< Яритилиш 31 >

1 Амма Яқуп Лабанниң оғуллириниң: — Яқуп атимизниң пүтүн мал-мүлкини елип кәтти; униң еришкән бу дөлити атимизниң тәәллуқатидин кәлгән, дегинини аңлап қалди.
Əmma Yaⱪup Labanning oƣullirining: — Yaⱪup atimizning pütün mal-mülkini elip kǝtti; uning erixkǝn bu dɵliti atimizning tǝǝlluⱪatidin kǝlgǝn, deginini anglap ⱪaldi.
2 Яқуп Лабанниң чирайиға қаривиди, мана, у өзигә бурунқидәк хуш пеил болмиди.
Yaⱪup Labanning qirayiƣa ⱪariwidi, mana, u ɵzigǝ burunⱪidǝk hux peil bolmidi.
3 Бу чағда, Пәрвәрдигар Яқупқа: — Сән ата-бовилириңниң зиминиға, өз уруқ-туққанлириңниң қешиға қайтип кәткин. Мән сениң билән биллә болимән, — деди.
Bu qaƣda, Pǝrwǝrdigar Yaⱪupⱪa: — Sǝn ata-bowiliringning zeminiƣa, ɵz uruⱪ-tuƣⱪanliringning ⱪexiƣa ⱪaytip kǝtkin. Mǝn sening bilǝn billǝ bolimǝn, — dedi.
4 Шуниң үчүн Яқуп адәм әвәтип, Раһилә вә Леяһни өз падиси турған көкләмгә чақирип келип
Xuning üqün Yaⱪup adǝm ǝwǝtip, Raⱨilǝ wǝ Leyaⱨni ɵz padisi turƣan kɵklǝmgǝ qaⱪirip kelip
5 уларға мундақ деди: — Мән атаңларниң чирайиға қарисам маңа бурунқидәк хуш пеил болмиди; амма атамниң Худаси мән билән биллә болуп кәлди.
ularƣa mundaⱪ dedi: — Mǝn atanglarning qirayiƣa ⱪarisam manga burunⱪidǝk hux peil bolmidi; ǝmma atamning Hudasi mǝn bilǝn billǝ bolup kǝldi.
6 Күчүмниң йетишичә атаңларға ишләп бәргиним силәргә аян;
Küqümning yetixiqǝ atanglarƣa ixlǝp bǝrginim silǝrgǝ ayan;
7 һалбуки, атаңлар мени ахмақ қилип, һәққимни он қетим өзгәртти; лекин Худа униң маңа зиян йәткүзүшигә йол қоймиди.
ⱨalbuki, atanglar meni ǝhmǝⱪ ⱪilip, ⱨǝⱪⱪimni on ⱪetim ɵzgǝrtti; lekin Huda uning manga ziyan yǝtküzüxigǝ yol ⱪoymidi.
8 Әгәр у: «Ала-чипар қозилар һәққиң болиду», десә, барлиқ падилар ала-чипар қозилиғили турди. У: «Тағил қозилар һәққиң болсун», десә, барлиқ падилар тағил қозилиғили турди.
Əgǝr u: «Ala-qipar ⱪozilar ⱨǝⱪⱪing bolidu», desǝ, barliⱪ padilar ala-qipar ⱪoziliƣili turdi. U: «Taƣil ⱪozilar ⱨǝⱪⱪing bolsun», desǝ, barliⱪ padilar taƣil ⱪoziliƣili turdi.
9 Бу тәриқидә Худа атаңларниң маллирини тартивелип, маңа бәрди.
Bu tǝriⱪidǝ Huda atanglarning mallirini tartiwelip, manga bǝrdi.
10 Падилар күйлигән вақитта мән бир қетим чүшүмдә бешимни көтирип шуни көрдумки, мана, малларниң үстигә җүплишишкә етилған қочқар-текиләрниң һәммиси тағил яки ала-чипар еди.
Padilar küyligǝn waⱪitta mǝn bir ⱪetim qüxümdǝ beximni kɵtürüp xuni kɵrdumki, mana, mallarning üstigǝ jüplixixkǝ etilƣan ⱪoqⱪar-tekilǝrning ⱨǝmmisi taƣil yaki ala-qipar idi.
