< Яритилиш 4 >
1 Адәм ата аяли Һава билән биллә болди; Һава һамилдар болуп Қабилни туғуп: «Мән бир адәмгә егә болдум — У Пәрвәрдигардур!» — деди.
2 Андин у йәнә Қабилниң иниси Һабилни туғди. Һабил падичи болди, Қабил болса териқчи болди.
3 Бекитилгән шундақ бир вақит-сааттә шундақ бир иш болдики, Қабил тупрақниң һосулидин Пәрвәрдигарға һәдийә кәлтүрди.
4 Һабилму падисидин қойлириниң тунҗилиридин, йәни уларниң йеғидин һәдийә сунди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң сунған һәдийәсини қобул қилди.
5 Лекин Қабил вә униң сунғиниға қаримиди. Шу вәҗидин Қабилниң толиму аччиғи келип, чирайи тутулди.
6 Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилға: Немишкә аччиқлинисән? Немә үчүн чирайиң тутулуп кетиду?
7 Әгәр дурус иш қилсаң, сән көтирилмәмсән? Лекин дурус иш қилмисаң, мана гуна ишик алдида [сени пайлап] беғирлап ятиду, у сени өз илкигә алмақчи болиду; лекин сән униңдин ғалип келишиң керәк, деди.
8 Қабил иниси Һабилға: «Далиға чиқип келәйли!» деди. Далада шу вақиә болдики, Қабил иниси Һабилға қол селип, уни өлтүрди.
9 Пәрвәрдигар Қабилға: Иниң Һабил нәдә? — дәп сориди. У җавап берип: Билмәймән, мән инимниң баққучисиму? — деди.
10 Худа униңға: — Сән немә қилдиң? Мана, иниңниң қени йәрдин маңа пәряд көтириватиду!
11 Әнди иниңниң қолуңда төкүлгән қенини қобул қилишқа ағзини ачқан йәрдин қоғлинип, ләнәткә учрайсән.
12 Сән йәргә ишлисәңму у буниңдин кейин саңа қуввитини бәрмәйду; сән йәр йүзидә сәрсан болуп, сәргәрдан болисән, — деди.
13 Буни аңлап Қабил Пәрвәрдигарға җавап қилип: — Мениң бу җазайимни адәм көтирәлмигидәк!
14 Мана, Сән бүгүн мени йәр йүзидин қоғлидиң, мән әнди Сениң йүзүңдин йошурунуп жүримән; йәр йүзидә сәрсән болуп сәргәрданлиқта жүримән; шундақ болидуки, кимла мени тепивалса, өлтүрүветиду!, — деди.
15 Лекин Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Шундақ болидуки, кимки Қабилни өлтүрсә, униңдин йәттә һәссә интиқам елиниду, — деди. Шуларни дәп Пәрвәрдигар Қабилға учриған бириси уни өлтүрүвәтмисун дәп униңға бир бәлгү қоюп қойди.
16 Шуниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәмниң мәшриқ тәрипидики Нод дегән жутта олтирақлишип қалди.
17 Қабил аяли билән биллә болуп, аяли һамилдар болуп Һанохни туғди. У вақитта Қабил бир шәһәр бена қиливататти; у шәһәрниң намини оғлиниң исми билән Һанох дәп атиди.
18 Һанохтин Ирад төрәлди, ирадтин Мәһуяил төрәлди, Мәһуяилдин Мәтушаил төрәлди, Мәтушаилдин Ләмәх төрәлди.
19 Ләмәх өзигә икки хотун алди. Бириниң исми Адаһ, йәнә бириниң исми Зиллаһ еди.
20 Адаһ Ябални туғди. У чедирда олтиридиған көчмән малчиларниң бовиси еди,
21 униң инисиниң исми Юбал еди. Бу чилтар билән нәй чалғучиларниң бовиси еди.
22 Зиллаһ йәнә Тубал-қайин дегән бир оғулни туғди. У мис-төмүр әсвапларни соққучи еди. Тубал-қайинниң Наамаһ исимлиқ бир сиңлиси бар еди.
23 Ләмәх болса аяллириға сөз қилип: — «Әй Адаһ билән Зиллаһ, сөзүмни аңлаңлар! Әй Ләмәхниң аяллири, гепимгә қулақ селиңлар! Мени зәхимләндүргини үчүн мән адәм өлтүрдүм, Тенимни зедә қилғанлиғи үчүн бир жигитни өлтүрдүм.
24 Әгәр Қабил үчүн йәттә һәссә интиқам елинса, Ләмәх үчүн йәтмиш йәттә һәссә интиқам елиниду!» — деди.
25 Адәм ата йәнә аяли билән биллә болди. Аяли бир оғул туғуп, униңға Шет дәп ат қоюп: Қабил Һабилни өлтүрүвәткини үчүн Худа униң орниға маңа башқа бир әвлат тикләп бәрди, деди.
26 Шеттинму бир оғул туғулди; у униңға Енош дәп ат қойди. Шу вақиттин тартип адәмләр Пәрвәрдигарниң намиға нида қилишқа башлиди.