< Яритилиш 35 >

1 Андин Худа Яқупқа: — Сән һазир Бәйт-Әлгә чиқип, шу йәрни макан қил, өзүң акаң Әсавдин қечип маңғиниңда саңа көрүнгән [Мән] Тәңригә бир қурбангаһ ясиғин, — деди.
Andin Xuda Yaqupqa: — Sen hazir Beyt-Elge chiqip, shu yerni makan qil, özüng akang Esawdin qéchip mangghiningda sanga körün’gen [Men] Tengrige bir qurban’gah yasighin, — dédi.
2 Шуниң билән Яқуп өйидикиләр вә өзи билән биллә болғанларниң һәммисигә мундақ деди: — Араңлардики ят илаһ бутлирини ташливетип, өзүңларни паклап егинлириңларни йәңгүшләңлар.
Shuning bilen Yaqup öyidikiler we özi bilen bille bolghanlarning hemmisige mundaq dédi: — Aranglardiki yat ilah butlirini tashliwétip, özünglarni paklap éginliringlarni yenggüshlenglar.
3 Андин қопуп Бәйт-Әлгә чиқимиз. Мән шу йәрдә қийинчилиқта қалғанда дуайимни иҗабәт қилип, жүргән йолумда мениң билән биллә болуп кәлгән Тәңригә қурбангаһ салай, — деди.
Andin qopup Beyt-Elge chiqimiz. Men shu yerde qiyinchiliqta qalghanda duayimni ijabet qilip, yürgen yolumda méning bilen bille bolup kelgen Tengrige qurban’gah salay, — dédi.
4 Шуниң билән өз қоллиридики һәммә ят илаһ бутлирини, шундақла қулақлиридики зириләрни чиқирип Яқупқа бәрди. Яқуп буларни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвигә көмүп қойди.
Shuning bilen öz qolliridiki hemme yat ilah butlirini, shundaqla qulaqliridiki zirilerni chiqirip Yaqupqa berdi. Yaqup bularni Shekemdiki dub derixining tüwige kömüp qoydi.
5 Андин улар сәпәргә атланди; амма әтрапидики шәһәрләрни Худадин болған бир вәһимә басқачқа, улар Яқупниң оғуллирини қоғлимиди.
Andin ular seperge atlandi; emma etrapidiki sheherlerni Xudadin bolghan bir wehime basqachqa, ular Yaqupning oghullirini qoghlimidi.
6 Бу тәриқидә Яқуп вә униң билән биллә болғанларниң һәммиси Қанаан зиминидики Луз, йәни Бәйт-Әлгә йетип кәлди.
Bu teriqide Yaqup we uning bilen bille bolghanlarning hemmisi Qanaan zéminidiki Luz, yeni Beyt-Elge yétip keldi.
7 У шу йәрдә бир қурбангаһ ясиди; акисидин қечип маңғинида шу йәрдә Худа униңға көрүнгини үчүн бу җайниң исмини «Әл-Бәйт-Әл» дәп атиди.
U shu yerde bir qurban’gah yasidi; akisidin qéchip mangghinida shu yerde Xuda uninggha körün’gini üchün bu jayning ismini «El-Beyt-El» dep atidi.
8 Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди.
Riwkahning inik’anisi Deborah bolsa shu yerde alemdin ötti. U Beyt-Elning ayighidiki dub derixining tüwide depne qilindi. Bu sewebtin shu derex «Yigha-Zarning dub derixi» dep ataldi.
9 Яқуп [шу йол билән] Падан-Арамдин йенип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә бир қетим көрүнүп, униңға бәхит-бәрикәт ата қилди.
Yaqup [shu yol bilen] Padan-Aramdin yénip kelgendin kéyin, Xuda uninggha yene bir qétim körünüp, uninggha bext-beriket ata qildi.
10 Андин Худа униңға: — Сениң исмиң Яқуптур; амма мундин кейин сән Яқуп аталмай, бәлки намиң Исраил болиду, дәп униң исмини Исраил қоюп қойди.
Andin Xuda uninggha: — Séning isming Yaquptur; emma mundin kéyin sen Yaqup atalmay, belki naming Israil bolidu, dep uning ismini Israil qoyup qoydi.
11 Андин Худа йәнә униңға: — Мән Өзүм Һәммигә Қадир Тәңридурмән; сән нәсиллинип, көпәйгин; бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду.
Andin Xuda yene uninggha: — Men Özüm Hemmige Qadir Tengridurmen; sen nesillinip, köpeygin; bir el, shundaqla bir türküm eller sendin peyda bolidu; padishahlarmu séning pushtungdin chiqidu.
12 Мән Ибраһим вә Исһаққа бәргән зиминни саңа беримән, шундақла сәндин кейинки нәслиңгиму шу зиминни беримән, — деди.
Men Ibrahim we Ishaqqa bergen zéminni sanga bérimen, shundaqla sendin kéyinki neslinggimu shu zéminni bérimen, — dédi.
