< Яритилиш 38 >

1 У вақитларда шундақ болдики, Йәһуда ака-укилириниң қешидин кетип, Һираһ исимлиқ Адулламлиқ бир кишиниңкигә чүшти.
U waⱪitlarda xundaⱪ boldiki, Yǝⱨuda aka-ukilirining ⱪexidin ketip, Ⱨiraⱨ isimlik Adullamliⱪ bir kixiningkigǝ qüxti.
2 Шу йәрдә Йәһуда Шуа исимлиқ бир Ⱪананийниң қизини көрди; у уни хотунлуққа елип қешиға кирип ятти.
Xu yǝrdǝ Yǝⱨuda Xua isimlik bir Ⱪanaaniyning ⱪizini kɵrdi; u uni hotunluⱪⱪa elip ⱪexiƣa kirip yatti.
3 У һамилдар болуп бир оғул туғди; Йәһуда униңға «Әр» дәп ат қойди.
U ⱨamilidar bolup bir oƣul tuƣdi; Yǝⱨuda uningƣa «Ər» dǝp at ⱪoydi.
4 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғди вә униңға Онан дәп ат қойди.
U yǝnǝ ⱨamilidar bolup, bir oƣul tuƣdi wǝ uningƣa Onan dǝp at ⱪoydi.
5 Андин йәнә һамилдар болуп бир оғул туғди вә униңға Шәлаһ дәп ат қойди. У туғулғанда Йәһуда Кезибда еди.
Andin yǝnǝ ⱨamilidar bolup bir oƣul tuƣdi wǝ uningƣa Xǝlaⱨ dǝp at ⱪoydi. U tuƣulƣanda Yǝⱨuda Kezibda idi.
6 Йәһуда тунҗа оғли Әргә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди.
Yǝⱨuda tunji oƣli Ərgǝ Tamar isimlik bir ⱪizni elip bǝrdi.
7 Лекин Йәһуданиң тунҗа оғли Әр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғачқа, Пәрвәрдигар уни өлтүрди.
Lekin Yǝⱨudaning tunji oƣli Ər Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣaqⱪa, Pǝrwǝrdigar uni ɵltürdi.
8 Бу чағда Йәһуда Онанға: — Акаңниң аялиниң қешиға кирип, уни хотунлуққа елип қериндашлиқ бурчини Ада қилип, акаң үчүн нәсил қалдурғин, деди.
Bu qaƣda Yǝⱨuda Onanƣa: — Akangning ayalining ⱪexiƣa kirip, uni hotunluⱪⱪa elip ⱪerindaxliⱪ burqini Ada ⱪilip, akang üqün nǝsil ⱪaldurƣin, dedi.
9 Амма Онан бу нәсилниң өзигә тәвә болмайдиғанлиғини билип, акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн һәр қетим акисиниң аяли билән биллә болғанда мәнийсини йәргә ақтуруветәтти.
Əmma Onan bu nǝsilning ɵzigǝ tǝwǝ bolmaydiƣanliⱪini bilip, akisiƣa nǝsil ⱪaldurmasliⱪ üqün ⱨǝr ⱪetim akisining ayali bilǝn billǝ bolƣanda mǝniysini yǝrgǝ aⱪturuwetǝtti.
10 Униң бу қилмиши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил көрүнгәчкә, униму өлтүрүвәтти.
Uning bu ⱪilmixi Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil kɵrüngǝqkǝ, unimu ɵltürüwǝtti.
11 Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди.
Yǝⱨuda ǝmdi kelini Tamarƣa: — Oƣlum Xǝlaⱨ qong bolƣuqǝ atangning ɵyidǝ tul olturup turƣin, dedi. Qünki u iqidǝ: — Bumu akiliriƣa ohxax ɵlüp ketǝrmikin, dǝp ⱪorⱪti. Xuning bilǝn Tamar berip atisining ɵyidǝ turup ⱪaldi.
12 Әнди көп күнләр өтүп, Шуаниң қизи, Йәһудаға тәккән аял өлди. Йәһуда тәсәлли тапқандин кейин адулламлиқ дости Һираһ билән биллә өзиниң қой қирқиғучилириниң әһвалини билишкә Тимнаһқа чиқти.
Əmdi kɵp künlǝr ɵtüp, Xuaning ⱪizi, Yǝⱨudaƣa tǝgkǝn ayal ɵldi. Yǝⱨuda tǝsǝlli tapⱪandin keyin adullamliⱪ dosti Ⱨiraⱨ bilǝn billǝ ɵzining ⱪoy ⱪirⱪiƣuqilirining ǝⱨwalini bilixkǝ Timnaⱨⱪa qiⱪti.
