< Яритилиш 45 >

1 Йүсүп өз йенида турғанларниң алдида өзини туталмай: — Һәммә адәм алдимдин чиқириветилсун! дәп вақириди. Шуниң билән Йүсүп өзини қериндашлириға ашкарә қилғанда униң қешида һеч ким болмиди. У қаттиқ жиғлап кәтти; мисирлиқлар уни аңлиди, Пирәвнниң ордисикиләрму буниңдин [тезла] хәвәр тапти.
Yüsüp ɵz yenida turƣanlarning aldida ɵzini tutalmay: — Ⱨǝmmǝ adǝm aldimdin qiⱪiriwetilsun! dǝp warⱪiridi. Xuning bilǝn Yüsüp ɵzini ⱪerindaxliriƣa axkara ⱪilƣanda uning ⱪexida ⱨeqkim bolmidi. U ⱪattiⱪ yiƣlap kǝtti; misirliⱪlar uni anglidi, Pirǝwnning ordisikilǝrmu buningdin [tezla] hǝwǝr tapti.
2
3 Йүсүп қериндашлириға: — Мән Йүсүп болимән! Атам һазир һаятму?! — дәп сориди. Амма қериндашлири униңға қарап һодуқуп кетип, һеч җавап берәлмәй қалди.
Yüsüp ⱪerindaxliriƣa: — Mǝn Yüsüp bolimǝn! Atam ⱨazir ⱨayatmu?! — dǝp soridi. Əmma ⱪerindaxliri uningƣa ⱪarap ⱨoduⱪup ketip, ⱨeq jawab berǝlmǝy ⱪaldi.
4 Лекин Йүсүп уларни: — Қени, маңа йеқин келиңлар, дәп чақириди. Улар йеқин кәлди, у йәнә: — Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән.
Lekin Yüsüp ularni: — Ⱪeni, manga yeⱪin kelinglar, dǝp qaⱪiridi. Ular yeⱪin kǝldi, u yǝnǝ: — Mǝn silǝrning ininglar, yǝni silǝr Misirƣa setiwǝtkǝn Yüsüp bolimǝn.
5 Әнди мени мошу йәргә сетивәткиниңлар үчүн азапланмаңлар, өзүңларни әйипкә буйрумаңлар; чүнки Худа адәмләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн мени силәрдин бурун бу йәргә әвәтти.
Əmdi meni muxu yǝrgǝ setiwǝtkininglar üqün azablanmanglar, ɵzünglarni ǝyibkǝ buyrumanglar; qünki Huda adǝmlǝrning ⱨayatini saⱪlap ⱪelix üqün meni silǝrdin burun bu yǝrgǝ ǝwǝtti.
6 Чүнки һазир зиминдики ачарчилиққа икки жил болди; лекин техи йәнә бәш жилғичә һеч терилғуму болмайду, ормиму болмайду.
Qünki ⱨazir zemindiki aqarqiliⱪⱪa ikki yil boldi; lekin tehi yǝnǝ bǝx yilƣiqǝ ⱨeq terilƣumu bolmaydu, ormimu bolmaydu.
7 Шуниң үчүн силәргә дунияда бир қалдини сақлап қелиш үчүн, улуқ бир ниҗатлиқ көрситип, силәрниң тирик қутулушуңлар үчүн Худа мени силәрдин бурун бу йәргә әвәтти.
Xuning üqün silǝrgǝ dunyada bir ⱪaldini saⱪlap ⱪelix üqün, uluƣ bir nijatliⱪ kɵrsitip, silǝrning tirik ⱪutuluxunglar üqün Huda meni silǝrdin burun bu yǝrgǝ ǝwǝtti.
8 Шундақ болған екән, мени мошу йәргә әвәткүчи силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени Пирәвнгә атиниң орнида қилип, униң пүткүл өйигә ғоҗа қилип тикләп, пүткүл зиминға баш вәзир қилип қойди.
Xundaⱪ bolƣanikǝn, meni muxu yǝrgǝ ǝwǝtküqi silǝr ǝmǝs, bǝlki Hudadur. U meni Pirǝwngǝ atining ornida ⱪilip, uning pütkül ɵyigǝ hoja ⱪilip tiklǝp, pütkül zeminƣa bax wǝzir ⱪilip ⱪoydi.
