< Яритилиш 39 >

1 Йүсүп болса Мисирға елип келинди; уни Пирәвнниң ғоҗидари, пасибан беши Потифар шу йәргә елип кәлгән Исмаилларниң қолидин сетивалди.
Yüsüp bolsa Misirgha élip kélindi; uni Pirewnning ghojidari, pasiban béshi Potifar shu yerge élip kelgen Ismaillarning qolidin sétiwaldi.
2 Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болғачқа, униң ишлири оңға тартти; у мисирлиқ ғоҗисиниң өйидә туруп қалди.
Lékin Perwerdigar Yüsüp bilen bille bolghachqa, uning ishliri onggha tartti; u misirliq xojisining öyide turup qaldi.
3 Униң ғоҗиси Пәрвәрдигарниң униң билән биллә екәнлигини, шундақла у немә иш қилса, Пәрвәрдигарниң униң қолида ронақ тапқузғанлиғини байқиди.
Uning xojisi Perwerdigarning uning bilen bille ikenlikini, shundaqla u néme ish qilsa, Perwerdigarning uning qolida ronaq tapquzghanliqini bayqidi.
4 Шуниң билән Йүсүп униң нәзиридә илтипат тепип, униң хас хизмәтчиси болди. Ғоҗиси уни өйини башқурушқа қойди вә барлиқ тәәллуқатини униң қолиға тапшурди.
Shuning bilen Yüsüp uning neziride iltipat tépip, uning xas xizmetchisi boldi. Xojisi uni öyini bashqurushqa qoydi we barliq teelluqatini uning qoligha tapshurdi.
5 Вә шундақ болдики, у уни өйи вә барлиқ тәәллуқатини башқурушқа қойғандин тартип, Пәрвәрдигар бу мисирлиқниң өйини Йүсүпниң сәвәвидин бәрикәтлиди; Пәрвәрдигарниң бәрикити униң пүтүн аилиси вә барлиқ териқчилиғиға кәлди.
We shundaq boldiki, u uni öyi we barliq teelluqatini bashqurushqa qoyghandin tartip, Perwerdigar bu misirliqning öyini Yüsüpning sewebidin beriketlidi; Perwerdigarning berikiti uning pütün ailisi we barliq tériqchiliqigha keldi.
6 Шуниң билән [Потифар] барлиқ ишлирини Йүсүпниң қолиға тапшуруп, өз тамиғини йейиштин башқа һеч қандақ иш билән кари болмиди. Йүсүп болса қамити келишкән, хушчирай жигит еди.
Shuning bilen [Potifar] barliq ishlirini Yüsüpning qoligha tapshurup, öz tamiqini yéyishtin bashqa héchqandaq ish bilen kari bolmidi. Yüsüp bolsa qamiti kélishken, xushchiray yigit idi.
7 Бир нәччә вақит өткәндин кейин шундақ болдики, униң ғоҗисиниң аялиниң Йүсүпкә көзи чүшүп қелип: — Мән билән ятқин! — деди.
Birnechche waqit ötkendin kéyin shundaq boldiki, uning xojisining ayalining Yüsüpke közi chüshüp qélip: — Men bilen yatqin! — dédi.
8 Амма у унимай ғоҗисиниң аялиға мундақ деди: — Мана ғоҗам өйдики ишларни, шундақла барлиқ тәәллуқатини қолумға тапшурди, маңа толиму ишинип ишлирим билән кари болмайду.
Emma u unimay xojisining ayaligha mundaq dédi: — Mana xojam öydiki ishlarni, shundaqla barliq teelluqatini qolumgha tapshurdi, manga tolimu ishinip ishlirim bilen kari bolmaydu.
9 Бу өйдә мәндин чоң адәм йоқ. Сәндин башқа у һеч бир нәрсини мәндин айимиди — чүнки сән униң аялидурсән! Шундақ туруқлуқ мән қандақму бундақ рәзилликни қилип Худа алдида гунакар болай? — деди.
Bu öyde mendin chong adem yoq. Sendin bashqa u héchbir nersini mendin ayimidi — chünki sen uning ayalidursen! Shundaq turuqluq men qandaqmu bundaq rezillikni qilip Xuda aldida gunahkar bolay? — dédi.