13 Тамарға: — Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа йол алди, дегән хәвәр йәтти.
Tamarƣa: — Ⱪeynatang ⱪoylirini ⱪirⱪiƣili Timnaⱨⱪa yol aldi, degǝn hǝwǝr yǝtti.
14 Шуниң билән Тамар Шәлаһ чоң болған болсиму, мән униңға хотунлуққа елип берилмидим, дәп қарап, туллуқ кийимини селиветип, чүмбәл тартип бәдинини орап, Тимнаһ йолиниң үстидә Әнаимға кириш еғизиға берип олтарди.
Xuning bilǝn Tamar Xǝlaⱨ qong bolƣan bolsimu, mǝn uningƣa hotunluⱪⱪa elip berilmidim, dǝp ⱪarap, tulluⱪ kiyimini seliwetip, qümbǝl tartip bǝdinini orap, Timnaⱨ yolining üstidǝ Ənaimƣa kirix eƣiziƣa berip olturdi.
15 Әнди Йәһуда уни йүзи йепиқлиқ һалда көргәндә: — Бу бир паһишә аял охшайду, дәп ойлиди.
Əmdi Yǝⱨuda uni yüzi yepiⱪliⱪ ⱨalda kɵrgǝndǝ: — Bu bir paⱨixǝ ayal ohxaydu, dǝp oylidi.
16 У йолдин бурулуп униң йениға берип, өз келини екәнлигини билмәй: — Кәл, мән сән билән биллә болай, деди. У җавап берип: — Мән билән биллә болсаң, маңа немә берисән? дәп сориди.
U yoldin burulup uning yeniƣa berip, ɵz kelini ikǝnlikini bilmǝy: — Kǝl, mǝn sǝn bilǝn billǝ bolay, dedi. U jawab berip: — Mǝn bilǝn billǝ bolsang, manga nemǝ berisǝn? dǝp soridi.
17 У униңға: — Падамниң ичидин бир оғлақни саңа әвәтип берәй, деди. Аял: — Сән уни әкелип бәргичә, маңа рәнигә бирәр нәрсә берәмсән? дәп соривиди,
U uningƣa: — Padamning iqidin bir oƣlaⱪni sanga ǝwǝtip berǝy, dedi. Ayal: — Sǝn uni ǝkelip bǝrgüqǝ, manga rǝnigǝ birǝr nǝrsǝ berǝmsǝn? dǝp soriwidi,
18 У: — Саңа немини рәнигә берәй? — деди. У: — Өз мөһүрүң билән униң шойнисини вә қолуңдики һасаңни рәнигә бәргин, девиди, у буларни берип, униң билән биргә болди. Шуниң билән у униңдин һамилдар болуп қалди.
U: — Sanga nemini rǝnigǝ berǝy? — dedi. U: — Ɵz mɵⱨürüng bilǝn uning xoynisini wǝ ⱪolungdiki ⱨasangni rǝnigǝ bǝrgin, dewidi, u bularni berip, uning bilǝn birgǝ boldi. Xuning bilǝn u uningdin ⱨamilidar bolup ⱪaldi.
19 Андин Тамар орнидин туруп маңди; у пәрәнҗини селиветип, туллуқ кийимини кийивалди.
Andin Tamar ornidin turup mangdi; u pǝrǝnjini seliwetip, tulluⱪ kiyimini kiyiwaldi.
20 Йәһуда: — У хотунниң қолидики рәнини яндуруп кәлсун дәп адулламлиқ достиниң қоли арқилиқ оғлақни әвәтти, амма у уни тапалмиди.
Yǝⱨuda: — U hotunning ⱪolidiki rǝnini yandurup kǝlsun dǝp adullamliⱪ dostining ⱪoli arⱪiliⱪ oƣlaⱪni ǝwǝtti, ǝmma u uni tapalmidi.
21 У шу җайдики адәмләрдин: — Әнаимдики йолниң бойида олтарған бутпәрәс паһишә қени, дәп сориса, улар: — Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә болған әмәс, дәп җавап бәрди.
U xu jaydiki adǝmlǝrdin: — Ənaimdiki yolning boyida olturƣan butpǝrǝs paⱨixǝ ⱪeni, dǝp sorisa, ular: — Bu yǝrdǝ ⱨeqbir butpǝrǝs paⱨixǝ bolƣan ǝmǝs, dǝp jawab bǝrdi.
22 Буниң билән у Йәһуданиң қешиға йенип берип: — Мән уни тапалмидим; үниң үстигә у җайдики адәмләрму: «Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә аял болған әмәс» дейишти, деди.