13 Андин Худа униң билән сөзләшкән җайдин, униң йенидин жуқуриға көтирилди.
Andin Xuda uning bilen sözleshken jaydin, uning yénidin yuqirigha kötürüldi.
14 Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән җайда бир таш түврүкни тикләп, үстигә бир шарап һәдийәсини төкти вә зәйтун мейи қуюп қойди.
Yaqup Xuda özi bilen sözleshken jayda bir tash tüwrükni tiklep, üstige bir sharab hediyesini tökti we zeytun méyi quyup qoydi.
15 Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән шу җайниң намини «Бәйт-Әл» дәп атиди.
Yaqup Xuda özi bilen sözleshken shu jayning namini «Beyt-El» dep atidi.
16 Андин улар Бәйт-Әлдин меңип, Әфратқа азғина йол қалғанда, Раһиләни толғақ тутуп кетип, қаттиқ туғут азавида қалди.
Andin ular Beyt-Eldin méngip, Efratqa azghina yol qalghanda, Rahileni tolghaq tutup kétip, qattiq tughut azabida qaldi.
17 Амма толғиғи қаттиқ еғирлашқанда, туғут аниси униңға: — Қорқмиғин, бу қетим йәнә бир оғлуң болидиған болди — деди.
Emma tolghiqi qattiq éghirlashqanda, tughut anisi uninggha: — Qorqmighin, bu qétim yene bir oghlung bolidighan boldi — dédi.
18 Шундақ болдики, Раһилә җени чиқиш алдида, ахирқи нәпәси билән оғлиға «Бән-Они» дәп исим қойди; амма униң атиси уни «Бән-Ямин» дәп атиди.
Shundaq boldiki, Rahile jéni chiqish aldida, axirqi nepisi bilen oghligha «Ben-Oni» dep isim qoydi; emma uning atisi uni «Ben-Yamin» dep atidi.
19 Раһилә вапат болди вә Бәйт-Ләһәм дәп атилидиған Әфратниң йолиниң бойиға дәпнә қилинди.
Rahile wapat boldi we Beyt-Lehem dep atilidighan Efratning yolining boyigha depne qilindi.
20 Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта.
Yaqup uning qebrisining üstige bir xatire téshi tiklep qoydi. Bügün’ge qeder «Rahilening Qebre Téshi» shu yerde turmaqta.
21 Андин Исраил сәпәрни давамлаштуруп Мигдал-Едирниң у тәрипидә өз чедирини тикти.
Andin Israil seperni dawamlashturup Migdal-Édirning u teripide öz chédirini tikti.
22 Исраил у зиминда турған вақтида, Рубән берип өз атисиниң кенизиги Билһаһ билән бир орунда ятти; Исраил буни аңлап қалди. Яқупниң он икки оғли бар еди: —
Israil u zéminda turghan waqtida, Ruben bérip öz atisining kéniziki Bilhah bilen bir orunda yatti; Israil buni anglap qaldi. Yaqupning on ikki oghli bar idi: —
23 Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди.
Léyahdin tughulghan oghulliri: — Yaqupning tunji oghli Ruben we Shiméon, Lawiy, Yehuda, Issakar hem Zebulun idi.
24 Раһиләдин туғулған оғуллири: — Йүсүп вә Бинямин еди.
Rahiledin tughulghan oghulliri: — Yüsüp we Binyamin idi.
25 Раһиләниң дедиги Билһаһдин туғулған оғуллири: — Дан вә Нафтали еди.
Rahilening dédiki Bilhahdin tughulghan oghulliri: — Dan we Naftali idi.
26 Леяһниң дедиги Зилпаһдин туғулған оғуллири: — Гад билән Ашир еди. Булар болса Яқупқа Падан-Арамда туғулған оғуллири еди.
Léyahning dédiki Zilpahdin tughulghan oghulliri: — Gad bilen Ashir idi. Bular bolsa Yaqupqa Padan-Aramda tughulghan oghulliri idi.
27 Әнди Яқуп атиси Исһақниң қешиға, Ибраһим вә Исһақ Мусапир болуп турған Кириат-Арба, йәни Һебронниң йенидики Мамрәгә кәлди.
Emdi Yaqup atisi Ishaqning qéshigha, Ibrahim we Ishaq Musapir bolup turghan Kiriat-Arba, yeni Hébronning yénidiki Mamrege keldi.
28 Исһақниң көргән күнлири бир йүз сәксән жил болди.
Ishaqning körgen künliri bir yüz seksen yil boldi.
29 Исһақ толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди вә өз қовминиң қешиға берип қошулди. Униң оғуллири Әсав билән Яқуп уни дәпнә қилди.
Ishaq tolimu qérip, künliri toshup, nepestin toxtap wapat boldi we öz qowmining qéshigha bérip qoshuldi. Uning oghulliri Esaw bilen Yaqup uni depne qildi.

< Яритилиш 35 >