11 Андин Худаниң Пәриштиси чүшүмдә маңа: «Әй Яқуп», девиди, мән җавап берип: «Мана мән», дедим.
Andin Hudaning Pǝrixtisi qüxümdǝ manga: «Əy Yaⱪup», dewidi, mǝn jawab berip: «Mana mǝn», dedim.
12 У маңа: — «Әнди бешиңни көтирип қариғин; мана малларниң үстигә җүплишишкә етилған қочқар-текиләрниң һәммиси тағил вә ала-чипардур; чүнки Мән Лабанниң саңа қилғининиң һәммисини көрдүм.
U manga: — «Əmdi bexingni kɵtürüp ⱪariƣin; mana mallarning üstigǝ jüplixixkǝ etilƣan ⱪoqⱪar-tekilǝrning ⱨǝmmisi taƣil wǝ ala-qipardur; qünki Mǝn Labanning sanga ⱪilƣinining ⱨǝmmisini kɵrdüm.
13 Мән Бәйт-Әлдә [саңа көрүнгән] Тәңридурмән. Сән шу йәрдә түврүкни мәсиһләп, Маңа қәсәм ичтиң. Әнди сән орниңдин туруп, бу зиминдин чиқип, уруқ-туққанлириңниң зиминиға янғин» деди.
Mǝn Bǝyt-Əldǝ [sanga kɵrüngǝn] Tǝngridurmǝn. Sǝn xu yǝrdǝ tüwrükni mǝsiⱨlǝp, Manga ⱪǝsǝm iqting. Əmdi sǝn orningdin turup, bu zemindin qiⱪip, uruⱪ-tuƣⱪanliringning zeminiƣa yanƣin» dedi.
14 Раһилә вә Леяһ униңға җавап берип: — Атимизниң өйидә бизгә тегишлик несивә яки мирас қалмиғанму?
Raⱨilǝ wǝ Leyaⱨ uningƣa jawab berip: — Atimizning ɵyidǝ bizgǝ tegixlik nesiwǝ yaki miras ⱪalmiƣanmu?
15 Биз дәрвәқә униңға ят адәм һесаплинип қалғанму?! У бизни сетивәтти, тойлуғимизниму пүтүнләй йәп кәтти!
Biz dǝrwǝⱪǝ uningƣa yat adǝm ⱨesablinip ⱪalƣanmu?! U bizni setiwǝtti, toyluⱪimiznimu pütünlǝy yǝp kǝtti!
16 Шундақ болғандин кейин, Худа Атимиздин саңа елип бәргән барлиқ дөләт биз билән балилиримизниңкидур. Әнди Худа саңа немә дегән болса, шуни қилғин, — деди.
Xundaⱪ bolƣandin keyin, Huda Atimizdin sanga elip bǝrgǝn barliⱪ dɵlǝt biz bilǝn balilirimizningkidur. Əmdi Huda sanga nemǝ degǝn bolsa, xuni ⱪilƣin, — dedi.
17 Шуниң билән Яқуп орнидин туруп, балилири вә аяллирини төгиләргә миндуруп, еришкән барлиқ маллири вә барлиқ тәәллуқатини, йәни Падан-Арамда тапқан тәәллуқатлирини елип, атиси Исһақниң йениға беришқа Қанаан зиминиға қарап йол алди.
Xuning bilǝn Yaⱪup ornidin turup, baliliri wǝ ayallirini tɵgilǝrgǝ mindurup, erixkǝn barliⱪ malliri wǝ barliⱪ tǝǝlluⱪatini, yǝni Padan-Aramda tapⱪan tǝǝlluⱪatlirini elip, atisi Isⱨaⱪning yeniƣa berixⱪa Ⱪanaan zeminiƣa ⱪarap yol aldi.
19 Лабан болса қойлирини қирқиғили кәткән еди; Раһилә өз атисиға тәвә «өй бутлири»ни оғрилап еливалди.
Laban bolsa ⱪoylirini ⱪirⱪiƣili kǝtkǝnidi; Raⱨilǝ ɵz atisiƣa tǝwǝ «ɵy butliri»ni oƣrilap eliwaldi.
