< Яритилиш 7 >
1 Пәрвәрдигар Нуһқа мундақ деди: — «Сән пүтүн өйдикилириң билән кемигә киргин; чүнки бу дәвирдә алдимда сени һәққаний дәп көрдүм.
Perwerdigar Nuhqa mundaq dédi: — «Sen pütün öydikiliring bilen kémige kirgin; chünki bu dewrde aldimda séni heqqaniy dep kördüm.
2 Һәммә һалал һайванларниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, һарам һайванларниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, шуниңдәк асмандики учар-қанатларниңму әркәк-чишисидин йәттә җүптин елип, уларниң нәслини пүткүл йәр йүзидә тирик сақлаш үчүн өзүң билән биллә әкир.
Hemme halal haywanlarning erkek-chishisidin yette jüptin, haram haywanlarning erkek-chishisidin bir jüptin élip, shuningdek asmandiki uchar-qanatlarningmu erkek-chishisidin yette jüptin élip, ularning neslini pütkül yer yüzide tirik saqlash üchün özüng bilen bille ekir.
4 Чүнки йәттә күндин кейин уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә ямғур яғдуримән; Өзүм ясиған һәммә җаниварларни йәр йүзидин йоқитимән».
Chünki yette kündin kéyin uda qiriq kéche-kündüz yer yüzige yamghur yaghdurimen; Özüm yasighan hemme janiwarlarni yer yüzidin yoqitimen».
5 Шуниң билән Нуһ Пәрвәрдигар униңға буйруғининиң һәммисигә әмәл қилди.
Shuning bilen Nuh Perwerdigar uninggha buyrughinining hemmisige emel qildi.
6 Йәр йүзини топан басқанда Нуһ алтә йүз яшта еди.
Yer yüzini topan basqanda Nuh alte yüz yashta idi.
7 Топандин [қутулуп қелиш] үчүн Нуһ билән оғуллири, аяли вә келинлири биллә кемигә кирди.
Topandin [qutulup qélish] üchün Nuh bilen oghulliri, ayali we kélinliri bille kémige kirdi.
8 Һалал һайванлар болсун, һарам һайванлар болсун, қушлар билән йәрдә өмилигүчи җаниварлар болсун, [һәр бир түрдин] бир җүп-бир җүптин әркәк-чиши болуп, Худа Нуһқа буйруғандәк кемигә, Нуһниң қешиға кирди.
Halal haywanlar bolsun, haram haywanlar bolsun, qushlar bilen yerde ömiligüchi janiwarlar bolsun, [herbir türdin] bir jüp-bir jüptin erkek-chishi bolup, Xuda Nuhqa buyrughandek kémige, Nuhning qéshigha kirdi.
10 Вә шундақ болдики, йәттә күндин кейин, йәр йүзини топан бесишқа башлиди.
We shundaq boldiki, yette kündin kéyin, yer yüzini topan bésishqa bashlidi.
11 Нуһниң өмриниң алтә йүзинчи жили, иккинчи ейиниң он йәттинчи күнидә чоңқур деңизларниң тәглиридики барлиқ булақлар йерилип, асманниң пәнҗирилири ечилип кәтти.
Nuhning ömrining alte yüzinchi yili, ikkinchi éyining on yettinchi künide chongqur déngizlarning tegliridiki barliq bulaqlar yérilip, asmanning penjiriliri échilip ketti.
12 Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди.
Yamghur uda qiriq kéche-kündüz yer yüzige toxtimay yaghdi.
13 Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди.
Del yamghur bashlan’ghan küni, Nuh, Nuhning Shem, Ham, Yafet dégen oghulliri, Nuhning ayali bilen üch kélini kémige kirdi.
14 Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди.
Ular bilen bille herxil yawa haywanlar tür-türi boyiche, herxil mal-charwilar tür-türi boyiche, yerde ömiligüchi herxil janiwarlar tür-türi boyiche we herxil uchar-qanatlar, yeni herxil qanatliq janiwarlar tür-türi boyiche kémige kirdi.
15 Әт егилиридин, йәни барлиқ һаятлиқ тиниқи болған һәр хил җандарлардин, бир җүп-бир җүп болуп, кемигә нуһниң қешиға кирди.
Et igiliridin, yeni barliq hayatliq tiniqi bolghan herxil jandarlardin, bir jüp-bir jüp bolup, kémige nuhning qéshigha kirdi.
16 Киргәнләр Худаниң нуһқа буйруғинидәк әт егилириниң һәртүриниң әркәк-чишиси еди. Андин Пәрвәрдигар ишикни етивәтти.
Kirgenler Xudaning nuhqa buyrughinidek et igilirining hertürining erkek-chishisi idi. Andin Perwerdigar ishikni étiwetti.
17 Топан йәр йүзини уда қириқ күн бесип, сулар улғийип кәтти. Кемә йәр үстидин көтирилип ләйләп қалди.
Topan yer yüzini uda qiriq kün bésip, sular ulghiyip ketti. Kéme yer üstidin kötürülüp leylep qaldi.
18 Су улғийип, йәр үстидә техиму егизләп кәтти; кемә су үстидә давалғуп туратти.
Su ulghiyip, yer üstide téximu égizlep ketti; kéme su üstide dawalghup turatti.
19 Сулар йәр йүзидә толиму улғийип, пүткүл асманниң астидики барлиқ егиз тағларниму бесип кәтти.
Sular yer yüzide tolimu ulghiyip, pütkül asmanning astidiki barliq égiz taghlarnimu bésip ketti.
20 Сулар [тағлардин] йәнә он бәш гәз өрләп, тағ чоққилириму су астида қалди.
Sular [taghlardin] yene on besh gez örlep, tagh choqqilirimu su astida qaldi.
21 Буниң билән йәр йүзидә жүргүчи һәммә әт егилири, учар-қушлар, мал-чарвилар, явайи һайванлар, йәрдә өмилигүчи һәммә җаниварлар, җүмлидин пүткүл адәмләр һәммиси өлди;
Buning bilen yer yüzide yürgüchi hemme et igiliri, uchar-qushlar, mal-charwilar, yawayi haywanlar, yerde ömiligüchi hemme janiwarlar, jümlidin pütkül ademler hemmisi öldi;
22 қуруқлуқта яшиғучи, бурнида һаятлиқ тиниқи бар болғанларниң һәммиси өлди.
quruqluqta yashighuchi, burnida hayatliq tiniqi bar bolghanlarning hemmisi öldi.
23 Йәр йүзидики җени барларниң һәммиси, инсан болсун, мал-чарвилар болсун, өмилигүчи һайванлар болсун, асмандики қушлар болсун, һәммиси һалак болуп йәр йүзидин йоқ қилинди; пәқәт Нуһ вә кемидә униң билән биллә турғанлар қутулуп қалди.
Yer yüzidiki jéni barlarning hemmisi, insan bolsun, mal-charwilar bolsun, ömiligüchi haywanlar bolsun, asmandiki qushlar bolsun, hemmisi halak bolup yer yüzidin yoq qilindi; peqet Nuh we kémide uning bilen bille turghanlar qutulup qaldi.
24 Бир йүз әллик күнгичә йәр йүзини су бесип турди.
Bir yüz ellik kün’giche yer yüzini su bésip turdi.