< Яритилиш 42 >
1 Әнди Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини билгинидә оғуллириға: — Немишкә бир-бириңларға қаришип турисиләр? — деди.
Emdi Yaqup Misirda ashliq barliqini bilginide oghullirigha: — Némishqa bir-biringlargha qariship turisiler? — dédi.
2 Андин йәнә: — Маңа қараңлар, аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. У йәргә берип, андин шу йәрдин бизгә ашлиқ елип келиңлар; буниң билән өлүп кәтмәй, тирик қалимиз, — деди.
Andin yene: — Manga qaranglar, anglishimche Misirda ashliq bar iken. U yerge bérip, andin shu yerdin bizge ashliq élip kélinglar; buning bilen ölüp ketmey, tirik qalimiz, — dédi.
3 Буниң билән Йүсүпниң он акиси ашлиқ сетивалғили Мисирға йолға чиқти.
Buning bilen Yüsüpning on akisi ashliq sétiwalghili Misirgha yolgha chiqti.
4 Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминниң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқуп уни акилири билән биллә әвәтмиди.
Lékin Yaqup Yüsüpning inisi Binyaminning birer yamanliqqa uchrap qélishidin qorqup uni akiliri bilen bille ewetmidi.
5 Шуниңдәк ачарчилиқ Қанаан зиминидиму йүз бәргәчкә, Исраилниң оғуллири ашлиқ алғили кәлгәнләр арисида бар еди.
Shuningdek acharchiliq Qanaan zéminidimu yüz bergechke, Israilning oghulliri ashliq alghili kelgenler arisida bar idi.
6 Йүсүп зиминниң валийси болуп, жутниң барлиқ хәлқигә ашлиқ сетип бәргүчи шу еди. Йүсүпниң акилири келип униң алдида йүзлирини йәргә тәккүзүп тазим қилди.
Yüsüp zéminning waliysi bolup, yurtning barliq xelqige ashliq sétip bergüchi shu idi. Yüsüpning akiliri kélip uning aldida yüzlirini yerge tegküzüp tezim qildi.
7 Йүсүп акилирини көрүпла уларни тонуди; лекин у тонушлуқ бәрмәй, уларға қопал тәләппузда гәп қилип: — Қәйәрдин кәлдиңлар, дәп сориди. Улар җававән: — Қанаан зиминидин ашлиқ алғили кәлдуқ, — деди.
Yüsüp akilirini körüpla ularni tonudi; lékin u tonushluq bermey, ulargha qopal teleppuzda gep qilip: — Qeyerdin keldinglar, dep soridi. Ular jawaben: — Qanaan zéminidin ashliq alghili kelduq, — dédi.
8 Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар уни тонумиди.
Yüsüp akilirini tonughan bolsimu, lékin ular uni tonumidi.
9 Йүсүп әнди улар тоғрисида көргән чүшлирини есигә елип, уларға: — Силәр җасус, бу әлниң мудапиәсиз җайлирини күзәткили кәлдиңлар, — деди.
Yüsüp emdi ular toghrisida körgen chüshlirini ésige élip, ulargha: — Siler jasus, bu elning mudapiesiz jaylirini közetkili keldinglar, — dédi.
10 Амма улар униңға җавап берип: — Әй ғоҗам, ундақ әмәс! Бәлки кәминилири ашлиқ сетивалғили кәлди!
Emma ular uninggha jawab bérip: — Ey xojam, undaq emes! Belki keminiliri ashliq sétiwalghili keldi!
11 Биз һәммимиз бир адәмниң оғуллири, сәмимий адәмләрмиз. Кәминилири җасус әмәс! — деди.
Biz hemmimiz bir ademning oghulliri, semimiy ademlermiz. Keminiliri jasus emes! — dédi.
12 У уларға йәнә: — Ундақ әмәс! Бәлки зиминниң мудапиәсиз җайлирини көргили кәлдиңлар, — деди.
U ulargha yene: — Undaq emes! Belki zéminning mudapiesiz jaylirini körgili keldinglar, — dédi.
13 Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди.
Ular jawab bérip: — Keminiliri eslide on ikki qérindash iduq; biz hemmimiz Qanaan zéminidiki bir ademning oghulliridurmiz; lékin kenji inimiz atimizning qéshida qélip qaldi; yene bir inimiz yoqap ketti, — dédi.
14 Амма Йүсүп уларға йәнә: — Мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр!
Emma Yüsüp ulargha yene: — Mana men del silerge éytqinimdek, jasus ikensiler!
15 Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә силәр бу йәрдин чиқип кетәлмәйсиләр; силәр шуниң билән синилисиләр.
Pirewnning hayati bilen qesem qilimenki, kichik ininglar bu yerge kelmigüche siler bu yerdin chiqip kételmeysiler; siler shuning bilen sinilisiler.
