< Яритилиш 46 >

1 Шуниң билән Исраил барлиқ тәәллуқатини елип йолға чиқип, Бәәр-Шебаға кәлди. У шу йәрдә атиси Исһақниң Худасиға қурбанлиқларни сунди.
Xuning bilǝn Israil barliⱪ tǝǝlluⱪatini elip yolƣa qiⱪip, Bǝǝr-Xebaƣa kǝldi. U xu yǝrdǝ atisi Isⱨaⱪning Hudasiƣa ⱪurbanliⱪlarni sundi.
2 Кечиси Худа аламәт көрүнүшләрдә Исраилға: — Яқуп, Яқуп! девиди, у җавап берип: — Мана мән! — деди.
Keqisi Huda alamǝt kɵrünüxlǝrdǝ Israilƣa: — Yaⱪup, Yaⱪup! dewidi, u jawab berip: — Mana mǝn! — dedi.
3 У: — Атаңниң Тәңриси болған Худа Мәндурмән. Сән Мисирға бериштин қорқмиғин, чүнки Мән сени шу йәрдә улуқ бир қовм қилимән.
U: — Atangning Tǝngrisi bolƣan Huda Mǝndurmǝn. Sǝn Misirƣa berixtin ⱪorⱪmiƣin, qünki Mǝn seni xu yǝrdǝ uluƣ bir ⱪowm ⱪilimǝn.
4 Мән сениң билән Мисирға биллә баримән вә Мән Өзүм җәзмән йәнә сени шу йәрдин яндуруп келимән. Йүсүп өз қоли билән сениң көзүңни жумдуриду, — деди.
Mǝn sening bilǝn Misirƣa billǝ barimǝn wǝ Mǝn Ɵzüm jǝzmǝn yǝnǝ seni xu yǝrdin yandurup kelimǝn. Yüsüp ɵz ⱪoli bilǝn sening kɵzüngni yumduridu, — dedi.
5 Андин Яқуп Бәәр-Шебадин йолға чиқти; Исраилниң оғуллири атиси Яқуп вә уларниң бала-җақилирини Пирәвн уни епкелиш үчүн әвәткән һарвуларға олтарғузуп,
Andin Yaⱪup Bǝǝr-Xebadin yolƣa qiⱪti; Israilning oƣulliri atisi Yaⱪup wǝ ularning bala-qaⱪilirini Pirǝwn uni epkelix üqün ǝwǝtkǝn ⱨarwilarƣa olturƣuzup,
6 чарпайлири билән Қанаан зиминида тапқан тәәллуқатлирини елип маңди. Бу тәриқидә Яқуп билән барлиқ әвлатлири Мисирға кәлди; оғуллирини, оғул нәврилирини, қизлирини, қиз нәврилирини жиғип, нәсиллириниң һәммисини өзи билән биллә елип Мисирға кәлди.
qarpayliri bilǝn Ⱪanaan zeminida tapⱪan tǝǝlluⱪatlirini elip mangdi. Bu tǝriⱪidǝ Yaⱪup bilǝn barliⱪ ǝwladliri Misirƣa kǝldi; oƣullirini, oƣul nǝwrilirini, ⱪizlirini, ⱪiz nǝwrilirini yiƣip, nǝsillirining ⱨǝmmisini ɵzi bilǝn billǝ elip Misirƣa kǝldi.
7
8 Исраилниң оғуллири, йәни Яқупниң Мисирға кәлгән әвлатлири төвәндикичә: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән;
Israilning oƣulliri, yǝni Yaⱪupning Misirƣa kǝlgǝn ǝwladliri tɵwǝndikiqǝ: — Yaⱪupning tunji oƣli Rubǝn;
9 Рубәнниң оғуллири Һанох, Паллу, Һәзрон билән Карми.
Rubǝnning oƣulliri Ⱨanoh, Pallu, Ⱨǝzron bilǝn Karmi.
10 Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә Ⱪананий аялдин болған Саул.
Ximeonning oƣulliri: — Yǝmuǝl, Yamin, Oⱨad, Yaⱪin, Zoⱨar wǝ Ⱪanaaniy ayaldin bolƣan Saul.
11 Лавийниң оғуллири: — Гәршон, Коһат вә Мәрари.
Lawiyning oƣulliri: — Gǝrxon, Koⱨat wǝ Mǝrari.
12 Йәһуданиң оғуллири: — Әр, Онан, Шәлаһ, Пәрәз вә Зәраһ. Амма Әр вә Онан Қанаанниң зиминида өлүп кәткән еди. Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамуллар еди.
