< Яритилиш 47 >
1 Йүсүп Пирәвнниң қешиға келип: — Атам билән қериндашлирим қой-калилири, шундақла һәммә мал-мүлүклирини биллә елип Қанаан зиминидин кәлди. Мана, улар һазир Гошән жутиға чүшти, дәп хәвәр берип,
Yüsüp Pirewnning qéshigha kélip: — Atam bilen qérindashlirim qoy-kaliliri, shundaqla hemme mal-mülüklirini bille élip Qanaan zéminidin keldi. Mana, ular hazir Goshen yurtigha chüshti, dep xewer bérip,
2 қериндашлириниң ичидин бәшәйләнни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди.
qérindashlirining ichidin besheylenni élip, Pirewnning aldigha hazir qildi.
3 Пирәвн униң қериндашлиридин: — Немә оқитиңлар бар, дәп соривиди, улар Пирәвнгә җавап берип: — Кәминилири ата-бовилиримизға охшаш мал баққучилармиз, — деди.
Pirewn uning qérindashliridin: — Néme oqitinglar bar, dep soriwidi, ular Pirewn’ge jawab bérip: — Keminiliri ata-bowilirimizgha oxshash mal baqquchilarmiz, — dédi.
4 Андин улар Пирәвнгә илтимас қилип: — Қанаан зиминида қаттиқ қәһәтчилик болғачқа, кәминилириниң қойлиримизни бақидиғанға яйлақму йоқ; шуңа бу зиминда мусапир болуп турушқа кәлдуқ; җанаблиридин тәләп қилимизки, кәминилириниң Гошән жутида турушиға иҗазәт бәргәйла, — деди.
Andin ular Pirewn’ge iltimas qilip: — Qanaan zéminida qattiq qehetchilik bolghachqa, keminilirining qoylirimizni baqidighan’gha yaylaqmu yoq; shunga bu zéminda musapir bolup turushqa kelduq; janabliridin telep qilimizki, keminilirining Goshen yurtida turushigha ijazet bergeyla, — dédi.
5 Пирәвн Йүсүпкә: — Атаң вә қериндашлириң қешиңға кәлди;
Pirewn Yüsüpke: — Atang we qérindashliring qéshinggha keldi;
6 мана Мисир зимини сениң алдиңда турупту; атаң вә қериндашлириңни зиминниң әң есил йеридә олтарғузғин; улар Гошән жутида макан қилсун. Шуниңдәк, әгәр сән уларниң ичидики қабил кишиләрни билсәң, буларни мениң чарпайлиримға назарәтчи қилғин, — деди.
mana Misir zémini séning aldingda turuptu; atang we qérindashliringni zéminning eng ésil yéride olturghuzghin; ular Goshen yurtida makan qilsun. Shuningdek, eger sen ularning ichidiki qabil kishilerni bilseng, bularni méning charpaylirimgha nazaretchi qilghin, — dédi.
7 Кейин, Йүсүп атиси Яқупни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди; Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тилиди.
Kéyin, Yüsüp atisi Yaqupni élip, Pirewnning aldigha hazir qildi; Yaqup Pirewn’ge bext-beriket tilidi.
8 Андин Пирәвн Яқуптин: — Өмрүңниң жил-күнлири нәччигә йәтти? — дәп сориди.
Andin Pirewn Yaquptin: — Ömrüngning yil-künliri nechchige yetti? — dep soridi.
9 Яқуп Пирәвнгә җавап берип: — Мусапирлиқ сәпиримниң күнлири бир йүз оттуз жилға йәтти; өмрүмниң күнлири аз һәм җапа-мушәққәтлик болуп, ата-бовилиримниң мусапирлиқ өмүр сәпириниң күнлиригә техи йәтмиди, — деди.
Yaqup Pirewn’ge jawab bérip: — Musapirliq sepirimning künliri bir yüz ottuz yilgha yetti; ömrümning künliri az hem japa-musheqqetlik bolup, ata-bowilirimning musapirliq ömür sepirining künlirige téxi yetmidi, — dédi.
10 Шуниң билән Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тиләп, алдидин чиқип кәтти.
Shuning bilen Yaqup Pirewn’ge bext-beriket tilep, aldidin chiqip ketti.
11 Шуниң билән Йүсүп атиси билән қериндашлирини Мисир зиминида олтирақлаштуруп қойди; Пирәвнниң буйруғинидәк уларға зиминниң әң есил йеридин, йәни Рамсәс дегән жуттин тәвәлик бәрди.
Shuning bilen Yüsüp atisi bilen qérindashlirini Misir zéminida olturaqlashturup qoydi; Pirewnning buyrughinidek ulargha zéminning eng ésil yéridin, yeni Ramses dégen yurttin tewelik berdi.
12 Йүсүп атиси, қериндашлири, шундақла атисиниң һәммә өйдикилирини бала-җақилириниң санлириға қарап ашлиқ билән тәминләп бақти.
