< Яритилиш 37 >

1 Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанаан зиминида олтирақлашти.
Yaⱪup bolsa atisi musapir bolup turƣan yǝrdǝ, yǝni Ⱪanaan zeminida olturaⱪlaxti.
2 Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти.
Tɵwǝndikilǝr Yaⱪup ǝwladlirining ix-izliridur. Yüsüp yigit bolup on yǝttǝ yaxⱪa kirgǝn qaƣlirida, akiliri bilǝn billǝ ⱪoylarni baⱪatti; u atisining kiqik hotunliri Bilⱨaⱨ wǝ Zilpaⱨning oƣulliri bilǝn billǝ ixlǝytti. Yüsüp atisiƣa ularning naqar ⱪiliⱪlirini eytip ⱪoyatti.
3 Йүсүп Исраилниң қериған вақтида тапқан балиси болғачқа, уни башқа оғуллиридин бәкрәк яхши көрәтти. Шуңа у Йүсүпкә узун йәңлик тон тиктүрүп бәрди.
Yüsüp Israilning ⱪeriƣan waⱪtida tapⱪan balisi bolƣaqⱪa, uni baxⱪa oƣulliridin bǝkrǝk yahxi kɵrǝtti. Xunga u Yüsüpkǝ uzun yǝnglik ton tiktürüp bǝrdi.
4 Амма акилири атисиниң уни өзлиридин яхши көридиғинини көрүп, униңға өч болуп қалған еди вә униңға чирайлиқ гәп қилматти.
Əmma akiliri atisining uni ɵzliridin yahxi kɵridiƣinini kɵrüp, uningƣa ɵq bolup ⱪalƣanidi wǝ uningƣa qirayliⱪ gǝp ⱪilmatti.
5 Униң үстигә Йүсүп бир чүш көргән болуп, уни акилириға дәп беривиди, улар униңға техиму өч болуп кәтти.
Uning üstigǝ Yüsüp bir qüx kɵrgǝn bolup, uni akiliriƣa dǝp beriwidi, ular uningƣa tehimu ɵq bolup kǝtti.
6 Йүсүп уларға мундақ деди: — Мениң көргән шу чүшүмни аңлап беқиңлар.
Yüsüp ularƣa mundaⱪ dedi: — Mening kɵrgǝn xu qüxümni anglap beⱪinglar.
7 Мана, биз һәммимиз етизларда ашлиқларни бағлаватқидәкмиз. Қарисам мениң өнчәм өрә туруптидәк; силәрниң өнчәңлар болса мениң өнчәмниң чөрисигә олишип тазим қилип турғидәк! — деди.
Mana, biz ⱨǝmmimiz etizlarda axliⱪlarni baƣlawatⱪudǝkmiz. Ⱪarisam mening ɵnqǝm ɵrǝ turuptidǝk; silǝrning ɵnqǝnglar bolsa mening ɵnqǝmning qɵrisigǝ olixip tǝzim ⱪilip turƣudǝk! — dedi.
8 Акилири униңдин: — Әҗәба, сән бизгә падиша боламсән? Үстимизгә һөкүмранлиқ қиламсән? — дәп сориди. Униң көргән чүшлири вә гепидин акилири уни техиму яман көрди.
Akiliri uningdin: — Əjǝba, sǝn bizgǝ padixaⱨ bolamsǝn? Üstimizgǝ ⱨɵkümranliⱪ ⱪilamsǝn? — dǝp soridi. Uning kɵrgǝn qüxliri wǝ gepidin akiliri uni tehimu yaman kɵrdi.
9 Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди.
Keyin u yǝnǝ bir qüx kɵrdi wǝ qüxini akiliriƣa dǝp: — Mana, mǝn yǝnǝ bir qüx kɵrdüm. Ⱪarisam, ⱪuyax bilǝn ay wǝ on bir yultuz manga tǝzim ⱪilip turƣudǝk! — dedi.