Yǝⱨudaning oƣulliri: — Ər, Onan, Xǝlaⱨ, Pǝrǝz wǝ Zǝraⱨ. Əmma Ər wǝ Onan Ⱪanaanning zeminida ɵlüp kǝtkǝnidi. Pǝrǝzning oƣulliri Ⱨǝzron bilǝn Ⱨamullar idi.
13 Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Йоб вә Шимрон.
Issakarning oƣulliri: — Tola, Puaⱨ, Yob wǝ Ximron.
14 Зәбулунниң оғуллири: — Сәрәд, Елон вә Җаһлийәл.
Zǝbulunning oƣulliri: — Sǝrǝd, Elon wǝ Jaⱨliyǝl.
15 Булар Леяһниң Яқупқа Падан-Арамда туғуп бәргән оғул-әвлатлири еди; у йәнә қизи Динаһни туғуп бәрди. Буниң бу оғул-қиз пәрзәнтлири җәмий болуп оттуз үч җан еди.
Bular Leyaⱨning Yaⱪupⱪa Padan-Aramda tuƣup bǝrgǝn oƣul-ǝwladliri idi; u yǝnǝ ⱪizi Dinaⱨni tuƣup bǝrdi. Buning bu oƣul-ⱪiz pǝrzǝntliri jǝmiy bolup ottuz üq jan idi.
16 Гадниң оғуллири: — Зифион, Һагги, Шуни, Әзбон, Ери, Ароди вә Арәли.
Gadning oƣulliri: — Zifion, Ⱨaggi, Xuni, Əzbon, Eri, Arodi wǝ Arǝli.
17 Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ. Уларниң сиңлиси Сераһ еди; Берияһниң оғуллири Һәбәр вә Малкиәл еди.
Axirning oƣulliri: — Yimnaⱨ, Yixwaⱨ, Yixwi wǝ Beriyaⱨ. Ularning singlisi Seraⱨ idi; Beriyaⱨning oƣulliri Ⱨǝbǝr wǝ Malkiǝl idi.
18 Булар болса Лабан қизи Леяһқа дедәк болушқа бәргән Зилпаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғуллири болуп, җәмий он алтә җан еди.
Bular bolsa Laban ⱪizi Leyaⱨⱪa dedǝk boluxⱪa bǝrgǝn Zilpaⱨning Yaⱪupⱪa tuƣup bǝrgǝn oƣulliri bolup, jǝmiy on altǝ jan idi.
19 Яқупниң аяли Раһиләниң оғуллири Йүсүп вә Бинямин.
Yaⱪupning ayali Raⱨilǝning oƣulliri Yüsüp wǝ Binyamin.
20 Йүсүпкә Мисир зиминида төрәлгән оғуллири Манассәһ вә Әфраим; буларни Ондики каһин Потифираһниң қизи Асинат униңға туғуп бәрди.
Yüsüpkǝ Misir zeminida tɵrǝlgǝn oƣulliri Manassǝⱨ wǝ Əfraim; bularni Ondiki kaⱨin Potifiraⱨning ⱪizi Asinat uningƣa tuƣup bǝrdi.
21 Биняминниң оғуллири: — Белаһ, Бәкәр, Ашбәл, Гера, Нааман, Еһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Ард.
Binyaminning oƣulliri: — Belaⱨ, Bǝkǝr, Axbǝl, Gera, Naaman, Eⱨi, Rox, Muppim, Ⱨuppim wǝ Ard.
22 Булар Раһиләниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий он төрт җан еди.
Bular Raⱨilǝning Yaⱪupⱪa tuƣup bǝrgǝn oƣul-ǝwladliri bolup, jǝmiy on tɵt jan idi.
23 Данниң оғли: — Һушим.
Danning oƣli: — Ⱨuxim.
24 Нафталиниң оғуллири: — Яһзиәл, Гуни, Йәзәр вә Шилләм.
Naftalining oƣulliri: — Yaⱨziǝl, Guni, Yǝzǝr wǝ Xillǝm.
25 Булар Лабан қизи Раһиләгә дедәк болушқа бәргән Билһаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий йәттә җан еди.
Bular Laban ⱪizi Raⱨilǝgǝ dedǝk boluxⱪa bǝrgǝn Bilⱨaⱨning Yaⱪupⱪa tuƣup bǝrgǝn oƣul-ǝwladliri bolup, jǝmiy yǝttǝ jan idi.