16 Иниңларни елип кәлгили бириңларни әвәтиңлар, қалғанлириңлар болса солап қоюлисиләр. Буниң билән ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду; болмиса, Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр җәзмән җасус! — деди.
Ininglarni élip kelgili biringlarni ewetinglar, qalghanliringlar bolsa solap qoyulisiler. Buning bilen éytqininglarning rast-yalghanliqi ispatlinidu; bolmisa, Pirewnning hayati bilen qesem qilimenki, siler jezmen jasus! — dédi.
17 Шуниң билән у уларни үч күнгичә солап қойди.
Shuning bilen u ularni üch kün’giche solap qoydi.
18 Үчинчи күни Йүсүп уларға мундақ деди: — Мән Худадин қорқидиған адәммән; тирик қелишиңлар үчүн мошу ишни қилиңлар: —
Üchinchi küni Yüsüp ulargha mundaq dédi: — Men Xudadin qorqidighan ademmen; tirik qélishinglar üchün mushu ishni qilinglar: —
19 Әгәр сәмимий адәмләр болсаңлар, қериндашлириңлардин бири силәр соланған гундиханида солақлиқ туривәрсун, қалғиниңлар ачарчилиқта қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар;
Eger semimiy ademler bolsanglar, qérindashliringlardin biri siler solan’ghan gundixanida solaqliq turiwersun, qalghininglar acharchiliqta qalghan ailenglar üchün ashliq élip kétinglar;
20 Андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар. Шуниң билән сөзлириңлар испатланса, өлмәйсиләр!, — деди. Улар шундақ қилидиған болди.
Andin kichik ininglarni qéshimgha élip kélinglar. Shuning bilen sözliringlar ispatlansa, ölmeysiler!, — dédi. Ular shundaq qilidighan boldi.
21 Андин улар өз ара: — Бәрһәқ, биз инимизға қилған ишимиз билән гунакар болуп қалдуқ; у бизгә ялвурсиму униң азавини көрүп туруп униңға қулақ салмидуқ. Шуниң үчүн бу азап-оқубәт бешимизға чүшти, — дейишти.
Andin ular özara: — Berheq, biz inimizgha qilghan ishimiz bilen gunahkar bolup qalduq; u bizge yalwursimu uning azabini körüp turup uninggha qulaq salmiduq. Shuning üchün bu azab-oqubet béshimizgha chüshti, — déyishti.
22 Рубән уларға җававән: — Мән силәргә: балиға зулум қилмаңлар, дегән әмәсмидим? Лекин унимидиңлар. Мана әнди униң қан қәрзи биздин сориливатиду, — деди.
Ruben ulargha jawaben: — Men silerge: baligha zulum qilmanglar, dégen emesmidim? Lékin unimidinglar. Mana emdi uning qan qerzi bizdin soriliwatidu, — dédi.
23 Амма Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкәчкә, улар Йүсүпниң өз гәплирини уқуп туруватқинини билмиди.
Emma Yüsüp ular bilen terjiman arqiliq sözleshkechke, ular Yüsüpning öz geplirini uqup turuwatqinini bilmidi.
24 У улардин өзини чәткә елип, жиғлап кәтти. Андин уларниң қешиға йенип келип, уларға йәнә сөз қилип, уларниң арисидин Шимеонни тутуп, уларниң көз алдида бағлиди.
U ulardin özini chetke élip, yighlap ketti. Andin ularning qéshigha yénip kélip, ulargha yene söz qilip, ularning arisidin Shiméonni tutup, ularning köz aldida baghlidi.
25 Андин Йүсүп әмир чүшүрүп, уларниң тағарлириға ашлиқ толдуруп, һәр бирисиниң пулини қайтуруп тағириға селип қоюп, сәпәр һазирлиқлириму берилсун дәп буйрувиди, уларға шундақ қилинди.
Andin Yüsüp emr chüshürüp, ularning tagharlirigha ashliq toldurup, her birsining pulini qayturup taghirigha sélip qoyup, seper hazirliqlirimu bérilsun dep buyruwidi, ulargha shundaq qilindi.
26 Шуниң билән акилири ешәклиригә ашлиқлирини артип, шу йәрдин кәтти.
Shuning bilen akiliri ésheklirige ashliqlirini artip, shu yerdin ketti.
27 Амма өтәңгә кәлгәндә улардин бири ешигигә йәм бәргили тағирини ечивиди, мана, өз пули тағарниң ағзида туратти.
Emma ötengge kelgende ulardin biri éshikige yem bergili taghirini échiwidi, mana, öz puli tagharning aghzida turatti.
