< Яритилиш 49 >
1 Андин Яқуп оғуллирини чақирип уларға мундақ деди: — [Һәммиңлар] җәм болуңлар, мән силәргә кейинки күнләрдә силәр йолуғидиған ишларни ейтип берәй: —
2 Жиғилип келип аңлаңлар, и Яқупниң оғуллири; Атаңлар Исраилға қулақ селиңлар.
3 Әй Рубән, сән мениң тунҗа оғлумсән, Күч-қудритимсән, Күчүм бар вақтимниң тунҗа мевисидурсән, Салапәт вә қудрәттә алди едиң,
4 Лекин қайнап тешип чүшкән судәк, Әнди алди болалмассән; Чүнки сән атаңниң көрписигә чиқтиң, Шуниң билән сән уни булғидиң! У мениң көрпәмниң үстигә чиқти!
5 Шимеон билән Лавий қериндашлардур; Уларниң қиличлири зораванлиқниң қураллиридур!
6 Аһ җеним, уларниң мәслиһитигә кирмигин! И иззитим, уларниң җамаити билән четилип қалмиғай! Чүнки улар аччиғида адәмләрни өлтүрүп, Өз бешимчилиқ қилип буқиларниң пейини кәсти.
7 Уларниң аччиғи әшәддий болғачқа ләнәткә қалсун! Ғәзивиму рәһимсиз болғачқа ләнәткә қалсун! Мән уларни Яқупниң ичидә тарқитиветимән, Исраилниң ичидә уларни чечиветимән.
8 Әй Йәһуда! Сени болса қериндашлириң тәрипләр, Қолуң дүшмәнлириңниң гәҗгисини басар. Атаңниң оғуллири саңа баш урар,
9 Йәһуда яш бир ширдур; Әй оғлум, сән овни тутупла чиқтиң; У ширдәк [овниң йенида] чөкүп созулуп ятса, Яки чиши ширдәк йетивалса, Кимму уни қозғашқа петинар?
10 Шаһанә һаса Йәһудадин кетип қалмайду, Йәһуданиң пуштидин қанун чиқарғучи өксүмәйду, Таки шу һоқуқ Егиси кәлгичә күтиду; Кәлгәндә, җаһан хәлиқлири униңға итаәт қилиду.
11 У тәхийини үзүм телиға, Ешәк балисини сортлуқ үзүм телиға бағлап қояр. У либасини шарапта жуюп, Тонини үзүм шәрбитидә жуяр.
12 Униң көзлири шараптин қизирип кетәр, Чишлири сүт ичкинидин аппақ турар.
13 Зәбулун деңиз бойини макан қилар, Макани кемиләрниң панаһгаһи болар, Йәр-зимини Зидонғичә йетип барар.
14 Иссакар бәстлик бәрдәм бир ешәктур, У икки қотан арисида ятқандур;
15 У арамгаһниң яхши екәнлигигә қарап, Зиминниң есиллиғини көрүп, Жүк көтиришкә мүрисини егип, Алванға ишләйдиған қул болуп қалар.
16 Дан Исраил қәбилилиридин бири болар, Өз хәлқигә һөкүм чиқирар.
17 Дан йол үстидики илан, Чиғир йол үстидә турған зәһәрлик бир иландур. У атниң туйиғини чеқип, Ат мингүчини арқиға моллақ атқузар.
18 И Пәрвәрдигар, ниҗатиңға тәлмүрүп күтүп кәлдим!
19 Гадқа болса, қарақчилар қошуни һуҗум қилар; Лекин у тапинини бесип зәрбә берәр.
20 Аширниң тамиғида зәйтун мейи мол болар, У шаһлар үчүн назу-немәтләрни тәминләр.
21 Нафталидин чирайлиқ гәпләр чиқар, У әркин қоюветилгән маралдур.
22 Йүсүп мевилик дәрәқниң шехидур, Булақниң йенидики көп мевилик шахтәктур; Униң шахчилири тамдин һалқип кәткәндур.
23 Я атқучилар униңға азар қилип, Униңға оқ атти, униңға нәпрәтләнди.
24 Һалбуки, униң оқяйи мәзмут турар, Қол-биләклири әплик турғузулар, Шу [күч] Яқуптики қудрәт Егисиниң қоллиридиндур — (Исраилниң Қорам Теши, йәни униң Падичиси Униңдин чиқар!)
25 [Әшу күч] атаңниң Тәңрисидиндур — (У саңа мәдәт берәр!) [Йәни] Һәммигә Қадирдиндур — У сени бәрикәтләр! Жуқирида асманниң бәрикәтлири билән, Төвәндә ятқан чоңқур суларниң бәрикәтлири билән, Әмчәк билән балиятқуниң бәрикити билән сени бәрикәтләр!
26 Сениң атаңниң тилигән бәрикәтлири ата-бовилиримниң тилигән бәрикәтлиридин зиядә болди, Улар мәңгүлүк тағ-едирларниң чәтлиригичә йетәр, Улар Йүсүпниң бешиға чүшәр, Йәни өз қериндашлиридин айрим турғучиниң чоққисиға тегәр.
27 Бинямин житқуч бөридәктур; Әтигәндә у овни йәр. Кәчқурун у олҗисини тәқсим қилар» — деди.
28 Буларниң һәммиси Исраилниң он икки қәбилиси болуп, мәзкур сөзләр болса атисиниң уларға тилигән бәхит-бәрикәт сөзлиридур. У шуниң билән уларниң һәр биригә мас келидиған бир бәрикәт билән уларға бәхит-бәрикәт тилиди.
29 Андин Яқуп уларға мундақ тапилиди: — «Мән әнди өз қовмимниң қешиға қошулимән. Силәр мени ата-бовилиримниң йенида, Һиттийлардин болған Әфронниң етизлиғидики ғарға дәпнә қилиңлар;
30 у ғар болса Қанаан зиминида Мамрәниң удулида, Макпелаһниң етизлиғида. Ғарни Ибраһим гөристан болсун дәп шу етизлиқ билән қошуп Һиттий Әфрондин сетивалған еди.
31 Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ билән дәпнә қилинған; шу йәрдә Исһақ аяли Ривкаһ биләнму дәпнә қилинған; шу йәрдә мәнму Леяһни дәпнә қилдим.
32 Бу етизлиқ һәм ичидики ғар Һәтниң әвлатлиридин сетивелинған еди».
33 Яқуп оғуллириға бу вәсийәтни тапилап болуп, путлирини кариватта түзләп, нәпәс тохтап өз қовмиға қошулди.