26 Яқупниң келинлиридин башқа, Яқупниң пуштидин болған, униң билән биргә Мисирға кәлгәнләр җәмий атмиш алтә җан еди.
Yaⱪupning kelinliridin baxⱪa, Yaⱪupning puxtidin bolƣan, uning bilǝn birgǝ Misirƣa kǝlgǝnlǝr jǝmiy atmix altǝ jan idi.
27 Йүсүпниң Мисирда туғулған оғуллири икки еди. Яқупниң җәмәтидин болуп, Мисирға кәлгәнләр җәмий йәтмиш җан еди.
Yüsüpning Misirda tuƣulƣan oƣulliri ikki idi. Yaⱪupning jǝmǝtidin bolup, Misirƣa kǝlgǝnlǝr jǝmiy yǝtmix jan idi.
28 Яқуп Йүсүптин көрсәтмә елип, өзлирини Гошәнгә башлап беришқа Йәһудани Йүсүпниң қешиға әвәтти. Шундақ қилип улар Гошән жутиға келип чүшти.
Yaⱪup Yüsüptin kɵrsǝtmǝ elip, ɵzlirini Goxǝngǝ baxlap berixⱪa Yǝⱨudani Yüsüpning ⱪexiƣa ǝwǝtti. Xundaⱪ ⱪilip ular Goxǝn yurtiƣa kelip qüxti.
29 Йүсүп өзиниң вәзирлик һарвусини қатқузуп, атиси Исраилниң алдиға Гошәнгә чиқти. У өзини униң алдиға һазир қилип атисиға өзини етип бойниға бешини қоюп қучағлап, узундин узун жиғлиди.
Yüsüp ɵzining wǝzirlik ⱨarwisini ⱪatⱪuzup, atisi Israilning aldiƣa Goxǝngǝ qiⱪti. U ɵzini uning aldiƣa ⱨazir ⱪilip atisiƣa ɵzini etip boyniƣa girǝ selip ⱪuqaⱪlap, uzundin uzun yiƣlidi.
30 Исраил Йүсүпкә: Мән сениң йүзүңни көрүп, тирик екәнлигиңни билдим; әнди өлсәмму арминим йоқ, — деди.
Israil Yüsüpkǝ: Mǝn sening yüzüngni kɵrüp, tirik ikǝnlikingni bildim; ǝmdi ɵlsǝmmu arminim yoⱪ, — dedi.
31 Андин Йүсүп қериндашлири вә атисиниң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән һазир чиқип Пирәвнгә хәвәр берип: «Қанаан зиминида олтарған қериндашлирим, шундақла атамниң өйидикиләр қешимға кәлди;
Andin Yüsüp ⱪerindaxliri wǝ atisining ɵydikilirigǝ mundaⱪ dedi: — Mǝn ⱨazir qiⱪip Pirǝwngǝ hǝwǝr berip: «Ⱪanaan zeminida olturƣan ⱪerindaxlirim, xundaⱪla atamning ɵyidikilǝr ⱪeximƣa kǝldi;
32 бу адәмләр падичилар болуп, мал беқиш билән шуғуллинип кәлгән, қой-калилири, шундақла барлиқ мал-мүлүклирини елип кәлди» дәп ейтай.
bu adǝmlǝr padiqilar bolup, mal beⱪix bilǝn xuƣullinip kǝlgǝn, ⱪoy-kaliliri, xundaⱪla barliⱪ mal-mülüklirini elip kǝldi» dǝp eytay.
33 Шундақ болидуки, Пирәвн силәрни чақириду; шу чағда у силәрдин: «Немә оқитиңлар бар?» дәп сориса,
Xundaⱪ boliduki, Pirǝwn silǝrni qaⱪiridu; xu qaƣda u silǝrdin: «Nemǝ oⱪitinglar bar?» dǝp sorisa,
34 силәр җавап берип: — Кәминилири кичигимиздин тартип ата-бовилиримизға охшаш пада беқип кәлгәнмиз, — дәңлар. Шундақ десәңлар Гошән жутида олтирип қалисиләр; чүнки падичиларниң һәммиси мисирлиқлар арисида көзгә илинмайду.
silǝr jawab berip: — Kǝminiliri kiqikimizdin tartip ata-bowilirimizƣa ohxax pada beⱪip kǝlgǝnmiz, — dǝnglar. Xundaⱪ desǝnglar Goxǝn yurtida olturup ⱪalisilǝr; qünki padiqilarning ⱨǝmmisi misirliⱪlar arisida kɵzgǝ ilinmaydu.

< Яритилиш 46 >