< Яритилиш 6 >
1 Вә шундақ болдики, инсанлар йәр йүзидә көпийишкә башлиғанда, шундақла қизларму көпләп туғулғанда,
2 Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң чирайлиқлиғини көрүп, халиғанчә таллап, өзлиригә хотун қилишқа башлиди.
3 У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.
4 Шу күнләрдә (вә шундақла кейинки күнләрдиму), Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң йениға берип, улардин балиларни тапқинида, гигантлар йәр йүзидә пәйда болди. Булар болса қедимки заманлардики даңлиқ палван-батурлар еди.
5 Пәрвәрдигар инсанниң өткүзүватқан рәзиллиги йәр йүзидә көпийип кәткәнлигини, уларниң көңлидики нийәтлириниң һәр қачан яман болуватқинини көрди.
6 Шуниң билән Пәрвәрдигар йәр йүзидә адәмни апиридә қилғиниға пушайман қилип, көңлидә азапланди.
7 Буниң билән Пәрвәрдигар: — Өзүм яратқан инсанни йәр йүзидин йоқитимән — инсандин тартип мал-чарвиларғичә, өмилигүчи һайванлардин асмандики қушларғичә, һәммисини йоқ қилимән; чүнки Мән уларни яратқинимға пушаймән қилдим, — деди.
8 Лекин Нуһ болса Пәрвәрдигарниң нәзиридә шәпқәт тапқан еди.
9 Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: — Нуһ һәққаний, өз дәвридикиләр арисида әйипсиз адәм еди; Нуһ Худа билән бир йолда меңип яшайтти.
10 Нуһтин Шәм, Һам, Яфәт дегән үч оғул төрәлди.
11 Пүткүл җаһан Худаниң алдида рәзиллишип, һәммә йәр зораванлиққа толуп кәткән еди.
12 Худа йәр йүзигә нәзәр селивиди, мана, җаһан рәзилләшкән еди; чүнки барлиқ әт егилириниң йәр йүзидә қиливатқини юзуқчилиқ еди.
13 Шуниң билән Худа Нуһқа: — Мана, алдимға барлиқ әт егилириниң заваллиғи йетип кәлди; чүнки пүткүл йәр-җаһанни уларниң сәвәвидин зораванлиқ қаплиди. Мана, Мән уларни йәр билән қошуп һалак қилимән.
14 Әнди сән өзүңгә гофәр яғичидин бир кемә ясап, кеминиң ичидә бөлмә-ханиларни қилип, ичи-тешини қаримай билән суга.
15 Сән уни шундақ ясиғин: — Узунлуғи үч йүз гәз, кәңлиги әллик гәз вә егизлиги оттуз гәз болсун.
16 Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса, униң егизлиги бир гәз болсун; ишигини кеминиң йенифа орунлаштур; кемини асти, оттура вә үсти қилип үч қәвәт яса.
17 Чүнки мана, Мән Өзүм асманниң астидики һаятлиқ тиниқи барлиги һәр бир әт егисини һалак қилидиған су топанни йәр йүзигә кәлтүримән; буниң билән йәр йүзидики барлиқ мәхлуқлар тиниқидин тохтайду.
18 Лекин сән билән әһдәмни түзимән. Сән өзүң, оғуллириң, аялиң вә келинлириңни елип бирликтә кемигә кириңлар.
19 Өзүң билән тәң тирик сақлап қелиш үчүн, барлиқ җандарлардин һәр қайсисидин бир җүп, йәни әркикидин бирини, чишидин бирини кемигә елип киргин;
20 Тирик қелиш үчүн қушларниң һәр бир түрлиридин, мал-чарвиларниң һәр бир түрлиридин вә йәрдә өмилигүчи җаниварларниң һәр бир түрлиридин бир җүпи қешиңға кириду.
21 Өзүң вә уларниң озуқлуғи үчүн һәр хил йемәкликләрдин елип, йениңға ғәмлигин, — деди.
22 Нуһ шундақ қилди; Худа өзигә буйруған һәммә ишни у беҗа кәлтүрди.
The World is Destroyed by Water