өзүм билән йәр йүзидики барлиқ әт егилири оттурисида бекиткән әһдәмниң нишан-бәлгүсидур», — деди.
Huda Nuⱨⱪa yǝnǝ: — «Mana bu Mǝn Ɵzüm bilǝn yǝr yüzidiki barliⱪ ǝt igiliri otturisida bekitkǝn ǝⱨdǝmning nixan-bǝlgisidur», — dedi.
18 Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди.
Nuⱨning kemidin qiⱪⱪan oƣulliri Xǝm, Ⱨam wǝ Yafǝt idi. Ⱨam Ⱪanaanning atisi boldi.
19 Бу үчи Нуһниң оғуллири болуп, пүткүл йәр йүзигә таралған аһалә шуларниң нәсил-әвлатлиридур.
Bu üqi Nuⱨning oƣulliri bolup, pütkül yǝr yüzigǝ taralƣan aⱨalǝ xularning nǝsil-ǝwladliridur.
20 Нуһ териқчилиқ қилишқа башлап, бир үзүмзарлиқ бәрпа қилди.
Nuⱨ teriⱪqiliⱪ ⱪilixⱪa baxlap, bir üzümzarliⱪ bǝrpa ⱪildi.
21 У униң шарабидин ичип, мәс болуп қелип, өз чедири ичидә кийим-кечәклирини селиветип, ялаңач йетип қалди.
U uning xarabidin iqip, mǝst bolup ⱪelip, ɵz qediri iqidǝ kiyim-keqǝklirini seliwetip, yalingaq yetip ⱪaldi.
22 Қанаанниң атиси Һам келип, атисиниң әвритини көрүп, сиртқа чиқип икки қериндишиға ейтти.
Ⱪanaanning atisi Ⱨam kelip, atisining ǝwritini kɵrüp, sirtⱪa qiⱪip ikki ⱪerindixiƣa eytti.
23 Шәм билән Яфәт қопуп йепинҗини елип, мүрисигә артип, кәйничә меңип кирип, атисиниң ялаңач бәдинини йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялаңач тенигә қаримиди.
Xǝm bilǝn Yafǝt ⱪopup yepinjini elip, mürisigǝ artip, kǝyniqǝ mengip kirip, atisining yalingaq bǝdinini yepip ⱪoydi. Ular yüzini aldi tǝrǝpkǝ ⱪilip, atisining yalingaq tenigǝ ⱪarimidi.
24 Нуһ шарапниң кәйпидин ойғинип, кәнҗи оғлиниң өзигә немә қилғинини билип: —
Nuⱨ xarabning kǝypidin oyƣinip, kǝnji oƣlining ɵzigǝ nemǝ ⱪilƣinini bilip: —
25 Қанаанға ләнәт болғай! У қериндашлириниң қулиниң қули болсун, — дәп қарғиди.
Ⱪanaanƣa lǝnǝt bolƣay! U ⱪerindaxlirining ⱪulining ⱪuli bolsun, — dǝp ⱪarƣidi.
26 У йәнә: — Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй! Қанаан Шәмниң қули болсун.
U yǝnǝ: — Xǝmning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ kǝltürülgǝy! Ⱪanaan Xǝmning ⱪuli bolsun.
27 Худа Яфәтни авутқай! У Шәмниң чедирлирида турғай, Қанаан болса униң қули болғай! — деди.
Huda Yafǝtni awutⱪay! U Xǝmning qedirlirida turƣay, Ⱪanaan bolsa uning ⱪuli bolƣay! — dedi.
28 Нуһ топандин кейин үч йүз әллик жил өмүр көрди.
Nuⱨ topandin keyin üq yüz ǝllik yil ɵmür kɵrdi.
29 Бу тәриқидә Нуһ җәмий тоққуз йүз әллик жил күн көрүп, аләмдин өтти.
Bu tǝriⱪidǝ Nuⱨ jǝmiy toⱪⱪuz yüz ǝllik yil kün kɵrüp, alǝmdin ɵtti.

< Яритилиш 9 >