20 Яқуп арамий Лабанға өз қешидин оғрилиқчә қечип кетидиғанлиғини уқтурмай уни алдап қойған еди.
Yaⱪup aramiy Labanƣa ɵz ⱪexidin oƣriliⱪqǝ ⱪeqip ketidiƣanliⱪini uⱪturmay uni aldap ⱪoyƣanidi.
21 У бар-йоқини елип қечип кәтти; у дәриядин өтүп Гилеад теғи тәрәпкә қарап йол алди.
U bar-yoⱪini elip ⱪeqip kǝtti; u dǝryadin ɵtüp Gilead teƣi tǝrǝpkǝ ⱪarap yol aldi.
22 Үчинчи күни, Лабанға Яқупниң қачқини тоғрисида хәвәр йәтти.
Üqinqi küni, Labanƣa Yaⱪupning ⱪaqⱪini toƣrisida hǝwǝr yǝtti.
23 У өз туққанлирини елип, йәттә күнлүк йолғичә кәйнидин қоғлап берип, Гилеад теғида униңға йетишти.
U ɵz tuƣⱪanlirini elip, yǝttǝ künlük yolƣiqǝ kǝynidin ⱪoƣlap berip, Gilead teƣida uningƣa yetixti.
24 Лекин кечиси Худа арамий Лабанниң чүшигә кирип униңға: «Сән һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә!» деди.
Lekin keqisi Huda aramiy Labanning qüxigǝ kirip uningƣa: «Sǝn ⱨezi bol, Yaⱪupⱪa ya aⱪ ya kɵk demǝ!» dedi.
25 Лабан Яқупқа йетишип барғанда, Яқуп чедирини тағниң үстигә тикгән еди. Лабанму туққанлири билән Гилеад теғиниң үстидә чедир тикти.
Laban Yaⱪupⱪa yetixip barƣanda, Yaⱪup qedirini taƣning üstigǝ tikgǝnidi. Labanmu tuƣⱪanliri bilǝn Gilead teƣining üstidǝ qedir tikti.
26 Лабан Яқупқа: — Бу немә қилғиниң? Сән мени алдап, қизлиримни урушта алған олҗидәк елип кәттиң?
Laban Yaⱪupⱪa: — Bu nemǝ ⱪilƣining? Sǝn meni aldap, ⱪizlirimni uruxta alƣan oljidǝk elip kǝtting?
27 Немишкә йошурун қачисән, маңа хәвәр бәрмәй мәндин оғрилиқчә кәттиң? Маңа дегән болсаң мән хошал-хурамлиқ билән ғәзәл оқуп, дап вә чаң челип, сени узитип қоймамтим?
Nemixⱪa yoxurun ⱪaqisǝn, manga hǝwǝr bǝrmǝy mǝndin oƣriliⱪqǝ kǝtting? Manga degǝn bolsang mǝn huxal-huramliⱪ bilǝn ƣǝzǝl oⱪup, dap wǝ qang qelip, seni uzitip ⱪoymamtim?
28 Шундақ қилип сән маңа өз оғуллирим вә қизлиримни сөйүп узитип қоюш пурситиниму бәрмидиң. Бу ишта ахмақлиқ қилдиң.
Xundaⱪ ⱪilip sǝn manga ɵz oƣullirim wǝ ⱪizlirimni sɵyüp uzitip ⱪoyux pursitinimu bǝrmiding. Bu ixta ǝhmǝⱪliⱪ ⱪilding.
29 Силәргә зиян-зәхмәт йәткүзүш қолумдин келәтти; лекин түнүгүн кечә атаңниң Худаси маңа сөз қилип: «Һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә» деди.
Silǝrgǝ ziyan-zǝhmǝt yǝtküzüx ⱪolumdin kelǝtti; lekin tünügün keqǝ atangning Hudasi manga sɵz ⱪilip: «Ⱨezi bol, Yaⱪupⱪa ya aⱪ ya kɵk demǝ» dedi.
30 Хош, сән атаңниң өйини толиму сеғинғиниң үчүн кәтмәй қоймайсән; лекин немишкә йәнә мениң бутлиримни оғрилидиң? — деди.
Hox, sǝn atangning ɵyini tolimu seƣinƣining üqün kǝtmǝy ⱪoymaysǝn; lekin nemixⱪa yǝnǝ mening butlirimni oƣriliding? — dedi.