9 Әнди тездин атамниң қешиға берип, униңға: — Сениң оғлуң Йүсүп: «Худа мени пүткүл Мисирға ғоҗа қилип қойди. Сән кечиктүрмәй, мениң қешимға кәлгин;
Əmdi tezdin atamning ⱪexiƣa berip, uningƣa: — Sening oƣlung Yüsüp: «Huda meni pütkül Misirƣa hoja ⱪilip ⱪoydi. Sǝn ⱨayal ⱪilmay, mening ⱪeximƣa kǝlgin;
10 сән Гошән жутида турисән; шуниң билән сән өзүң, оғуллириң, нәврилириң, қойлириң, калилириң вә һәммә тәәллуқатлириң билән маңа йеқин турисиләр.
sǝn Goxǝn yurtida turisǝn; xuning bilǝn sǝn ɵzüng, oƣulliring, nǝwriliring, ⱪoyliring, kaliliring wǝ ⱨǝmmǝ tǝǝlluⱪatliring bilǝn manga yeⱪin turisilǝr.
11 Өзүң, аиләң вә һәммә тәәллуқатиңни намратлиқ бесивалмисун дәп мән сени шу йәрдә бақимән; чүнки йәнә бәш жил ачарчилиқ бардур», деди, — дәңлар.
Ɵzüng, ailǝng wǝ ⱨǝmmǝ tǝǝlluⱪatingni namratliⱪ besiwalmisun dǝp mǝn seni xu yǝrdǝ baⱪimǝn; qünki yǝnǝ bǝx yil aqarqiliⱪ bardur», dedi, — dǝnglar.
12 — Мана силәрниң көзлириңлар вә иним Биняминниң көзлири силәргә гәп қиливатқан мениң өз ағзим екәнлигини көрүватиду.
— Mana silǝrning kɵzliringlar wǝ inim Binyaminning kɵzliri silǝrgǝ gǝp ⱪiliwatⱪan mening ɵz aƣzim ikǝnlikini kɵrüwatidu.
13 Атамға мениң Мисирдики бу барлиқ шан-шәривим һәмдә силәрниң барлиқ көргиниңлар тоғрисида ейтип, атамни тездин бу йәргә елип келиңлар, — деди.
Atamƣa mening Misirdiki bu barliⱪ xan-xǝripim ⱨǝmdǝ silǝrning barliⱪ kɵrgininglar toƣrisida eytip, atamni tezdin bu yǝrgǝ elip kelinglar, — dedi.
14 Шуниң билән у өзини Биняминға етип униң бойниға гирә селип жиғлап кәтти; Биняминму униң бойниға йөлинип жиғлиди.
Xuning bilǝn u ɵzini Binyaminƣa etip uning boyniƣa girǝ selip yiƣlap kǝtti; Binyaminmu uning boyniƣa yɵlinip yiƣlidi.
15 Андин Йүсүп барлиқ қериндшалирини сөйүп, уларни бир-бирләп қучағлап жиғлиди. Андин қериндшалири униң билән параңлашти.
Andin Yüsüp barliⱪ ⱪerindxalirini sɵyüp, ularni bir-birlǝp ⱪuqaⱪlap yiƣlidi. Andin ⱪerindxaliri uning bilǝn paranglaxti.
16 Йүсүпниң қериндшалири кәлди, дегән хәвәр Пирәвнниң ордисиға йәткүзүлди; бу Пирәвн вә хизмәткарлириниң нәзиридә қутлуқ иш болди.
Yüsüpning ⱪerindxaliri kǝldi, degǝn hǝwǝr Pirǝwnning ordisiƣa yǝtküzüldi; bu Pirǝwn wǝ hizmǝtkarlirining nǝziridǝ ⱪutluⱪ ix boldi.
17 Пирәвн Йүсүпкә: — Қериндашлириңға: — «Силәр әнди мундақ қилиңлар; улақлириңларға жүк артип, Қанаан зиминиға берип,
Pirǝwn Yüsüpkǝ: — Ⱪerindaxliringƣa: — «Silǝr ǝmdi mundaⱪ ⱪilinglar; ulaƣliringlarƣa yük artip, Ⱪanaan zeminiƣa berip,
18 атаңлар вә җәмәтиңларни елип мениң қешимға келиңлар; мән Мисир зиминидин әң есил йәрләрни силәргә берәй; силәр бу зиминдин чиққан назу-немәтләрдин йәйсиләр» — дегин.
atanglar wǝ jǝmǝtinglarni elip mening ⱪeximƣa kelinglar; mǝn Misir zeminidin ǝng esil yǝrlǝrni silǝrgǝ berǝy; silǝr bu zemindin qiⱪⱪan nazu-nemǝtlǝrdin yǝysilǝr» — degin.