10 У бу чүшни атиси вә акилириға дәп бәрди. Атиси униңға тәнбиһ берип: — Бу көргиниң зади қандақ чүш? Әҗәба, мән, анаң вә ака-укилириң алдиңға берип, саңа йәргә баш уруп тазим қилимизму? — деди.
U bu qüxni atisi wǝ akiliriƣa dǝp bǝrdi. Atisi uningƣa tǝnbiⱨ berip: — Bu kɵrgining zadi ⱪandaⱪ qüx? Əjǝba, mǝn, anang wǝ aka-ukiliring aldingƣa berip, sanga yǝrgǝ bax urup tǝzim ⱪilimizmu? — dedi.
11 Шуниң билән акилири униңға һәсәт қилғили турди. Амма атиси шу гәпни көңлигә пүкүп қойди.
Xuning bilǝn akiliri uningƣa ⱨǝsǝt ⱪilƣili turdi. Əmma atisi xu gǝpni kɵngligǝ püküp ⱪoydi.
12 Әнди Йүсүпниң қериндашлири атисиниң қойлирини баққили Шәкәмгә кәткән еди.
Əmdi Yüsüpning ⱪerindaxliri atisining ⱪoylirini baⱪⱪili Xǝkǝmgǝ kǝtkǝnidi.
13 Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә пада беқиватидиғу? Кәл, мән сени уларниң қешиға әвәтәй, девиди, Йүсүп: — Мана мән, деди.
Israil Yüsüpkǝ: — Akiliring Xǝkǝmdǝ pada beⱪiwatidiƣu? Kǝl, mǝn seni ularning ⱪexiƣa ǝwǝtǝy, dewidi, Yüsüp: — Mana mǝn, dedi.
14 У униңға: — Әнди берип акилириң аман-есәнму-әмәсму, қойлар аман-есәнму-әмәсму, маңа хәвирини елип кәлгин, дәп уни Һеброн җилғисидин йолға салди; у Шәкәмгә барди.
U uningƣa: — Əmdi berip akiliring aman-esǝnmu-ǝmǝsmu, ⱪoylar aman-esǝnmu-ǝmǝsmu, manga hǝwirini elip kǝlgin, dǝp uni Ⱨebron jilƣisidin yolƣa saldi; u Xǝkǝmgǝ bardi.
15 Шу йәрдә бириси униң далада тенәп жүргинини көрүп униңдин: — Немә издәватисән, дәп сориди.
Xu yǝrdǝ birsi uning dalada tenǝp yürginini kɵrüp uningdin: — Nemǝ izdǝwatisǝn, dǝp soridi.
16 У: — Мән акилиримни издәватимән. Уларниң падилирини қәйәрдә беқиватқанлиғини ейтип бәрсиңиз, деди.
U: — Mǝn akilirimni izdǝwatimǝn. Ularning padilirini ⱪǝyǝrdǝ beⱪiwatⱪanliⱪini eytip bǝrsingiz, dedi.
17 У адәм җавап берип: — Улар бу йәрдин кетип қалди, чүнки мән уларниң: «Жүрүңлар, Дотанға барайли» дегинини аңлидим, деди. Шуниң билән Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотандин тапти.
U adǝm jawab berip: — Ular bu yǝrdin ketip ⱪaldi, qünki mǝn ularning: «Yürünglar, Dotanƣa barayli» deginini anglidim, dedi. Xuning bilǝn Yüsüp akilirining arⱪisidin berip, ularni Dotandin tapti.
18 Улар уни жирақтин көрүп, у техи уларниң қешиға кәлмәйла, уни өлтүрүветишни мәслиһәтләшти.
Ular uni yiraⱪtin kɵrüp, u tehi ularning ⱪexiƣa kǝlmǝyla, uni ɵltürüwetixni mǝsliⱨǝtlǝxti.
19 Улар бир-биригә: — Мана һелиқи чүш көргүчи келиватиду.
Ular bir-birigǝ: — Mana ⱨeliⱪi qüx kɵrgüqi keliwatidu.
