< Яритилиш 41 >
1 Топтоғра икки жил өтүп, Пирәвн бир чүш көрди. Чүшидә у [Нил] дәриясиниң бойида турғидәк.
2 Һәм чирайлиқ һәм семиз йәттә туяқ инәк дәриядин чиқип, қумушлуқта отлаптудәк.
3 Андин йәнә йәттә туяқ инәк дәриядин чиқипту; улар сәт һәм оруқ болуп, алдинқи инәкләрниң йенида, дәрияниң бойида турупту.
4 Бу сәт һәм оруқ инәкләр у йәттә чирайлиқ һәм семиз инәкләрни йәветипту. Шу вақитта Пирәвн ойғинип кетипту.
5 У йәнә ухлап, иккинчи қетим чүш көрди: — Мана, бир түп буғдай шехидин тоқ вә чирайлиқ йәттә башақ чиқипту.
6 Улардин кейин йәнә йәттә башақ чиқипту; улар һәм оруқ вә пучәк болуп, шәриқ шамилида солишип қалған еди.
7 Бу оруқ башақлар у йәттә семиз, тоқ башақни жутуп кетипту. Андин Пирәвн ойғинип кетипту, бу униң чүши екән.
8 Әтиси униң көңли наһайити беарам болуп, Мисирдики һәммә палчи-җадугәрләр билән барлиқ данишмәнләрни чақиртип кәлди. Пирәвн өз чүшини уларға ейтип бәрди; лекин һеч ким Пирәвнгә чүшләрниң тәбирини дәп берәлмиди.
9 У чағда баш сақий Пирәвнгә: — Бүгүн мениң өткүзгән хаталиқлирим есимгә кәлди.
10 Бурун Пирәвн җанаблири қуллириға, йәни пеқир вә баш навайға аччиқлинип, бизни пасибан бешиниң сарийида солаққа ташлиған едила;
11 Шу чағларда һәр биримиз бир кечидә бирдин чүш көрдуқ; һәр қайсимиз көргән чүшниң тәбири башқа-башқа еди.
12 Шу йәрдә биз билән биллә пасибан бешиниң қули болған бир ибраний жигит бар еди. Униңға чүшлиримизни ейтивидуқ, у бизгә чүшлиримизниң тәбирини баян қилди; у һәр биримизниң көргән чүшигә қарап тәбир бәргән еди.
13 Шундақ болдики, ишлар дәл униң бәргән тәбиридә дейилгәндәк йүз бәрди; җанаблири пеқирни өз мәнсивимгә қайтидин тайинлидилә, баш навайни дарға астила, — деди.
14 Шуниң билән Пирәвн адәм әвәтип, Йүсүпни чақирди; улар дәрһал уни зиндандин чиқарди. Йүсүп бурут-сақилини чүшүрүп, кийимлирини йәңгүшләп, Пирәвнниң алдиға кирди.
15 Пирәвн Йүсүпкә: — Мән бир чүш көрдүм, амма униң тәбирини ейтип берәләйдиған һеч ким чиқмиди. Аңлисам, сән чүшкә тәбир берәләйдикәнсән, — деди.
16 Йүсүп Пирәвнгә җавап берип: — Тәбир бериш өзүмдин әмәс; лекин Худа Пирәвнгә хатирҗәмлик беридиған бир җавап бериду, — деди.
17 Пирәвн Йүсүпкә: — Чүшүмдә мән дәрияниң қирғиқида туруптимән.
18 Қарисам, дәриядин һәм семиз һәм чирайлиқ йәттә туяқ инәк чиқип қумушлуқта отлапту.
19 Андин улардин кейин аҗиз, толиму сәт һәм оруқ йәттә туяқ инәк чиқипту. Мән Мисир зиминида шундақ сәт инәкләрни көргән әмәсмән.
20 Бу оруқ, әски инәкләр болса авалқи йәттә семиз инәкни йәветипту.
21 Уларни йәвәткән болсиму, қосиғиға бир неминиң киргәнлиги һеч аян болмапту, уларниң көрүнүши бәлки бурунқидәк сәт имиш. Андин мән ойғинип кәттим.
22 Андин йәнә бир чүш көрдум, мана бир шахтин йәттә һәм тоқ һәм чирайлиқ башақ чиқипту.
23 Андин йәнә йәттә пучәк, оруқ башақ чиқипту; улар шәриқ шамили билән солишип қуруп кетипту.
24 Бу оруқ башақлар йәттә чирайлиқ башақни йәп кетипту. Мән бу ишни палчи-җадугәрләргә дәп бәрсәм, маңа тәбирини ейтип беридиған һеч киши чиқмиди, деди.
25 Йүсүп Пирәвнгә: — [Җанаблири] Пирәвнниң чүшлири бир мәнидидур. Худа Өзи қилмақчи болған ишлирини Пирәвнгә алдин билдүрди.
26 Бу йәттә яхши инәк йәттә жилни көрситиду; йәттә яхши башақму йәттә жилни көрситиду. Бу чүшләр охшаш бир чүштур.
27 Улардин кейин чиққан йәттә оруқ, яман сәт инәк йәттә жилни көрситиду; шәриқ шамили билән солишип қалған йәттә қуруқ башақму шундақ болуп, ачарчилиқ болидиған йәттә жилдур.
28 Мән Пирәвнгә дәйдиған сөзүм шуки, Худа йеқинда қилмақчи болған ишни Пирәвнгә аян қилди.
29 Мана, пүткүл Мисир зиминида йәттә жилғичә мәмурчилиқ болиду;
30 андин йәттә жилғичә ачарчилиқ болиду; шуниң билән Мисир зиминида пүткүл мәмурчилиқни унутқузидиған ачарчилиқ зиминни вәйран қилиду.