Yüsüp atisi, qérindashliri, shundaqla atisining hemme öydikilirini bala-chaqilirining sanlirigha qarap ashliq bilen teminlep baqti.
13 Амма ачарчилиқ қаттиқ еғир болғачқа, зиминниң һеч йеридә озуқ-түлүк тепилмиди; Мисир зимини билән Қанаан зимини ачарчилиқтин хараплишип кәтти.
Emma acharchiliq qattiq éghir bolghachqa, zéminning héch yéride ozuq-tülük tépilmidi; Misir zémini bilen Qanaan zémini acharchiliqtin xarapliship ketti.
14 Йүсүп ашлиқ сетип Мисир зимини билән Қанаан зиминидики барлиқ пулни жиғивалди. Андин Йүсүп бу пулни Пирәвнниң ордисиға йәткүзүп бәрди.
Yüsüp ashliq sétip Misir zémini bilen Qanaan zéminidiki barliq pulni yighiwaldi. Andin Yüsüp bu pulni Pirewnning ordisigha yetküzüp berdi.
15 Амма Мисир зимини билән Қанаан зиминидики Пул түгәп кәткәндә мисирлиқларниң һәммиси Йүсүпниң алдиға келип: — Бизгә нан бәргәйла! Пул түгәп кәткини үчүн силиниң алдилирида өлимизму? — деди.
Emma Misir zémini bilen Qanaan zéminidiki Pul tügep ketkende misirliqlarning hemmisi Yüsüpning aldigha kélip: — Bizge nan bergeyla! Pul tügep ketkini üchün silining aldilirida ölimizmu? — dédi.
16 Йүсүп җававән: — Пулуңлар қалмиған болса, чарпайлириңларни елип келип бәрсәңлар, мән маллириңлариға озуқ-түлүк тегишип беримән, — деди.
Yüsüp jawaben: — Pulunglar qalmighan bolsa, charpayliringlarni élip kélip bersenglar, men malliringlarigha ozuq-tülük tégiship bérimen, — dédi.
17 Буниң билән улар чарпайлирини Йүсүпниң қешиға елип кәлгили турди; Йүсүп уларниң атлири, қой падилири, кала падилири вә ешәклириниң орниға озуқ-түлүк бәрди; шу жили маллириниң орниға уларға озуқ-түлүк берип бақти.
Buning bilen ular charpaylirini Yüsüpning qéshigha élip kelgili turdi; Yüsüp ularning atliri, qoy padiliri, kala padiliri we ésheklirining ornigha ozuq-tülük berdi; shu yili mallirining ornigha ulargha ozuq-tülük bérip baqti.
18 У жил аяқлишип, улар иккинчи жили униң қешиға келип униңға: — Биз ғоҗимиздин һеч немини йошурмаймиз; пулимиз түгиди, чарпай мал падилиримиз болса ғоҗимизниң илкидә, ғоҗимизниң алдида тәнлиримиз билән йеримиздин башқа һеч нәрсә қалмиди.
U yil ayaghliship, ular ikkinchi yili uning qéshigha kélip uninggha: — Biz xojimizdin héchnémini yoshurmaymiz; pulimiz tügidi, charpay mal padilirimiz bolsa xojimizning ilkide, xojimizning aldida tenlirimiz bilen yérimizdin bashqa héchnerse qalmidi.
19 Немишкә көз алдилирида биз һәм йеримизму өлүп кәтсун? Әнди сили өзимиз вә йеримизни озуқ-түлүккә тегишип еливалғайла; өзимиз вә йеримиз Пирәвнниң болуп, униңға қул болайли. Биз өлүп кәтмәй, тирик турушимиз, йеримизму вәйран болмаслиғи үчүн бизгә уруқ-түлүк бәргәйла, деди.
Némishqa köz aldilirida biz hem yérimizmu ölüp ketsun? Emdi sili özimiz we yérimizni ozuq-tülükke tégiship éliwalghayla; özimiz we yérimiz Pirewnning bolup, uninggha qul bolayli. Biz ölüp ketmey, tirik turushimiz, yérimizmu weyran bolmasliqi üchün bizge uruq-tülük bergeyla, dédi.
20 Бу тәриқидә Йүсүп Мисирниң пүткүл терилғу йерини Пирәвн үчүн сетивалди; чүнки ачарчилиқ қаттиқ болғачқа, мисирлиқларниң һәр бири өз етизини сетип бәрди. Шуниң билән йәр-зимин Пирәвнниң болуп қалди.
Bu teriqide Yüsüp Misirning pütkül térilghu yérini Pirewn üchün sétiwaldi; chünki acharchiliq qattiq bolghachqa, misirliqlarning herbiri öz étizini sétip berdi. Shuning bilen yer-zémin Pirewnning bolup qaldi.