20 Келиңлар, уни өлтүрүп мошу йәрдики орәкләрдин биригә ташливетәйли, андин: — Вәһший бир һайван уни йәп кетипту, дәйли. Шунда, биз униң чүшлириниң немә болидиғинини көримиз! — деди.
Kelinglar, uni ɵltürüp muxu yǝrdiki orǝklǝrdin birigǝ taxliwetǝyli, andin: — Wǝⱨxiy bir ⱨaywan uni yǝp ketiptu, dǝyli. Xunda, biz uning qüxlirining nemǝ bolidiƣinini kɵrimiz! — dedi.
21 Амма Рубән буни аңлап уни уларниң қоллиридин қутқузмақчи болуп: — Уни өлтүрмәйли, деди.
Əmma Rubǝn buni anglap uni ularning ⱪolliridin ⱪutⱪuzmaⱪqi bolup: — Uni ɵltürmǝyli, dedi.
22 Рубән уларға йәнә: — Қан төкмәңлар! Бәлки уни чөлдики мошу орәккә ташливетиңлар; лекин униңға қол тәккүзмәңләр, деди (әмәлийәттә, у уни уларниң қолидин қутқузуп, атисиниң қешиға қайтурувәтмәкчи еди).
Rubǝn ularƣa yǝnǝ: — Ⱪan tɵkmǝnglar! Bǝlki uni qɵldiki muxu orǝkkǝ taxliwetinglar; lekin uningƣa ⱪol tǝgküzmǝnglǝr, dedi (ǝmǝliyǝttǝ, u uni ularning ⱪolidin ⱪutⱪuzup, atisining ⱪexiƣa ⱪayturuwǝtmǝkqi idi).
23 Йүсүп акилириниң қешиға йетип кәлгәндә улар уни тутуп, униң алаһидә тонини, йәни кийиклик узун йәңлик тонини салдурувелип, орәккә ташливәтти. Лекин орәк қуруқ болуп, ичидә су йоқ еди.
Yüsüp akilirining ⱪexiƣa yetip kǝlgǝndǝ ular uni tutup, uning alaⱨidǝ tonini, yǝni kiyiklik uzun yǝnglik tonini salduruwelip, orǝkkǝ taxliwǝtti. Lekin orǝk ⱪuruⱪ bolup, iqidǝ su yoⱪ idi.
25 Андин улар тамақ йегили олтарди. Улар бешини көтирип қаривиди, мана Исмаилларниң бир карвини Гилеад тәрәптин келивататти. Төгилиригә дора-дәрмәк, тутия вә мурмәккиләр артилған болуп, Мисир тәрәпкә кетивататти.
Andin ular tamaⱪ yegili olturdi. Ular bexini kɵtürüp ⱪariwidi, mana Ismaillarning bir karwini Gilead tǝrǝptin keliwatatti. Tɵgilirigǝ dora-dǝrmǝk, tutiya wǝ murmǝkkilǝr artilƣan bolup, Misir tǝrǝpkǝ ketiwatatti.
26 Йәһуда қериндашлириға: — Бизниң бир туққан қериндишимизни өлтүрүп, қенини йошурғинимизниң немә пайдиси бар?
Yǝⱨuda ⱪerindaxliriƣa: — Bizning bir tuƣⱪan ⱪerindiximizni ɵltürüp, ⱪenini yoxurƣinimizning nemǝ paydisi bar?
27 Келиңлар, уни Исмаилларға сетиветәйли; қандақла болмисун у бизниң инимиз, бир туққан қериндишимиз; шуңа униңға қол салмайли, девиди, қериндашлири буниңға қулақ салди.
Kelinglar, uni Ismaillarƣa setiwetǝyli; ⱪandaⱪla bolmisun u bizning inimiz, bir tuƣⱪan ⱪerindiximiz; xunga uningƣa ⱪol salmayli, dewidi, ⱪerindaxliri buningƣa ⱪulaⱪ saldi.