31 Келидиған ачарчилиқниң сәвәвидин зиминда болған мәмурчилиқ кишиләрниң есидин көтирилип кетиду; чүнки ачарчилиқ толиму еғир болиду.
32 Лекин чүшниң яндурулуп, Пирәвнгә икки қетим көрүнгининиң әһмийити шуки, бу иш Худа тәрипидин бекитилгән болуп, Худа уни пат арида әмәлгә ашуриду.
33 Әнди Пирәвн өзи үчүн пәм-парасәтлик һәм дана бир кишини тепип, Мисир зиминиға қойсун.
34 Пирәвн шундақ қилсунки, мәмурчилиқ болған йәттә жилда Мисир зиминидин чиққан ашлиқниң бәштин бирини топлаңлар дәп зиминға назарәтчиләрни тайинлисун.
35 Булар шу келидиған тоқчилиқ жиллирида барлиқ ашлиқни топлап, шәһәр-шәһәрләрдә йемәклик болсун дәп буғдай-қонақларни Пирәвнниң қол астиға җәм қилип сақлитип қойсун.
36 [Жиғилған] шу ашлиқлар Мисир зиминида болидиған йәттә жиллиқ ачарчилиққа тақабил туруш үчүн сақлансун; шу тәриқидә зимин ачарчилиқтин һалак болмайду, — деди.
37 Бу сөз Пирәвн вә униң хизмәткарлириниң нәзиригә таза яқти.
38 Шуниң билән Пирәвн хизмәткарлириға: — Бу кишидәк, ичидә Худаниң роһи бар йәнә бирисини тапаламдуқ?! — деди.
39 Пирәвн Йүсүпкә: — Худа саңа буниң һәммисини аян қилған екән, сәндәк пәмлик һәм дана һеч ким чиқмайду.
40 Сән әнди мениң өйүмни башқурушқа бекитилдиң, барлиқ хәлқим сениң ағзиңға қарап өзлирини тәртипкә тизсун. Пәқәт тәхттила мән сәндин үстүн туримән, — деди.
41 Ахирида Пирәвн Йүсүпкә: — Мана, мән сени пүткүл Мисир зимининиң үстигә тайинлидим, — деди.
42 Буниң билән, Пирәвн өз қолидин мөһүр үзүгини чиқирип, Йүсүпниң қолиға салди; униңға нәпис канап рәхттин тикилгән либасни кийгүзүп, бойниға бир алтун зәнҗир есип қойди.
43 Уни өзиниң иккинчи шаһанә һарвусиға олтарғузуп, униң алдида: «Тиз пүкүңлар!» — дәп җар салдурди. Шундақ қилип, Пирәвн уни пүткүл Мисир зиминиға тикләп қойди.
44 Андин Пирәвн Йүсүпкә йәнә: — Мән дегән Пирәвндурмән; пүткүл Мисир зиминида сәнсиз һеч ким қол-путини мидирлатмисун! — деди.
45 Пирәвн Йүсүпкә Зафинат-Паанияһ дегән намни бәрди вә он шәһиридики каһин Потифираһниң қизи Асинатни униңға хотунлуққа елип бәрди. Шундақ қилип Йүсүп пүткүл Мисир зиминини башқуруш үчүн чөргиләшкә чиқти. Йүсүп Мисир падишаси Пирәвнниң хизмитидә болушқа бекитилгәндә оттуз яшта еди; у Пирәвнниң алдидин чиқип, Мисир зимининиң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди.
46
47 Мәмурчилиқ болған йәттә жил ичидә зиминниң һосули дога-дога болди.
48 Йәттә жилда у Мисир зиминидин чиққан ашлиқни жиғип, шәһәр-шәһәргә топлиди; һәр қайси шәһәрниң әтрапидики етизлиқниң ашлиғини у шу шәһәрниң өзигә җуғлап қойди.
49 Шу тәриқидә Йүсүп деңиздики қумдәк наһайити көп ашлиқ топлиди; ашлиқ һәдди-һесапсиз болғачқа, улар һесаплашни тохтатти.
50 Ачарчилиқ жиллири йетип келиштин бурун Йүсүпкә икки оғул төрәлди. Буларни Ондики каһин Потифәраһниң қизи Асинат униңға туғуп бәрди.
51 Йүсүп: «Худа пүтүн җапа-мушәққитим вә атамниң пүтүн аилисини көңлүмдин көтиривәтти» дәп тунҗа оғлиға Манассәһ дәп ат қойди;
52 андин: «Мән азап-оқубәт чәккән жутта Худа мени мевилик қилди» дәп иккинчисигә Әфраим дәп ат қойди.
53 Мисир зиминида мәмурчилиқ болған йәттә жил аяқлашти.
54 Андин Йүсүпниң ейтқинидәк ачарчилиқниң йәттә жили башланди. У чағларда башқа барлиқ жутлардиму ачарчилиқ болди; лекин Мисир зиминидики һәр йәрләрдә нан бар еди.
55 Ачарчилиқ пүткүл Мисир зиминни басқанда, хәлиқ ашлиқ сорап Пирәвнгә пәряд қилди. Пирәвн мисирлиқларниң һәммисигә: — Йүсүпниң қешиға берип, у силәргә немә десә, шуни қилиңлар, — деди.
56 Ачарчилиқ пүткүл йәр йүзини бесип кәтти. Йүсүп һәр йәрдики амбарларни ечип, мисирлиқларға ашлиқ сататти; ачарчилиқ Мисир зиминида интайин еғир болғили турди.
57 Ачарчилиқ пүткүл йәр йүзини басқан болғачқа, барлиқ жутлардики хәлиқму ашлиқ алғили Мисирға Йүсүпниң қешиға келәтти.