< Яритилиш 33 >
1 Яқуп бешини көтирип қаривиди, мана Әсав төрт йүз киши билән келивататти. Шуниң билән у балилирини айрип, Леяһ, Раһилә вә икки дедәккә тапшурди;
雅各舉目觀看,見以掃來了,後頭跟着四百人,他就把孩子們分開交給利亞、拉結,和兩個使女,
2 у икки дедәк вә уларниң балилирини һәмминиң алдида маңдурди, андин Леяһ билән униң балилирини, әң ахирида Раһилә билән Йүсүпни маңдурди.
並且叫兩個使女和她們的孩子在前頭,利亞和她的孩子在後頭,拉結和約瑟在儘後頭。
3 Өзи болса уларниң алдиға өтүп маңди, у акисиниң алдиға йетип барғичә йәттә қетим йәргә баш уруп тазим қилди.
他自己在他們前頭過去,一連七次俯伏在地才就近他哥哥。
4 Әсав униң алдиға жүгүрүп келип, уни қучағлап, бойниға бешини қоюп, уни сөйди; һәр иккиси жиғлишип кәтти.
以掃跑來迎接他,將他抱住,又摟着他的頸項,與他親嘴,兩個人就哭了。
5 Андин Әсав бешини көтирип қарап, аяллар вә балиларни көрүп: — Бу сән билән биллә кәлгәнләр кимләр? — дәп сориди. Яқуп: — Булар Худа шапаәт қилип кәминилиригә бәргән балилардур, — деди.
以掃舉目看見婦人孩子,就說:「這些和你同行的是誰呢?」雅各說:「這些孩子是上帝施恩給你的僕人的。」
6 Андин икки дедәк вә уларниң балилири алдиға берип, униңға тазим қилди;
於是兩個使女和她們的孩子前來下拜;
7 Андин Леяһму униң балилири билән алдиға берип, тазим қилди, ахирида Йүсүп билән Раһилә алдиға берип, тазим қилди.
利亞和她的孩子也前來下拜;隨後約瑟和拉結也前來下拜。
8 Әсав: — Маңа йолда учриған әшу топлириңда немә мәхситиң бар? — девиди, Яқуп җавап берип: — Бу ғоҗамниң алдида илтипат тепишим үчүндур, деди.
以掃說:「我所遇見的這些群畜是甚麼意思呢?」雅各說:「是要在我主面前蒙恩的。」
9 Лекин Әсав: — Әй қериндишим, мәндә йетип ашқидәк бар. Сениң өз нәрсилириң өзүңгә қалсун, деди.
以掃說:「兄弟啊,我的已經夠了,你的仍歸你吧!」
10 Амма Яқуп: — Ундақ қилмиғин; әгәр мән нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, соғитимни қолумдин қобул қилғайла; чүнки силиниң мени хошаллиқ билән қобул қилғанлирини көрүп, дидарлирини көргинимдә Худаниң дидарини көргәндәк болдум!
雅各說:「不然,我若在你眼前蒙恩,就求你從我手裏收下這禮物;因為我見了你的面,如同見了上帝的面,並且你容納了我。
11 Әнди саңа кәлтүрүлгән, [Худадин көргән] бу бәрикәтлиримни қобул қилғайла; чүнки Худа маңа шапаәт көрсәтти, һәммә нәрсилирим бар болди, — дәп униңдин қайта-қайта өтүнүвиди, у қобул қилди.
求你收下我帶來給你的禮物;因為上帝恩待我,使我充足。」雅各再三地求他,他才收下了。
12 Андин Әсав: — Әнди биз қозғилип сәпиримизни давамлаштурайли, мән сениң алдиңда маңай, деди.
以掃說:「我們可以起身前往,我在你前頭走。」
13 У униңға җававән: — Ғоҗам көрдилә, балилар кичик, қешимда емидиған қоза вә мозайлар бар; әгәр мән буларни бир күнла алдиртип қоғлап маңдурсам, пүткүл пада өлүп кетиду.
雅各對他說:「我主知道孩子們年幼嬌嫩,牛羊也正在乳養的時候,若是催趕一天,群畜都必死了。
14 Шуңа өтүнимәнки, ғоҗам кәминилиридин алдида маңғач турсун; мән алдимдики мал-чарвиларниң меңишиға, шундақла балиларниң меңишиға қарап аста меңип, ғоҗамниң қешиға Сеирға удул барай, деди.
求我主在僕人前頭走,我要量着在我面前群畜和孩子的力量慢慢地前行,直走到西珥我主那裏。」
15 У вақитта Әсав: — Ундақ болса, мән өзүм билән кәлгән кишиләрдин бир нәччини қешиңда қоюп кетәй, деди. Лекин у җавап берип: — Буниң немә һаҗити? Пәқәт ғоҗамниң нәзиридә илтипат тапсамла шу купайә, деди.
以掃說:「容我把跟隨我的人留幾個在你這裏。」雅各說:「何必呢?只要在我主眼前蒙恩就是了。」
16 Әсав у күни йолға чиқип Сеирға йенип кәтти.
於是,以掃當日起行,回往西珥去了。
17 Яқуп сәпәр қилип, Суккот дегән җайға кәлгәндә, у йәргә бир өй селип, маллириға лапасларни ясиди. Шуңа бу йәр «Суккот» дәп аталди.
雅各就往疏割去,在那裏為自己蓋造房屋,又為牲畜搭棚;因此那地方名叫疏割。
18 Шу тәриқидә Яқуп Падан-Арамдин қайтип, Қанаан зиминидики Шәкәм шәһиригә аман-есән кәлди. У шәһәрниң алдида чедир тикти.
雅各從巴旦‧亞蘭回來的時候,平平安安地到了迦南地的示劍城,在城東支搭帳棚,
19 Андин у чедир тиккән йәрниң бир қисимини Шәкәмниң атиси болған Һаморниң оғуллиридин бир йүз қәситигә сетивелип,
就用一百塊銀子向示劍的父親、哈抹的子孫買了支帳棚的那塊地,
20 Шу йәрдә бир қурбангаһ селип, намини «Әл-Әлоһә-Исраил» дәп атиди.
在那裏築了一座壇,起名叫伊利‧伊羅伊‧以色列 。