28 Мидиянлиқ Содигәрләр шу йәрдин өтүп кетиватқанда, улар Йүсүпни орәктин тартип чиқирип, уларға жигирмә күмүч тәңгигә сетивәтти. Булар болса Йүсүпни Мисирға елип кәтти.
Midiyanliⱪ Sodigǝrlǝr xu yǝrdin ɵtüp ketiwatⱪanda, ular Yüsüpni orǝktin tartip qiⱪirip, ularƣa yigirmǝ kümüx tǝnggigǝ setiwǝtti. Bular bolsa Yüsüpni Misirƣa elip kǝtti.
29 Рубән орәкниң йениға қайтип келип, Йүсүпниң орәктә йоқлуғини көрүп, кийимлирини житип,
Rubǝn orǝkning yeniƣa ⱪaytip kelip, Yüsüpning orǝktǝ yoⱪluⱪini kɵrüp, kiyimlirini yirtip,
30 инилириниң қешиға берип: — Бала йоқ туриду! Әнди мән нәгә барай?! — деди.
inilirining ⱪexiƣa berip: — Bala yoⱪ turidu! Əmdi mǝn nǝgǝ baray?! — dedi.
31 Амма улар Йүсүпниң тонини елип, бир текини боғузлап тонни униң қениға миләп,
Əmma ular Yüsüpning tonini elip, bir tekini boƣuzlap tonni uning ⱪeniƣa milǝp,
32 Андин узун йәңлик тонни атисиниң қешиға әвәтип, униңға: — Буни биз тепивалдуқ; бу оғлуңниң тониму-әмәсму, өзүң көрүп баққин, деди.
Andin uzun yǝnglik tonni atisining ⱪexiƣa ǝwǝtip, uningƣa: — Buni biz tepiwalduⱪ; bu oƣlungning tonimu-ǝmǝsmu, ɵzüng kɵrüp baⱪⱪin, dedi.
33 У уни тонуп: — Бу дәрвәқә мениң оғлумниң тони екән; бир вәһший һайван уни йәп кәткән охшайду; шүбһисизки, Йүсүп титма-титма қиливетилипту! — деди.
U uni tonup: — Bu dǝrwǝⱪǝ mening oƣlumning toni ikǝn; bir wǝⱨxiy ⱨaywan uni yǝp kǝtkǝn ohxaydu; xübⱨisizki, Yüsüp titma-titma ⱪiliwetiliptu! — dedi.
34 Шуниң билән Яқуп кийимлирини житип, белигә бөз бағлап, нурғун күнләргичә оғли үчүн матәм тутти.
Xuning bilǝn Yaⱪup kiyimlirini yirtip, beligǝ bɵz baƣlap, nurƣun künlǝrgiqǝ oƣli üqün matǝm tutti.
35 Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип униңға тәсәлли бәрсиму, у тәсәллини қобул қилмай: «Мән тәһтисараға чүшүп оғлумниң қешиға барғичә шундақ матәм тутимән!» деди. Йүсүпниң атиси шу пети униңға аһ-зар көтирип матәм тутти. (Sheol h7585)
Uning ⱨǝmmǝ oƣul-ⱪizliri yeniƣa kelip uningƣa tǝsǝlli bǝrsimu, u tǝsǝllini ⱪobul ⱪilmay: «Mǝn tǝⱨtisaraƣa qüxüp oƣlumning ⱪexiƣa barƣuqǝ xundaⱪ matǝm tutimǝn!» dedi. Yüsüpning atisi xu peti uningƣa aⱨ-zar kɵtürüp matǝm tutti. (Sheol h7585)
36 Әнди мидиянийлар [Йүсүпни] Мисирға елип берип, Пирәвнниң бир ғоҗидари, пасибан беши Потифарға сатти.
Əmdi midiyaniylar [Yüsüpni] Misirƣa elip berip, Pirǝwnning bir ƣojidari, pasiban bexi Potifarƣa satti.

< Яритилиш 37 >