< Яритилиш 36 >

1 Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур (Әсав йәнә Едом дәпму атилиду): —
ואלה תלדות עשו הוא אדום
2 Әсав аяллирини Ⱪананийларниң қизлиридин алди, йәни Һиттийлардин болған Елонниң қизи Адаһ билән һивийлардин болған Зибеонниң нәвриси, Анаһниң қизи Оһолибамаһни алди;
עשו לקח את נשיו מבנות כנען את עדה בת אילון החתי ואת אהליבמה בת ענה בת צבעון החוי
3 униңдин башқа Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Басиматниму алған еди.
ואת בשמת בת ישמעאל אחות נביות
4 Адаһ Әсавға Елифазни туғуп бәрди; Басимат болса Реуәлни туғди.
ותלד עדה לעשו את אליפז ובשמת ילדה את רעואל
5 Оһолибамаһ Йәуш, Яалам вә Кораһни туғди; булар Қанаан зиминида Әсавға туғулған оғуллар еди.
ואהליבמה ילדה את יעיש (יעוש) ואת יעלם ואת קרח אלה בני עשו אשר ילדו לו בארץ כנען
6 Әсав аяллири, оғул-қизлири, өйидики һәммә кишилирини вә чарпайлирини, барлиқ улақлирини, шундақла Қанаан зиминида тапқан барлиқ тәәллуқатлирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа бир жутқа көчүп кәтти.
ויקח עשו את נשיו ואת בניו ואת בנתיו ואת כל נפשות ביתו ואת מקנהו ואת כל בהמתו ואת כל קנינו אשר רכש בארץ כנען וילך אל ארץ מפני יעקב אחיו
7 Чүнки һәр иккисиниң тәәллуқатлири интайин көп болғачқа, бир йәрдә биллә туралмайтти; мусапир болуп турған зимин уларниң мал-чарвилириниң көплүгидин уларни бақалмайтти.
כי היה רכושם רב משבת יחדו ולא יכלה ארץ מגוריהם לשאת אתם--מפני מקניהם
8 Буниң билән Әсав (Әсав Едом дәпму атилиду) Сеир теғиға берип, олтирақлишип қалди.
וישב עשו בהר שעיר עשו הוא אדום
9 Төвәндикиләр тағлиқ район Сеирдики Едомийларниң ата-бовиси Әсавниң әвлатлиридур: —
ואלה תלדות עשו אבי אדום בהר שעיר
10 Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.
אלה שמות בני עשו אליפז בן עדה אשת עשו רעואל בן בשמת אשת עשו
ויהיו בני אליפז--תימן אומר צפו וגעתם וקנז
ותמנע היתה פילגש לאליפז בן עשו ותלד לאליפז את עמלק אלה בני עדה אשת עשו
ואלה בני רעואל נחת וזרח שמה ומזה אלה היו בני בשמת אשת עשו
14 Әсавниң аяли, йәни Зибеонниң чоң қизи, Анаһниң қизи болған Оһолибамаһниң оғуллири: у Әсавға Йәуш, Яалам вә Кораһни туғуп бәрди.
ואלה היו בני אהליבמה בת ענה בת צבעון--אשת עשו ותלד לעשו את יעיש (יעוש) ואת יעלם ואת קרח
15 Әсавниң әвлатлириниң ичидин төвәндики әмирләр чиққан: — Әсавниң тунҗа оғли Елифазниң оғуллиридин: — әмир Теман, әмир Омар, әмир Зәфо, әмир Кеназ,
אלה אלופי בני עשו בני אליפז בכור עשו--אלוף תימן אלוף אומר אלוף צפו אלוף קנז
16 әмир Кораһ, әмир Гатам вә әмир Амаләк чиққан. Булар Едом зиминида Елифазниң нәслидин чиққан әмирләр болуп, Адаһниң әвлатлири еди.
אלוף קרח אלוף געתם אלוף עמלק אלה אלופי אליפז בארץ אדום אלה בני עדה
17 Әсавниң оғли Реуәлниң оғуллиридин әмир Наһат, әмир Зәраһ, әмир Шаммаһ вә әмир Миззаһлар чиққан; булар Едом зиминида Реуәлниң нәслидин чиққан әмирләрдур; буларниң һәммиси Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.
ואלה בני רעואל בן עשו--אלוף נחת אלוף זרח אלוף שמה אלוף מזה אלה אלופי רעואל בארץ אדום--אלה בני בשמת אשת עשו
18 Әсавниң аяли Оһолибамаһниң оғуллиридин әмир Йәуш, әмир Яалам вә әмир Кораһлар чиққан. Булар Анаһниң қизи, Әсавниң аяли Оһолибамаһниң нәслидин чиққан әмирләр еди.
ואלה בני אהליבמה אשת עשו--אלוף יעוש אלוף יעלם אלוף קרח אלה אלופי אהליבמה בת ענה--אשת עשו
19 Булар Әсавниң, йәни Едомниң әвлатлири болуп, [едомийларниң] әмирлири еди.
אלה בני עשו ואלה אלופיהם הוא אדום
20 Һорийлардин болған Сеирниң [Едом] зиминида олтарған әвлатлири: — Лотан, Шобал, Зибеон, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди. Булар Сеирниң әвлатлири болуп, Едом зиминида Һорийларниң әмирлири еди.