31 Яқуп Лабанға җавап берип: — Мән қорқуп қачтим; чүнки сени қизлирини мәндин мәҗбурий тартиваламдикин, дедим.
Yaⱪup Labanƣa jawab berip: — Mǝn ⱪorⱪup ⱪaqtim; qünki seni ⱪizlirini mǝndin mǝjburiy tartiwalamdikin, dedim.
32 Әнди бутлириңға кәлсәк, улар кимдин чиқса шу тирик қалмайду! Қериндашлиримиз алдида мәндин қандақла немәңни тонувалсаң, уни елип кәт, — деди. Һалбуки, Яқупниң Раһиләниң бутларни оғрилап кәлгинидин хәвири йоқ еди.
Əmdi butliringƣa kǝlsǝk, ular kimdin qiⱪsa xu tirik ⱪalmaydu! Ⱪerindaxlirimiz aldida mǝndin ⱪandaⱪla nemǝngni tonuwalsang, uni elip kǝt, — dedi. Ⱨalbuki, Yaⱪupning Raⱨilǝning butlarni oƣrilap kǝlginidin hǝwiri yoⱪ idi.
33 Лабан алди билән Яқупниң чедириға кирип, андин Леяһниң чедири һәм икки дедәкниң чедирлириға кирип ахтуруп һеч немә тапалмиди. Леяһниң чедиридин чиқип, Раһиләниң чедириға кирди.
Laban aldi bilǝn Yaⱪupning qediriƣa kirip, andin Leyaⱨning qediri ⱨǝm ikki dedǝkning qedirliriƣa kirip ahturup ⱨeqnemǝ tapalmidi. Leyaⱨning qediridin qiⱪip, Raⱨilǝning qediriƣa kirdi.
34 Раһилә болса өй бутлирини елип, буларни төгиниң чоминиң ичигә тиқип қоюп, үстидә олтиривалған еди. Лабан пүткүл чедирини ахтуруп, һеч немә тапалмиди.
Raⱨilǝ bolsa ɵy butlirini elip, bularni tɵgining qomining iqigǝ tiⱪip ⱪoyup, üstidǝ olturuwalƣanidi. Laban pütkül qedirini ahturup, ⱨeqnemǝ tapalmidi.
35 Раһилә атисиға: — Әй ғоҗам, алдиңда туралмиғиним үчүн хапа болмиғин; чүнки мән һазир аялларниң адәт мәзгилидә туруватимән, — деди. Шундақ қилип, Лабан һәммә йәрни қоймай ахтурупму, өй бутлирини тапалмиди.
Raⱨilǝ atisiƣa: — Əy hojam, aldingda turalmiƣinim üqün hapa bolmiƣin; qünki mǝn ⱨazir ayallarning adǝt mǝzgilidǝ turuwatimǝn, — dedi. Xundaⱪ ⱪilip, Laban ⱨǝmmǝ yǝrni ⱪoymay ahturupmu, ɵy butlirini tapalmidi.
36 Шуниң билән Яқуп аччиқлап Лабан билән җедәллишип кәтти. Яқуп Лабанға: — Сән мени кәйнимдин мунчә алдирап-тенәп қоғлап кәлгидәк мәндә немә сәһвәнлик, немә гуна бар?
Xuning bilǝn Yaⱪup aqqiⱪlap Laban bilǝn jedǝllixip kǝtti. Yaⱪup Labanƣa: — Sǝn meni kǝynimdin munqǝ aldirap-tenǝp ⱪoƣlap kǝlgüdǝk mǝndǝ nemǝ sǝwǝnlik, nemǝ gunaⱨ bar?
37 Сән һәммә жүк-тақлиримни ахтуруп чиқтиң, өйүңниң нәрсилиридин бирәр немә тапалидиңму? Бир немә тапқан болсаң, мениң қериндашлирим билән сениң қериндашлириңниң алдида уни қойғин, улар биз иккимизниң арисида һөкүм қилсун.