10 Гәрчә һәр күни Йүсүпкә шундақ десиму, шундақла у униң билән йетип униңға йеқинчилиқ қилишни яки униң билән биргә турушни рәт қилған болсиму,
Gerche her küni Yüsüpke shundaq désimu, shundaqla u uning bilen yétip uninggha yéqinchiliq qilishni yaki uning bilen birge turushni ret qilghan bolsimu,
11 шундақ бир вақиә болдики, бир күни у өз иши билән өй ичигә киргән еди, өйдикиләрдин һеч қайсиси өйниң ичидә әмәс еди;
shundaq bir weqe boldiki, bir küni u öz ishi bilen öy ichige kirgenidi, öydikilerdin héchqaysisi öyning ichide emes idi;
12 бу аял униң тонини тутувелип: — Мән билән ятқин! деди. У тонини униң қолиға ташлап қоюп, жүгүргән пети қечип ташқириға чиқип кәтти.
bu ayal uning tonini tutuwélip: — Men bilen yatqin! dédi. U tonini uning qoligha tashlap qoyup, yügürgen péti qéchip tashqirigha chiqip ketti.
13 Аял Йүсүпниң тонини өз қолиға ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп,
Ayal Yüsüpning tonini öz qoligha tashlap qéchip chiqip ketkinini körüp,
14 өйидики хизмәтчилирини чақирип уларға: — Қараңлар, ерим бизгә һақарәт кәлтүрсун дәп бир ибраний адәмни елип кәпту! Бу адәм йенимға кирип: «Сән билән ятай» девиди, қаттиқ вақиридим!
öyidiki xizmetchilirini chaqirip ulargha: — Qaranglar, érim bizge haqaret keltürsun dep bir ibraniy ademni élip keptu! Bu adem yénimgha kirip: «Sen bilen yatay» déwidi, qattiq warqiridim!
15 У мениң қаттиқ вақириғинимни аңлап, тонини йенимға ташлап, ташқириға қечип кәтти, деди.
U méning qattiq warqirighinimni anglap, tonini yénimgha tashlap, tashqirigha qéchip ketti, dédi.
16 Шуниң билән ғоҗиси өйигә йенип кәлгичә у Йүсүпниң тонини йенида сақлап қойди.
Shuning bilen xojisi öyige yénip kelgüche u Yüsüpning tonini yénida saqlap qoydi.
17 Андин у еригиму шу гәпни қилип: — Сән елип кәлгән һелиқи ибраний қул маңа һақарәт қилишқа қешимға кирди.
Andin u érigimu shu gepni qilip: — Sen élip kelgen héliqi ibraniy qul manga haqaret qilishqa qéshimgha kirdi.
18 Лекин мән қаттиқ вақирап-җарқирдим, у тонини қешимда ташлап, ташқириға қечип кәтти, — деди.
Lékin men qattiq warqirap-jarqirdim, u tonini qéshimda tashlap, tashqirigha qéchip ketti, — dédi.
19 Униң ғоҗиси аялиниң: — Сениң қулуң мени ундақ-мундақ қилди, дегән гәплирини аңлап ғәзиви оттәк туташти.
Uning xojisi ayalining: — Séning qulung méni undaq-mundaq qildi, dégen geplirini anglap ghezipi ottek tutashti.
20 Шуниң билән Йүсүпниң ғоҗиси уни тутуп орда мунарлиқ зинданға қамап қойди. Шу йәргә пәқәт падишаниң мәһбуслири солинатти. Буниң билән у шу йәрдә солақта йетип қалди.
Shuning bilen Yüsüpning xojisi uni tutup orda munarliq zindan’gha qamap qoydi. Shu yerge peqet padishahning mehbusliri solinatti. Buning bilen u shu yerde solaqta yétip qaldi.
21 Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болуп, униңға шапаәт көрситип, уни зиндан бегиниң нәзиридә илтипат таптурди.
Lékin Perwerdigar Yüsüp bilen bille bolup, uninggha shapaet körsitip, uni zindan bégining neziride iltipat tapturdi.
22 Шуниң билән зиндан беги гундиханида ятқан һәммә мәһбусларни Йүсүпниң қолиға тапшурди. Шу йәрдә қилинидиған һәр қандақ иш униң қоли билән болатти.
Shuning bilen zindan bégi gundixanida yatqan hemme mehbuslarni Yüsüpning qoligha tapshurdi. Shu yerde qilinidighan herqandaq ish uning qoli bilen bolatti.
23 Зиндан беги Йүсүпниң қолидики һеч қандақ иштин ғәм қилматти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, у һәр немә қилса Пәрвәрдигар уни оңушлуқ қилатти.
Zindan bégi Yüsüpning qolidiki héchqandaq ishtin ghem qilmatti; chünki Perwerdigar uning bilen bille bolup, u hernéme qilsa Perwerdigar uni ongushluq qilatti.

< Яритилиш 39 >