21 Йүсүп хәлиқни Мисирниң бу четидин йәнә бир четигичә һәр қайси шәһәрләргә көчүрди.
Yüsüp xelqni Misirning bu chétidin yene bir chétigiche herqaysi sheherlerge köchürdi.
22 Пәқәт каһинларниң йерини у алмиди; чүнки каһинларға Пирәвн тәрипидин алаһидә тәминат берилгәчкә, улар Пирәвн тәрипидин тәминләнгән үлүшини йәп, өз йәрлирини сатмиған еди.
Peqet kahinlarning yérini u almidi; chünki kahinlargha Pirewn teripidin alahide teminat bérilgechke, ular Pirewn teripidin teminlen’gen ülüshini yep, öz yerlirini satmighanidi.
23 Йүсүп хәлиққә: — Мана, мән бүгүн өзүңлар билән йәрлириңларни Пирәвн үчүн сетивалдим. Мана силәргә уруқ! Әнди йәр териңлар.
Yüsüp xelqqe: — Mana, men bügün özünglar bilen yerliringlarni Pirewn üchün sétiwaldim. Mana silerge uruq! Emdi yer téringlar.
24 Әнди шундақ қилисиләрки, чиққан һосулдин бәштин бирини Пирәвнгә берип, қалған төрт қисмини өзүңларға елип қелиңлар; у уруқлуқ һәмдә өзүңларға, җүмлидин өйүңдикиләргә вә кичик балилириңларға озуқ болсун, — деди.
Emdi shundaq qilisilerki, chiqqan hosuldin beshtin birini Pirewn’ge bérip, qalghan töt qismini özünglargha élip qélinglar; u uruqluq hemde özünglargha, jümlidin öyüngdikilerge we kichik baliliringlargha ozuq bolsun, — dédi.
25 Улар җававән: — Сили җенимизни қутқуздила. Ғоҗимизниң нәзиридә илтипат тапқан болсақла, Пирәвнниң қуллири болуп турайли, — деди.
Ular jawaben: — Sili jénimizni qutquzdila. Xojimizning neziride iltipat tapqan bolsaqla, Pirewnning qulliri bolup turayli, — dédi.
26 Шуниң билән Йүсүп: — «Һосулниң бәштин бири Пирәвнгә берилсун» дәп бу ишни бүгүнгә қәдәр Мисир зимини үчүн қанун-бәлгүлимә қилди. Пәқәт каһинларниң йерила буниң сиртида болуп, Пирәвнгә тәвә болмиди.
Shuning bilen Yüsüp: — «Hosulning beshtin biri Pirewn’ge bérilsun» dep bu ishni bügün’ge qeder Misir zémini üchün qanun-belgilime qildi. Peqet kahinlarning yérila buning sirtida bolup, Pirewn’ge tewe bolmidi.
27 Исраиллар Мисир зиминида, Гошән өлкисидә олтирақлашти; улар шу җайда йәр-зиминлик болуп, көпийип, толиму көпәйди.
Israillar Misir zéminida, Goshen ölkiside olturaqlashti; ular shu jayda yer-zéminlik bolup, awup, tolimu köpeydi.
28 Яқуп Мисир зиминида он йәттә жил өмүр көрди; буниң билән Яқупниң өмүр күнлири бир йүз қириқ йәттә жилға йәтти.
Yaqup Misir zéminida on yette yil ömür kördi; buning bilen Yaqupning ömür künliri bir yüz qiriq yette yilgha yetti.
29 Исраилниң күнлири сәкратқа йеқинлашқанда, оғли Йүсүпни чақиртип, униңға: — Әгәр нәзириңдә илтипат тапқан болсам, қолуңни янпашмниң астиға қоюп, маңа шапаәт вә садақәтликни көрситип, мени Мисирда дәпнә қилма;
Israilning künliri sekratqa yéqinlashqanda, oghli Yüsüpni chaqirtip, uninggha: — Eger neziringde iltipat tapqan bolsam, qolungni yotamning astigha qoyup, manga shapaet we sadaqetlikni körsitip, méni Misirda depne qilma;
30 бәлки мән ата-бовилирим билән ятидиған вақтимда мени Мисирдин елип кетип, уларниң гөристаниға дәпнә қилғин, деди. У җавап берип: — Мән ейтқиниңдәк қилай, — деди.
belki men ata-bowilirim bilen yatidighan waqtimda méni Misirdin élip kétip, ularning göristanigha depne qilghin, dédi. U jawab bérip: — Men éytqiningdek qilay, — dédi.
31 Яқуп униңға: — Маңа қәсәм қилип бәргин, — деди. У униңға қәсәм қилип бәрди; андин Исраил карватниң баш тәрипидә сәҗдә қилди.
Yaqup uninggha: — Manga qesem qilip bergin, — dédi. U uninggha qesem qilip berdi; andin Israil karwatning bash teripide sejde qildi.