< Яритилиш 43 >
1 Ачарчилиқ зиминни интайин еғир басқан еди.
2 Бу сәвәптин улар Мисирдин елип кәлгән ашлиқни йәп түгәткәндә, атиси уларға: — Йәнә берип бизгә азғина ашлиқ елип келиңлар, — деди.
3 Лекин Йәһуда униңға җававән: — Һелиқи киши бизни қаттиқ агаһландуруп: «Иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни көримән дәп хиял қилмаңлар» дегән.
4 Әгәр инимизни биз билән биллә әвәтсәң, биз берип саңа ашлиқ елип келимиз.
5 Амма әвәтишкә унимисаң, биз бармаймиз; чүнки һелиқи киши бизгә: «Иниңлар силәр билән биллә кәлмисә, йүзүмни көримән дәп хиял қилмаңлар» дегән, — деди.
6 Исраил уларға: — Силәр немишкә маңа шунчә яманлиқ қилип у кишигә: «Йәнә бир инимизму бар» дедиңлар, — деди.
7 Улар җававән: — У киши бизниң вә аилимизниң әһвалини сүрүштүрүп кочилап: «Атаңлар техи Һаятму? Йәнә бир иниңлар барму?» — дәп сориди. Биз униң шу соалиға яриша җавап бәрдуқ. Униң бизгә: «Иниңларни елип келиңлар» дәйдиғинини нәдин биләйли? — деди.
8 Йәһуда атиси Исраилға: — Балини мән билән әвәткин; биз дәрһал қозғилип йолға чиқайли; шундақта биз вә сән, бизләр һәм балилиримиз өлмәй, тирик қалимиз.
9 Мән униңға кепил болимән; сән униң үчүн мениң мениңдин һесап алисән; әгәр мән уни сениң қешиңға аман-есән яндуруп келип, йүзүңниң алдида турғузмисам, пүткүл өмрүмдә алдиңда гунакар болай.
10 Чүнки кечикмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди.
11 Уларниң атиси Исраил уларға: — Ундақ болса, мундақ қилиңлар: — У кишигә қача-қучаңларға зиминдики әң есил мевиләрдин соғат алғач бериңлар: йәнә азғина тутия, азрақ һәсәл, дора-дәрманлар, мурмәкки, пистә вә бадамларни алғач бериңлар.
12 Қолуңларда икки һәссә пул елип, тағарлириңларниң ағзидики өзүңларға яндурулған пулниму алғач бериңлар. Еһтимал, бу ишта сәһвәнлик көрүлгән болуши мүмкин.
13 Иниңларниму биллә елип, қозғилип у кишиниң йениға йәнә бериңлар.
14 Һәммигә Қадир Тәңри Өзи силәрни у кишиниң алдида рәһимгә ериштүргәй. Буниң билән у силәрниң шу йәрдики қериндишиңларни вә Биняминни қоюп берип, силәргә қошуп қоярмекин; өзүм навада балилиримдин җуда болсам болай! — деди.
15 Шуниң билән бу адәмләр шу соғатни елип, қоллириға икки һәссә пулни тутуп, Биняминни елип қозғилип, Мисирға берип Йүсүпниң алдида һазир болди.
16 Йүсүп Биняминни улар билән биллә көргинидә, өз өйини башқуридиған ғоҗидариға буйруп: — Бу адәмләрни өйүмгә башлап кирип, мал союп таам тәйяр қилғин; чүнки бу кишиләр чүшлүк ғизани мән билән йәйду, — деди.
17 У киши Йүсүпниң буйруғинидәк қилип, адәмләрни Йүсүпниң өйигә башлап кирди.
18 Улар болса Йүсүпниң өйигә башлап келингинидин қорқушуп: — Алдинқи қетим тағарлиримизға яндурулған пулниң сәвәвидин биз униң өйигә елип келиндуқ; униң мәхсити бизгә һуҗум қилип, үстимиздин бесип қул қилип, ешәклиримизни тартивелиш охшайду, — дейишти.
19 Улар Йүсүпниң өйини башқуридиған ғоҗидарниң йениға келип, өйниң ишигиниң түвидә униңға: —
20 Әй ғоҗам, биз һәқиқәтән әслидә мошу йәргә ашлиқ алғили кәлгән едуқ;
21 Шундақ болдики, биз өтәңгә келип өз тағарлиримизни ачсақ, мана һәр биримизниң пули, әйни еғирлиғи бойичә тағарлиримизниң ағзида турупту; шуңа биз буни яндуруп қолимизда алғач кәлдуқ.
22 Ашлиқ алғили қолимизда башқа пулму елип кәлдуқ; амма тағарлиримизға пулни кимниң селип қойғанлиғини билмидуқ, — деди.
23 У уларға: — Хатирҗәм болуңлар, қорқмаңлар. Силәрниң Худайиңлар, атаңларниң Худаси тағарлириңларда силәргә байлиқ ата қилған охшайду; силәрниң пулуңларни аллиқачан тапшуруп алдим, — деди. Андин у Шимеонни уларниң қешиға елип чиқти.
24 У киши уларни Йүсүпниң өйигә башлап кирип, уларниң путлирини жуюшиға су әкирип берип, андин ешәклиригә йәм бәрди.
25 Улар Йүсүпниң чүштә келишигә үлгүртүп соғатни тәйярлап қойди; чүнки улар өзлириниң шу йәрдә ғиза йәйдиғинини аңлиған еди.
26 Йүсүп өйгә кәлгәндә улар қоллиридики соғатни өйгә униң алдиға елип кирип, бешини йәргә тәккүзүп униңға тазим қилди.
27 У улардин һал сорап, андин: — Силәр гепини қилған қери атаңлар саламәтму? У һаятму? — деди.
28 Улар җавап берип: — Силиниң қуллири бизниң атимиз саламәт туруватиду, у техи һаяттур, — дәп униң алдида егилип тазим қилди.
29 Йүсүп бешини көтирип, өз иниси Биняминни көрүп: — Силәр маңа гепини қилған кичик иниңлар шуму? — дәп сорап: — Әй оғлум, Худа саңа шапаәт көрсәткәй! — деди.
30 Йүсүпниң өз инисиға болған сеғиниш оти қаттиқ күчийип, жиғливалғидәк халий җай издәп, алдирап ичкирики өйгә кирип таза бир жиғливалди.
31 Андин йүзини жуюп чиқип, өзини бесивелип: — Таамларни қоюңлар, — дәп буйруди.
32 Хизмәткарлар Йүсүпкә айрим, уларға айрим вә Йүсүп билән биллә тамаққа кәлгән мисирлиқларғиму айрим тамақ қойди; чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир дәстиханда тамақ йейишни жиркиничлик дәп қарап, улар билән биллә тамақ йемәйтти.
33 Йүсүпниң қериндашлири униң удулида, һәр бири чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузулди; чоңи чоңлуғиға яриша, кичиги кичиклигигә яриша олтарғузулди; улар бир-биригә қарап һәйран қелишти.
34 Йүсүп алдидики дәстихандики тамақлардин уларға бөлүп бәрди. Амма Биняминға бәргини башқиларниңкигә қариғанда бәш һәссә көп еди. Улар шарап ичип, униң билән хуш кәйп қилишти.