Buning bilǝn u Yǝⱨudaning ⱪexiƣa yenip berip: — Mǝn uni tapalmidim; üning üstigǝ u jaydiki adǝmlǝrmu: «Bu yǝrdǝ ⱨeqbir butpǝrǝs paⱨixǝ ayal bolƣan ǝmǝs» deyixti, dedi.
23 Йәһуда: — Бопту, у нәрсиләрни у елип кәтсә кәтсун; болмиса, башқиларниң мәсқирисигә қалимиз. Немила болмисун, мән униңға оғлақ әвәттим, лекин сән у хотунни тапалмидиң, деди.
Yǝⱨuda: — Boptu, u nǝrsilǝrni u elip kǝtsǝ kǝtsun; bolmisa, baxⱪilarning mǝshirisigǝ ⱪalimiz. Nemila bolmisun, mǝn uningƣa oƣlaⱪ ǝwǝttim, lekin sǝn u hotunni tapalmiding, dedi.
24 Үч айчә өткәндин кейин бириси Йәһудаға: — Сениң келиниң Тамар бузуқчилиқ қилди, униң үстигә зинадин һамилдар болуп қалди, дегән хәвәрни йәткүзди. Йәһуда җававән: — Уни елип чиқиңлар, көйдүрүветилсун! — деди.
Üq ayqǝ ɵtkǝndin keyin birsi Yǝⱨudaƣa: — Sening kelining Tamar buzuⱪqiliⱪ ⱪildi, uning üstigǝ zinadin ⱨamilidar bolup ⱪaldi, degǝn hǝwǝrni yǝtküzdi. Yǝⱨuda jawabǝn: — Uni elip qiⱪinglar, kɵydürüwetilsun! — dedi.
25 Лекин у елип чиқилғанда қейинатисиға хәвәр әвәтип: — Бу нәрсиләрниң егиси болған адәмдин һамилдар болдум! Әнди сән көрүп бақ, бу мөһүр, шойниси вә һасиниң кимниң екәнлигини етирап қилғин, деди.
Lekin u elip qiⱪilƣanda ⱪeynatisiƣa hǝwǝr ǝwǝtip: — Bu nǝrsilǝrning igisi bolƣan adǝmdin ⱨamilidar boldum! Əmdi sǝn kɵrüp baⱪ, bu mɵⱨür, xoynisi wǝ ⱨasining kimning ikǝnlikini etirap ⱪilƣin, dedi.
26 Йәһуда бу нәрсиләрни етирап қилип: — У маңа нисбәтән һәқлиқтур; дәрвәқә мән уни оғлум Шәлаһқа елип бәрмидим, деди. Бу иштин кейин Йәһуда униңға йәнә йеқинчилиқ қилмиди.
Yǝⱨuda bu nǝrsilǝrni etirap ⱪilip: — U manga nisbǝtǝn ⱨǝⱪliⱪtur; dǝrwǝⱪǝ mǝn uni oƣlum Xǝlaⱨⱪa elip bǝrmidim, dedi. Bu ixtin keyin Yǝⱨuda uningƣa yǝnǝ yeⱪinqiliⱪ ⱪilmidi.
27 Униң туғут вақти йеқинлашти, мана қосиғида кош гезәк бар еди.
Uning tuƣut waⱪti yeⱪinlaxti, mana ⱪorsiⱪida ⱪoxkezǝk bar idi.
28 У туққан вақтида балилардин бириси қолини чиқиривиди, туғут аниси дәрһал бир қизил жипни елип: «Бу авал чиқти» дәп униң қолиға чигип қойди.
U tuƣⱪan waⱪtida balilardin birsi ⱪolini qiⱪiriwidi, tuƣut anisi dǝrⱨal bir ⱪizil yipni elip: «Bu awwal qiⱪti» dǝp uning ⱪoliƣa qigip ⱪoydi.
29 Лекин у қолини йәнә ичигә тиқивалди, мана униң иниси чиқти. Шуниң билән туғут аниси: «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң!» деди; шуниң билән униңға «Пәрәз» дегән ат қоюлди.
Lekin u ⱪolini yǝnǝ iqigǝ tiⱪiwaldi, mana uning inisi qiⱪti. Xuning bilǝn tuƣut anisi: «Sǝn ⱪandaⱪ ⱪilip bɵsüp qiⱪting!» dedi; xuning bilǝn uningƣa «Pǝrǝz» degǝn at ⱪoyuldi.
30 Андин қолиға қизил жип чигилгән акиси туғулди. Униң исми Зәраһ дәп аталди.
Andin ⱪoliƣa ⱪizil yip qigilgǝn akisi tuƣuldi. Uning ismi Zǝraⱨ dǝp ataldi.

< Яритилиш 38 >