אלה בני שעיר החרי ישבי הארץ לוטן ושובל וצבעון וענה
ודשון ואצר ודישן אלה אלופי החרי בני שעיר בארץ אדום
22 Лотанниң оғуллири Һори билән Һемам еди; Лотанниң сиңлиси Тимна еди.
ויהיו בני לוטן חרי והימם ואחות לוטן תמנע
23 Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Ебал, Шефо вә Онам еди.
ואלה בני שובל עלון ומנחת ועיבל שפו ואונם
24 Зибеонниң оғуллири: — Аяһ вә Анаһ еди. Бу Анаһ чөлдә атиси Зибеонниң ешәклирини беқиветип, аршаңларни тепивалған Анаһниң дәл өзи шу еди.
ואלה בני צבעון ואיה וענה הוא ענה אשר מצא את הימם במדבר ברעתו את החמרים לצבעון אביו
25 Анаһниң пәрзәнтлири: оғли Дишон; Анаһниң қизи Оһолибамаһ еди.
ואלה בני ענה דשן ואהליבמה בת ענה
26 Дишонниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Керан еди.
ואלה בני דישן--חמדן ואשבן ויתרן וכרן
27 Езәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Акан еди.
אלה בני אצר--בלהן וזעון ועקן
28 Дишанниң оғуллири: Уз вә Аран еди.
אלה בני דישן עוץ וארן
29 Һорийларниң өзлириниң әмирлири: әмир Лотан, әмир Шобал, әмир Зибеон, әмир Анаһ, әмир Дишон, әмир Езәр вә әмир Дишан еди. Булар болса Һорийларниң Сеир зиминида өз намлири бойичә аталған қәбилиләрниң әмирлири еди.
אלה אלופי החרי אלוף לוטן אלוף שובל אלוף צבעון אלוף ענה
אלוף דשן אלוף אצר אלוף דישן אלה אלופי החרי לאלפיהם בארץ שעיר
31 Исраилларниң үстигә һеч падиша техи сәлтәнәт қилмаста Едом зиминида сәлтәнәт қилған падишалар төвәндикидәк: —
ואלה המלכים אשר מלכו בארץ אדום--לפני מלך מלך לבני ישראל
32 Беорниң оғли Бела Едомда сәлтәнәт қилди; униң шәһириниң исми Динһабаһ еди.
וימלך באדום בלע בן בעור ושם עירו דנהבה
33 Бела өлгәндин кейин, бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орнида сәлтәнәт қилди.
וימת בלע וימלך תחתיו יובב בן זרח מבצרה
34 Йобаб өлгәндин кейин, теманийларниң зиминидин кәлгән Һушам униң орнида сәлтәнәт қилди.
וימת יובב וימלך תחתיו חשם מארץ התימני
35 Һушам өлгәндин кейин, Бедадниң оғли Һадад униң орнида сәлтәнәт қилди. У Моабниң яйлақлирида мидиянийларға һуҗум қилип йәңгән еди. Униң шәһириниң исми Авит еди.
וימת חשם וימלך תחתיו הדד בן בדד המכה את מדין בשדה מואב ושם עירו עוית
36 Һадад өлгәндин кейин, масрәкаһлиқ Самлаһ униң орнида сәлтәнәт қилди.
וימת הדד וימלך תחתיו שמלה ממשרקה
37 Самлаһ өлгәндин кейин, «Дәрияниң бойидики Рәһобот»тин кәлгән Саул униң орнида сәлтәнәт қилди.
וימת שמלה וימלך תחתיו שאול מרחבות הנהר
38 Саул өлгәндин кейин, Акборниң оғли Баал-һанан униң орнида сәлтәнәт қилди.
וימת שאול וימלך תחתיו בעל חנן בן עכבור
39 Акборниң оғли Баал-һанан өлгәндин кейин, Һадар униң орнида сәлтәнәт қилди. Униң шәһириниң исми Пау еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, у Мәй-Заһабниң қизи болған Матрәдниң қизи еди.
וימת בעל חנן בן עכבור וימלך תחתיו הדר ושם עירו פעו ושם אשתו מהיטבאל בת מטרד בת מי זהב
40 Әсавниң нәслидин болған әмирләр уларниң ат-исимлири, җәмәтлири, нәсәбнамилири вә турған җайлири бойичә: әмир Тимна, әмир Алваһ, әмир Йәһәт, әмир Оһолибамаһ, әмир Елаһ, әмир Пинон, әмир Кеназ, әмир Теман вә әмир Мибзар, әмир Магдийәл вә әмир Ирамлар еди. Булар Едомийларниң әмирлири болуп, өзлири егиләп олтирақлашқан җайлар өз намлири билән аталған еди. Мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди.
ואלה שמות אלופי עשו למשפחתם למקמתם בשמתם אלוף תמנע אלוף עלוה אלוף יתת
אלוף אהליבמה אלוף אלה אלוף פינן
אלוף קנז אלוף תימן אלוף מבצר
אלוף מגדיאל אלוף עירם אלה אלופי אדום למשבתם בארץ אחזתם--הוא עשו אבי אדום

< Яритилиш 36 >