< Яритилиш 48 >
1 Бу ишлардин кейин бириси Йүсүпкә: — Мана атаң кесәл болуп қапту, дәп хәвәр бәрди. У икки оғли Манассәһ билән Әфраимни биллә елип барди.
2 Бириси Яқупқа: — Мана оғлуң Йүсүп қешиңға келиватиду, дәп хәвәр беривиди, Исраил күчәп қопуп кариватта олтарди.
3 Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә Қадир Тәңри маңа Қанаан зиминидики Луз дегән җайда аян болуп, мени бәрикәтләп
4 маңа: Мана, Мән сениң нәслиңни көпәйтип, сени интайин зор көпәйтимән, сәндин бир түркүм хәлиқ чиқиримән; бу зиминни сәндин кейинки нәслиңгә әбәдий мирас қилип беримән, дәп ейтқан еди.
5 Әнди мән Мисирға келиштин илгири саңа Мисир зиминида туғулған икки оғлуң мениң һесаплиниду; Әфраим билән Манассәһ болса, худди Рубән билән Шимеонға охшаш, һәр иккиси мениң оғуллирим болиду.
6 Улардин кейин тапқан балилириң өзүңниң болиду; улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду.
7 Маңа кәлсәк, Падандин келиватқинимда Раһилә Қанаан зиминида йол үстидә Әфратқа аз қалғанда мени ташлап өлүп кәтти. Мән уни шу йәрдә, йәни Әфратқа (йәни Бәйт-Ләһәмгә) баридиған йолда дәпнә қилдим, — деди.
8 Андин Исраил Йүсүпниң оғуллириға қарап: — Булар кимдур, — дәп сориди.
9 Йүсүп атисиға җававән: — Булар болса Худа маңа бу йәрдә бәргән оғуллиримдур, — деди. У: — Уларни алдимға йеқин кәлтүргин, мән уларға бәхит-бәрикәт тиләй, — деди.
10 Әнди Исраилниң көзлири қерилиғидин ғувалишип [яхши] көрәлмәйтти. Шуңа Йүсүп уларни униң алдиға йеқинрақ кәлтүрди; у уларни сөйүп қучағлиди.
11 Андин Исраил Йүсүпкә: — Мән сениң йүзүңни көрәләймән дәп һеч ойлимиған едим; лекин Худа мени сениң балилириңниму көрүшкә несип қилди, — деди.
12 Йүсүп балиларни [Яқупниң] тизлириниң арилиғидин елип, йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилди.
13 Андин Йүсүп бу иккиләнни Исраилниң алдиға йеқин елип келип, Әфраимни оң қоли билән тутуп Исраилниң сол қолиға удуллап турғузди; Манассәһни сол қоли билән тутуп Исраилниң оң қолиға удуллап турғузди.
14 Лекин Исраил оң қолини узитип, кәнҗи балиси Әфраимниң бешиға қойди, сол қолини Манассәһниң бешиға қойди. Манассәһ тунҗиси болсиму, у икки қолини қайчилап тутуп шундақ қойди.
15 У Йүсүпкә бәхит-бәрикәт тиләп: — Атилирим Ибраһим билән Исһақ Худа дәп билип йүзи алдида маңған, мени пүткүл өмрүмдә бу күнгичә падичидәк йетәкләп беқип кәлгән Худа,
16 Маңа һәмҗәмәт болуп мени һәммә бала-қазадин қутғузған Пәриштә бу икки оғулни бәрикәтлисун; улар мениң исмим вә атилирим болған Ибраһим вә Исһақниң исимлири билән атилип, йәр йүзидә көп авуғай! — деди.
17 Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди; шуңа у атисиниң қолини тутуп, Әфраимниң бешидин елип Манассәһниң бешиға йөткимәкчи болуп,
18 атисиға: — Әй ата, бундақ қилмиғин; чүнки мана, тунҗиси будур; оң қолуңни униң бешиға қойғин! — деди.
19 Лекин атиси рәт қилип: — Билимән, и оғлум, билимән; униңдинму бир қовм чиқип, өзиму улуқ болиду, амма дәрһәқиқәт униң иниси униңдин техиму улуқ болиду; униң нәслидин наһайити көп қовмлар пәйда болиду, — деди.
20 Шуниң билән шу күни у бу иккисини бәрикәтләп: — Кәлгүсидә Исраиллар бәхит-бәрикәт тилигәндә: «Худа сени Әфраим билән Манассәһдәк улуқ қилсун!» дәйдиған болиду, деди. Бу тәриқидә у Әфраимни Манассәһтин үстүн қойди.
21 Андин Исраил Йүсүпкә йәнә: — Мана, мән өлимән; лекин Худа силәр билән биллә болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп бариду.
22 Мән саңа қериндашлириңниңкидин бир үлүш йәрни артуқ бәрдим; шу йәрни өзүм қилич вә оқяйим билән Аморийларниң қолидин тартивалған едим.