6Хәвәрчиләр Яқупниң йениға йенип келип: — Биз акилири Әсавниң қешиға бардуқ; у төрт йүз кишини елип, силиниң алдилириға келиватиду, — деди.
7Яқуп наһайити қорқуп, ғәм-ғуссигә чүшүп адәмлирини қой, кала вә төгилиригә қошуп, икки топқа айриди.
8У: — «Әгәр Әсав келип бир топимизға һуҗум қилса, йәнә бир топ қечип қутулуп қалар» — дәп ойлиди.
9Андин Яқуп мундақ дуа қилди: — И атам Ибраһимниң Худаси вә атам Исһақниң Худаси! Маңа: «Өз зиминиң вә уруқ-туққанлириңниң қешиға йенип кәткин, саңа яхшилиқ қилимән» дәп вәдә қилған Пәрвәрдигар!
10— Мән Сениң Өз қулуңға көрсәткән өзгәрмәс барлиқ меһриванлиғиң вә барлиқ вападарлиғиң алдида һеч немә әмәсмән; чүнки мән бу Иордан дәриясидин өткинимдә ялғуз бир һасам бар еди. Әнди мән икки топ адәм болуп қайтиватимән.
11Өтүнүп қалай, мени акам Әсавниң қолидин қутқузғайсән; чүнки у келип мән билән хотун-балилиримни өлтүрүветәмдикин, дәп қорқимән.
12Сән: «Мән җәзмән саңа зор яхшилиқ қилип, сениң нәслиңни деңиздики қумдәк һәдди-һесапсиз көп қилимән», дегән едиң, — деди.
13У шу кечиси шу йәрдә қонуп қалди; андин у қол илигидики маллардин елип, акиси Әсавға икки йүз өчкә, жигирмә текә, икки йүз сағлиқ, жигирмә қочқар, оттуз чиши төгини тайлақлири билән, қириқ инәк, он буқа, жигирмә мада ешәк, он һаңга ешәкни соғат қилип тәйярлап,
21Шундақ қилип соғат алдин әвәтилди; у шу кечиси баргаһда қонуп қалди.
22У шу кечидә қопуп, икки аяли вә икки дедиги вә он бир оғлини елип, Яббок кечигидин өтүп кәтти.
23У уларни еқиндин өткүзди, шундақла һәммә тәәллуғиниму у қарши тәрәпкә өткүзди.
24Яқуп болса бу қатта ялғуз қалди; бир зат келип шу йәрдә униң билән таң атқичә челишти.
25Лекин бу зат уни йеңәлмәйдиғанлиғини көрүп, униң янпишиниң йириқиға қолини тәккүзүп қойди; шуниң билән улар челишиватқанда Яқупниң янпиши қазандин чиқип кәтти.
26У зат: — Мени қоюп бәргин, чүнки таң атай дәп қалди, деди. — Сән мени бәрикәтлимигичә, сени қоюп бәрмәймән, деди Яқуп.