28 У қериндашлириға: — Мениң пулумни қайтуруветипту. Мана у тағиримда туриду, деди. Буни аңлап уларниң жүриги су болуп, титришип бир-биригә: — Бу Худаниң бизгә зади немә қилғиниду? — дейишти.
U qérindashlirigha: — Méning pulumni qayturuwétiptu. Mana u taghirimda turidu, dédi. Buni anglap ularning yüriki su bolup, titriship bir-birige: — Bu Xudaning bizge zadi néme qilghinidu? — déyishti.
29 Улар Қанаан зиминиға, атиси Яқупниң қешиға келип, бешидин өткән һәммә вақиәләрни униңға сөзләп берип:
Ular Qanaan zéminigha, atisi Yaqupning qéshigha kélip, béshidin ötken hemme weqelerni uninggha sözlep bérip:
30 — һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә қопал гәп қилди, бизгә зиминни пайлиғучи җасустәк муамилә қилди;
— héliqi kishi, yeni shu zéminning xojisi bizge qopal gep qildi, bizge zéminni paylighuchi jasustek muamile qildi;
31 әнди биз униңға: «Биз болсақ сәмимий адәмләрмиз, җасус әмәсмиз.
emdi biz uninggha: «Biz bolsaq semimiy ademlermiz, jasus emesmiz.
32 Биз бир атидин болған оғуллар болуп, он икки ака-ука едуқ; бири йоқап кәтти, кичик инимиз һазир Қанаан зиминида атимизниң йенида қалди» десәк,
Biz bir atidin bolghan oghullar bolup, on ikki aka-uka iduq; biri yoqap ketti, kichik inimiz hazir Qanaan zéminida atimizning yénida qaldi» dések,
33 Һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә мундақ деди: «Мениң силәрниң сәмимий екәнлигиңларни билишим үчүн, қериндашлириңларниң бирини мениң йенимда қалдуруп қоюп, ач қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар;
Héliqi kishi, yeni shu zéminning xojisi bizge mundaq dédi: «Méning silerning semimiy ikenlikinglarni bilishim üchün, qérindashliringlarning birini méning yénimda qaldurup qoyup, ach qalghan ailenglar üchün ashliq élip kétinglar;
34 андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар; шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәмләр екәнлигиңларни биләләймән. Андин қериндишиңларни силәргә қайтуруп беримән вә силәр зиминда сода-сетиқ қилсаңлар болиду» — деди.
andin kichik ininglarni qéshimgha élip kélinglar; shundaq qilsanglar, silerning jasus emes, belki semimiy ademler ikenlikinglarni bileleymen. Andin qérindishinglarni silerge qayturup bérimen we siler zéminda soda-sétiq qilsanglar bolidu» — dédi.
35 Амма шундақ болдики, улар тағарлирини төккәндә, мана һәр бириниң пулдини өз тағарлирида туратти! Улар вә атиси өзлириниң чигиклик пуллирини көргәндә, қорқуп қелишти.
Emma shundaq boldiki, ular tagharlirini tökkende, mana herbirining puldini öz tagharlirida turatti! Ular we atisi özlirining chigiklik pullirini körgende, qorqup qélishti.
36 Атиси Яқуп уларға: — Мени оғлумдин җуда қилдиңлар! Йүсүп йоқ болди, Шимеонму йоқ, әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болуватисиләр! Мана бу ишларниң һәммиси мениң бешимғила кәлди! — деди.
Atisi Yaqup ulargha: — Méni oghlumdin juda qildinglar! Yüsüp yoq boldi, Shiméonmu yoq, emdi Binyaminnimu élip ketmekchi boluwatisiler! Mana bu ishlarning hemmisi méning béshimghila keldi! — dédi.
37 Рубән атисиға: — Әгәр мән Биняминни қешиңға қайтуруп елип кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүвәткин; уни мениң қолумға тапшурғин; мән уни қешиңға яндуруп елип келимән, — деди.
Ruben atisigha: — Eger men Binyaminni qéshinggha qayturup élip kelmisem, méning ikki oghlumni öltürüwetkin; uni méning qolumgha tapshurghin; men uni qéshinggha yandurup élip kélimen, — dédi.
38 Лекин Яқуп җавап берип: — Оғлум силәр билән биллә у йәргә чүшмәйду; чүнки униң акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди. Мабада йолда кетиватқанда униңға бирәр келишмәслик кәлсә, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр, — деди. (Sheol )
Lékin Yaqup jawab bérip: — Oghlum siler bilen bille u yerge chüshmeydu; chünki uning akisi ölüp kétip, u özi yalghuz qaldi. Mubada yolda kétiwatqanda uninggha birer kélishmeslik kelse, siler mendek bir aq chachliq ademni derd-elem bilen textisaragha chüshüriwétisiler, — dédi. (Sheol )