< Яритилиш 40 >
1 Бу ишлардин кейин Мисир падишасиниң сақийси вә баш навийи Мисир падишасиниң зитиға тегип гунакар болуп қалди.
2 Шуниң билән Пирәвн униң бу икки мәнсәпдариға, йәни баш сақий вә баш навайға ғәзәплинип,
3 уларни пасибан бешиниң сарийиға, Йүсүп солақлиқ мунарлиқ зинданға солап қойди.
4 Пасибан беши Йүсүпни уларниң хизмитидә болуп уларни күтүшкә тайинлиди. Улар солақта бир нәччә күн йетип қалди.
5 Улар иккиси — Мисир падишасиниң сақийси вә навийи гундиханида солақлиқ турған бир кечидә чүш көрди. Һәр бириниң чүшиниң өзигә хас тәбири бар еди.
6 Әтиси әтигәндә, Йүсүп уларниң қешиға киривиди, уларниң ғәмкин олтарғинини көрди;
7 шуңа у өзи билән биллә ғоҗисиниң сарийида солақлиқ ятқан Пирәвнниң бу икки мәнсәпдаридин: — Немишкә чирайиңлар бүгүн шунчә солғун? — дәп сориди.
8 Улар униңға җавап берип: — Иккимиз бир чүш көрдуқ; амма чүшимизниң тәбирини йешип беридиған киши йоқ, деди. Йүсүп уларға: — Чүшкә тәбир бериш Худадин болиду әмәсму? Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.
9 Буниң билән баш сақий Йүсүпкә чүшини ейтип: — Чүшүмдә алдимда бир үзүм тели турғидәк;
10 бу үзүм телиниң үч шехи бар екән. У бих уруп чечәкләп, саплирида узум пишип кетиптудәк;
11 Пирәвнниң қәдәһи қолумда екән; мән үзүмләрни елип Пирәвнниң қәдәһигә сиқип, қәдәһни униң қолиға сунуптимән, деди.
12 Йүсүп униңға җававән: Чүшниң тәбири шудурки, бу үч шах үч күнни көрситиду.
13 Үч күн ичидә Пирәвн қәддиңни руслитип, сени мәнсивиңгә қайтидин тайинлайду. Буниң билән сән бурун униңға сақий болғандәк Пирәвнниң қәдәһини униң қолиға сунидиған болисән.
14 Лекин ишлириң оңушлуқ болғанда мени ядиңға йәткүзүп, маңа шапаәт көрситип Пирәвнниң алдида мениң тоғрамда гәп қилип, мени бу өйдин чиқартқайсән.
15 Чүнки мән һәқиқәтән ибранийларниң зиминидин наһәқ тутуп елип келиндим; бу йәрдиму мени зинданға салғидәк бир иш қилмидим, — деди.
16 Баш навай Йүсүпниң шундақ яхши тәбир бәргинини көрүп униңға мундақ деди: — Мәнму өзүмни чүшүмдә көрдүм; мана, бешимда ақ нан бар үч севәт бар екән.
17 Әң үстүнки севәттә навайлар Пирәвнгә пишарған һәр хил назу-немәтләр бар екән; лекин қушлар бешимдики у севәттики нәрсиләрни йәп кетиптудәк, — деди.
18 Йүсүп җававән: — Чүшниң тәбири шудурки: — Бу үч севәт үч күнни көрситиду.
19 Үч күн ичидә Пирәвн сениң бешиңни кесип, җәситиңни дәрәққә асидикән. Шуниң билән учарқанатлар келип гөшүңни йәйдикән, — деди.
20 Үчинчи күни шундақ болдики, Пирәвнниң туғулған күни болғачқа, у һәммә хизмәткарлири үчүн бир зияпәт қилип бәрди, шундақла дәрвәқә хизмәткарлириниң арисида баш сақийниң бешини көтәрди вә баш навайниң бешини алди;
21 у баш сақийни қайтидин өз мәнсивигә тайинлиди; шуниң билән у Пирәвнниң қәдәһини униң қолиға қайтидин сунидиған болди.
22 Лекин баш навайни болса Йүсүп уларға тәбир бәргәндәк есивәтти.
23 Амма баш сақий Йүсүпни һеч әслимәй, әксичә уни унтуп қалди.