19 Саңа болған әмрим шуки, сән уларға: «Балилириңлар вә аяллириңларни елиш үчүн Мисир зиминидин һарвуларни елип бериңлар. Шуниңдәк атаңларниму бу йәргә йәткүзүп келиңлар.
Sanga bolƣan ǝmrim xuki, sǝn ularƣa: «Baliliringlar wǝ ayalliringlarni elix üqün Misir zeminidin ⱨarwilarni elip beringlar. Xuningdǝk atanglarnimu bu yǝrgǝ yǝtküzüp kelinglar.
20 Пүткүл Мисир зиминидин әң есил җайлар силәрниңки болғачқа, өз сәрәмҗанлириңларға кариңлар болмисун» дәп буйруғин, — деди.
Pütkül Misir zeminidin ǝng esil jaylar silǝrningki bolƣaqⱪa, ɵz sǝrǝmjanliringlarƣa karinglar bolmisun» dǝp buyruƣin, — dedi.
21 Шуниң билән Исраилниң оғуллири шундақ қилди; Йүсүп Пирәвнниң буйруғи бойичә уларға һарвуларни берип, йоли үчүнму озуқ бәрди.
Xuning bilǝn Israilning oƣulliri xundaⱪ ⱪildi; Yüsüp Pirǝwnning buyruⱪi boyiqǝ ularƣa ⱨarwilarni berip, yoli üqünmu ozuⱪ bǝrdi.
22 Уларниң һәр биригә бир қур кийим бәрди; лекин Биняминға болса у үч йүз күмүч тәңгә, бәш қур кийим бәрди.
Ularning ⱨǝrbirigǝ bir ⱪur kiyim bǝrdi; lekin Binyaminƣa bolsa u üq yüz kümüx tǝnggǝ, bǝx ⱪur kiyim bǝrdi.
23 У атисиғиму шу һәдийәләрни, йәни Мисирниң есил мәһсулатлири артилған он һаңга ешәк һәмдә ашлиқ, нан вә атисиға йол тәйярлиғи артилған он мада ешәкни әвәтти.
U atisiƣimu xu ⱨǝdiyǝlǝrni, yǝni Misirning esil mǝⱨsulatliri artilƣan on ⱨangga exǝk ⱨǝmdǝ axliⱪ, nan wǝ atisiƣa yol tǝyyarliⱪi artilƣan on mada exǝkni ǝwǝtti.
24 Андин у қериндашлирини йолға селип, уларға: — Йолда җедәлләшмәңлар, дәп җекилиди. Улар йолға раван болди.
Andin u ⱪerindaxlirini yolƣa selip, ularƣa: — Yolda jedǝllǝxmǝnglar, dǝp jekilidi. Ular yolƣa rawan boldi.
25 Улар Мисирдин чиқип, Қанаан зиминиға атиси Яқупниң қешиға берип,
Ular Misirdin qiⱪip, Ⱪanaan zeminiƣa atisi Yaⱪupning ⱪexiƣa berip,
26 униңға Йүсүп өзлиригә ейтқан гәпләрни йәткүзүп: «Йүсүп техи һаят екән! У пүткүл Мисир зиминиға баш вәзир екән!» деди. Амма у уларға ишәнмәй, жүриги қетип һошидин кетәй дәп қалди.
uningƣa Yüsüp ɵzlirigǝ eytⱪan gǝplǝrni yǝtküzüp: «Yüsüp tehi ⱨayat ikǝn! U pütkül Misir zeminiƣa bax wǝzir ikǝn!» dedi. Əmma u ularƣa ixǝnmǝy, yüriki ⱪetip ⱨoxidin ketǝy dǝp ⱪaldi.
27 Лекин улар Йүсүпниң өзлиригә ейтқан барлиқ сөзлирини униңға дегәндә, шундақла Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвуларниму көргәндә, уларниң атиси Яқупниң роһиға җан кирди.
Lekin ular Yüsüpning ɵzlirigǝ eytⱪan barliⱪ sɵzlirini uningƣa degǝndǝ, xundaⱪla Yüsüpning ɵzini elip kelixkǝ ǝwǝtkǝn ⱨarwilarnimu kɵrgǝndǝ, ularning atisi Yaⱪupning roⱨiƣa jan kirdi.
28 Исраил шуниң билән: — Әнди арминим йоқ! Оғлум Йүсүп техи һаяттур! Мән өлмәстә берип уни көрүвалай, — деди.
Israil xuning bilǝn: — Əmdi arminim yoⱪ! Oƣlum Yüsüp tehi ⱨayattur! Mǝn ɵlmǝstǝ berip uni kɵrüwalay, — dedi.

< Яритилиш 45 >