< Яритилиш 8 >
1 Худа Нуһни, шундақла кемидә униң билән биллә болған барлиқ явайи һайванлар билән барлиқ мал-чарвиларни әслиди. Шуниң билән Худа бир шамал чиқирип йәр йүзини йәлпүтти вә сулар йенишқа башлиди.
神记念挪亚和挪亚方舟里的一切走兽牲畜。 神叫风吹地,水势渐落。
2 Чоңқур деңизларниң тәглиридики булақлар вә асманниң пәнҗирилири етилип, асмандин төкүлгән ямғур тохтиди.
渊源和天上的窗户都闭塞了,天上的大雨也止住了。
3 Сулар барғансери йәр йүзидин янди; бир йүз әллик күн өткәндин кейин хелә азлиди.
水从地上渐退。过了一百五十天,水就渐消。
4 Йәттинчи айниң он йәттинчи күни, кемә Арарат тағ тизмилиридики бириниң үстидә тохтап қалди.
七月十七日,方舟停在亚拉腊山上。
5 Сулар онинчи айғичә барғансери азийип, онинчи айниң биринчи күни тағ чоққилири көрүнүшкә башлиди.
水又渐消,到十月初一日,山顶都现出来了。
6 Қириқ күндин кейин Нуһ кемигә өзи орнатқан дәризини ечип,
过了四十天,挪亚开了方舟的窗户,
7 бир қузғунни сиртқа чиқарди. У йәр йүзидики сулар тартилип болғичә уян-буян учуп жүрди.
放出一只乌鸦去;那乌鸦飞来飞去,直到地上的水都干了。
8 Униңдин кейин Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилған-тартилмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни чиқарди.
他又放出一只鸽子去,要看看水从地上退了没有。
9 Лекин сулар техичә пүткүл йәр йүзини қаплап турғачқа, кәптәр путини қойғидәк җай тапалмай, Нуһниң қешиға кемигә йенип кәлди. Шуниң билән Нуһ қолини сунуп уни тутуп, кемигә әкиривалди.
但遍地上都是水,鸽子找不着落脚之地,就回到方舟挪亚那里,挪亚伸手把鸽子接进方舟来。
10 У йәттә күн сақлап, бу кәптәрни кемидин йәнә сиртқа чиқарди.
他又等了七天,再把鸽子从方舟放出去。
11 Кәптәр кәчтә униң қешиға йенип кәлди; мана, униң тумшуғида йеңи үзүвалған зәйтун йопурмиғи бар еди. Буни көрүп Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилғинини билди.
到了晚上,鸽子回到他那里,嘴里叼着一个新拧下来的橄榄叶子,挪亚就知道地上的水退了。
12 У йәнә йәттә күн сақлап, кәптәрни йәнә сиртқа чиқарди, амма бу қетим кәптәр униң йениға қайтип кәлмиди.
他又等了七天,放出鸽子去,鸽子就不再回来了。
13 Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили, биринчи айниң биринчи күнидә су йәр йүзидин қуруған еди. Нуһ кеминиң қапқиқини ечип қаривиди, йәрниң қуруғинини көрди.
到挪亚六百零一岁,正月初一日,地上的水都干了。挪亚撤去方舟的盖观看,便见地面上干了。
14 Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни, йәр йүзи пүтүнләй қуруп болди.
到了二月二十七日,地就都干了。
15 У вақитта Худа Нуһқа сөз қилип: — Сән өзүң, аялиң, оғуллириң вә келинлириң кемидин чиқиңлар.
神对挪亚说:
17 Өзүң билән биллә болған барлиқ әт егилиридин һәр бир түрдики җаниварларни, йәни учар-қанатларни һәм мал-чарвиларни, йәрдә өмилигүчи һайванларниң һәммисини өзүң билән қошуп кемидин елип чиққин; шуниң билән улар йәр йүзидә тарилип-тарқилип, нәсиллинип зиминда көпәйсун, — деди.
在你那里凡有血肉的活物,就是飞鸟、牲畜,和一切爬在地上的昆虫,都要带出来,叫它在地上多多滋生,大大兴旺。”
18 Шуниң билән Нуһ, аяли, оғуллири вә келинлири билән биллә сиртқа чиқти.
于是挪亚和他的妻子、儿子、儿妇都出来了。
19 Җаниварларниң һәммиси, барлиқ өмилигүчи һайванлар, барлиқ учар-қанатлар, йәрдә мидирлап жүридиғанларниң һәр қайсиси өз түрлири бойичә кемидин чиқишти.
一切走兽、昆虫、飞鸟,和地上所有的动物,各从其类,也都出了方舟。
20 Шу чағда Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһни ясиди; у һалал җаниварлар билән һалал қушларниң һәр түридин елип келип, қурбангаһниң үстидә «көйдүрмә қурбанлиқ» өткүзди.
挪亚为耶和华筑了一座坛,拿各类洁净的牲畜、飞鸟献在坛上为燔祭。
21 Шундақ қилип Пәрвәрдигар хушбуй пурап [мәмнун болди]; Пәрвәрдигар көңлидә: — «Инсанниң көңүл-нийити яшлиғидин тартип рәзил болсиму, Мән инсан түпәйлидин йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән.
耶和华闻那馨香之气,就心里说:“我不再因人的缘故咒诅地(人从小时心里怀着恶念),也不再按着我才行的灭各种的活物了。
22 Бундин кейин, йәр мәвҗут күнлиридә, Териш билән орма, Соғ билән иссиқ, Яз билән қиш, Күндүз билән кечә үзүлмәй айлинип туриду» — деди.
地还存留的时候,稼穑、寒暑、冬夏、昼夜就永不停息了。”
A Dove is Sent Forth from the Ark