< Яритилиш 50 >
1 Йүсүп атисиниң йүзигә өзини етип, униң үстидә жиғлап, уни сөйди.
約瑟伏在他父親的面上哀哭,與他親嘴。
2 Андин Йүсүп өз хизмитидә болған тевипларға атисини мумия қилишни буйруди; шуниң билән тевиплар Исраилни мумия қилди.
約瑟吩咐伺候他的醫生用香料薰他父親,醫生就用香料薰了以色列。
3 Буни қилишқа қириқ күн кәтти, чүнки мумия қилишқа шунчилик күн кетәтти. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.
薰屍的常例是四十天;那四十天滿了,埃及人為他哀哭了七十天。
4 Униңға һаза тутуш күнлири өтүп болғанда, Йүсүп Пирәвнниң ордисидикиләргә: — Мән нәзириңларда илтипат тапқан болсам, Пирәвнниң қулақлириға сөз қилиңларки: — Атам маңа қәсәм қилдуруп: «Мана мән өлимән; сән мени мән Қанаан зиминида өзүм үчүн колап қойған гөргә дәпнә қилғин» дегән еди. Әнди Пирәвн маңа иҗазәт бәргәй, мән берип атамни дәпнә қилип болуп йенип кәлсәм, — деди.
為他哀哭的日子過了,約瑟對法老家中的人說:「我若在你們眼前蒙恩,請你們報告法老說:
『我父親要死的時候叫我起誓說:你要將我葬在迦南地,在我為自己所掘的墳墓裏。』現在求你讓我上去葬我父親,以後我必回來。」
6 Пирәвн җававән: — Сән берип өзүңгә атаң қәсәм қилдурғандәк уни дәпнә қилғин, деди.
法老說:「你可以上去,照着你父親叫你起的誓,將他葬埋。」
7 Шуниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили маңди. Пирәвнниң барлиқ хизмәткарлири, ординиң ақсақаллири һәм Мисир зиминидики ақсақаллар униң билән һәмраһ болуп маңди.
於是約瑟上去葬他父親。與他一同上去的,有法老的臣僕和法老家中的長老,並埃及國的長老,
8 Йүсүпниң өйидики һәммиси, қериндашлири вә атисиниң өйидикиләрму биллә барди; улар пәқәт кичик балилири, қой-кала падилирини Гошән жутида қоюп кәтти.
還有約瑟的全家和他的弟兄們,並他父親的眷屬;只有他們的婦人孩子,和羊群牛群,都留在歌珊地。
9 Униң билән йәнә җәң һарвулири вә атлиқларму биллә барди; шуниң билән улар наһайити чоң бир қошун болди.
又有車輛馬兵,和他一同上去;那一幫人甚多。
10 Улар Иордан дәриясиниң у тәрипидики «Атадниң хамини»ға йетип кәлгәндә, шу йәрдә қаттиқ вә һәсрәтлик жиға-зерә қилип матәм тутуп жиғлашти. Йүсүп атиси үчүн йәттә күн матәм тутти.
他們到了約旦河外、亞達的禾場,就在那裏大大地號咷痛哭。約瑟為他父親哀哭了七天。
11 Шу жутта олтиришлиқ Ⱪананийлар Атадниң хаминида болған бу матәмни көрүп: — Бу мисирлиқларниң интайин қаттиқ тутқан һазиси болди, дейишти. Бу сәвәптин у җайниң нами «Абәл-Мизраим» дәп аталди; у Иордан дәриясиниң у тәрипидидур.
迦南的居民見亞達禾場上的哀哭,就說:「這是埃及人一場極大的哀哭。」因此那地方名叫亞伯‧麥西,是在約旦河東。
12 Яқупниң оғуллири униң өзлиригә тапилиғинидәк қилди;
雅各的兒子們就遵着他父親所吩咐的辦了,
13 униң оғуллири уни Қанаан зиминиға елип берип, Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғиниң ичидики ғарда дәпнә қилди. Шу ғарни Ибраһим қәбирстанлиқ қилай дәп Макпелаһниң етизлиғи билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
把他搬到迦南地,葬在幔利前、麥比拉田間的洞裏;那洞和田是亞伯拉罕向赫人以弗崙買來為業,作墳地的。
14 Йүсүп атисини дәпнә қилғандин кейин, өзи, қериндашлири, шундақла атисини дәпнә қилишқа униңға һәмраһ болуп чиққан һәммә хәлиқләр Мисирға йенип кәлди.
約瑟葬了他父親以後,就和眾弟兄,並一切同他上去葬他父親的人,都回埃及去了。
15 Лекин Йүсүпниң қериндашлири атисиниң өлүп кәткинини көргәндә: — Әнди Йүсүп бизгә дүшмән болуп бизниң униңға қилған барлиқ яманлиғимизни үстимизгә яндурармекин, дейишти.
約瑟的哥哥們見父親死了,就說:「或者約瑟懷恨我們,照着我們從前待他一切的惡足足地報復我們。」
16 Улар Йүсүпниң қешиға адәм әвәтип: — Атилири өлүштин илгири бизгә вәсийәт қилип тапилап: —
他們就打發人去見約瑟,說:「你父親未死以先吩咐說:
17 «Силәр Йүсүпкә: — Акилириң саңа рәзиллик қилған еди; әнди уларниң асийлиғи һәм гунайини кәчүргин! — дәңлар» — дегән еди. Һазир силидин өтүнүмизки, атилириниң Худасиниң бәндилириниң асийлиғини кәчүргәйла! — деди. Йүсүп бу гәпләрни аңлап жиғлиди.
『你們要對約瑟這樣說:從前你哥哥們惡待你,求你饒恕他們的過犯和罪惡。』如今求你饒恕你父親上帝之僕人的過犯。」他們對約瑟說這話,約瑟就哭了。
18 Андин акилири келип униң алдида өзлирини йәргә етип: — Мана, биз силиниң қуллиридурмиз! — деди.
他的哥哥們又來俯伏在他面前,說:「我們是你的僕人。」
19 Лекин Йүсүп уларға җававән: — Қорқмаңлар! Мән Худаниң орнида туруватамдим?
約瑟對他們說:「不要害怕,我豈能代替上帝呢?
20 Силәр дәрвәқә маңа шу ишни яман нийәт билән қилдиңлар; лекин Худа бүгүнки күндикидәк нурғунлиған хәлиқниң җенини тирик сақлап қелиш үчүн шу ишни яхшилиққа бекиткән еди.
從前你們的意思是要害我,但上帝的意思原是好的,要保全許多人的性命,成就今日的光景。
21 Шуңа әнди қорқмаңлар; мән һәм силәрни һәм бала-җақилириңларни бақимән, — деди вә уларниң көңлини хатирҗәм қилип меһирлик гәп қилди.
現在你們不要害怕,我必養活你們和你們的婦人孩子。」於是約瑟用親愛的話安慰他們。
22 Йүсүп атисиниң җәмәти билән биллә Мисирда туруп қалди. Йүсүп бир йүз он жил өмүр көрди.
約瑟和他父親的眷屬都住在埃及。約瑟活了一百一十歲。
23 Бу тәриқидә Йүсүп Әфраимниң үчинчи әвладини көрди; Манассәһниң оғли Макирниң балилириму униң тизлири үстидә туғулди.
約瑟得見以法蓮第三代的子孫。瑪拿西的孫子、瑪吉的兒子也養在約瑟的膝上。
24 Йүсүп қериндашлириға: — Мән өлүп кетимән; лекин Худа чоқум силәрни йоқлап силәрни бу зиминдин чиқирип, Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа беришкә қәсәм қилип вәдә қилған зиминға йәткүзиду, — деди.
約瑟對他弟兄們說:「我要死了,但上帝必定看顧你們,領你們從這地上去,到他起誓所應許給亞伯拉罕、以撒、雅各之地。」
25 Андин Йүсүп йәнә қериндашлириға қәсәм ичкүзүп: «Худа силәрни чоқум йоқлайду; шу чағда силәр мениң сүйәклиримни елип, бу йәрдин чиқип кетишиңлар керәк», — деди.
約瑟叫以色列的子孫起誓說:「上帝必定看顧你們;你們要把我的骸骨從這裏搬上去。」
26 Йүсүп бир йүз он яшқа киргәндә вапат тапти. Улар уни мумия қилип, Мисирда бир мейит сандуғиға селип қойди.
約瑟死了,正一百一十歲。人用香料將他薰了,把他收殮在棺材裏,停在埃及。