Sǝn ⱨǝmmǝ yük-taⱪlirimni ahturup qiⱪting, ɵyüngning nǝrsiliridin birǝr nemǝ tapalidingmu? Birnemǝ tapⱪan bolsang, mening ⱪerindaxlirim bilǝn sening ⱪerindaxliringning aldida uni ⱪoyƣin, ular biz ikkimizning arisida ⱨɵküm ⱪilsun.
38 Мән мошу жигирмә жил қешиңда турдум; һеч қачан сағлиғиң вә чиши өшкилириң бала ташливәтмиди; падилириңдин қочқарлириңни йегиним йоқ.
Mǝn muxu yigirmǝ yil ⱪexingda turdum; ⱨeqⱪaqan saƣliⱪing wǝ qixi ɵqkiliring bala taxliwǝtmidi; padiliringdin ⱪoqⱪarliringni yeginim yoⱪ.
39 Боғуветилгәнлирини қешиңға елип кәлмәй, бу зиянни өзүм толдурдум; кечиси оғриланған яки күндүзи оғриланған болсун сән уни мәндин төлитип алдиң.
Boƣuwetilgǝnlirini ⱪexingƣa elip kǝlmǝy, bu ziyanni ɵzüm toldurdum; keqisi oƣrilanƣan yaki kündüzi oƣrilanƣan bolsun sǝn uni mǝndin tɵlitip alding.
40 Мениң күнлирим шундақ өттики, күндүзи иссиқтин, кечиси соғтин қийнилип, уйқа көзүмдин қачатти.
Mening künlirim xundaⱪ ɵttiki, kündüzi issiⱪtin, keqisi soƣuⱪtin ⱪiynilip, uyⱪu kɵzümdin ⱪaqatti.
41 Мениң күнлирим мошу жигирмә жилда өйүңдә туруп шундақ болди; он төрт жил икки қизиң үчүн саңа хизмәт қилдим, алтә жил падаң үчүн хизмәт қилдим; униң үстигә сән иш һәққимни он қетим өзгәрттиң.
Mening künlirim muxu yigirmǝ yilda ɵyüngdǝ turup xundaⱪ boldi; on tɵt yil ikki ⱪizing üqün sanga hizmǝt ⱪildim, altǝ yil padang üqün hizmǝt ⱪildim; uning üstigǝ sǝn ix ⱨǝⱪⱪimni on ⱪetim ɵzgǝrtting.
42 Әгәр атамниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, йәни Исһақниң Қорқунучиси Болғанниң Өзи мән билән биллә болмиса еди, сән җәзмән мени қуруқ қол қилип қайтуруветәттиң. Лекин Худа мениң тартқан җәбир-җапалиримни, қоллиримниң мушәққитини көрүп түнүгүн кечә саңа тәнбиһ бәрди, — деди.
Əgǝr atamning Hudasi, yǝni Ibraⱨimning Hudasi, yǝni Isⱨaⱪning Ⱪorⱪunqisi Bolƣanning Ɵzi mǝn bilǝn billǝ bolmisa idi, sǝn jǝzmǝn meni ⱪuruⱪ ⱪol ⱪilip ⱪayturuwetǝtting. Lekin Huda mening tartⱪan jǝbir-japalirimni, ⱪollirimning muxǝⱪⱪitini kɵrüp tünügün keqǝ sanga tǝnbiⱨ bǝrdi, — dedi.
43 Лабан Яқупқа җавап берип: — Бу қизлар мениң қизлирим, бу оғуллар мениң оғуллирим, бу пада болса мениң падам болиду; шундақла көз алдиңдики һәммә нәрсә миниңкидур; амма мән бүгүн бу қизлиримни вә уларниң туққан оғуллирини немә қилай?
Laban Yaⱪupⱪa jawab berip: — Bu ⱪizlar mening ⱪizlirim, bu oƣullar mening oƣullirim, bu pada bolsa mening padam bolidu; xundaⱪla kɵz aldingdiki ⱨǝmmǝ nǝrsǝ miningkidur; ǝmma mǝn bügün bu ⱪizlirimni wǝ ularning tuƣⱪan oƣullirini nemǝ ⱪilay?
44 Қени кәл, сән билән иккимиз бир әһдә түзүшәйли, бу мән билән сениң оттуримизда гува болсун, — деди.
Ⱪeni kǝl, sǝn bilǝn ikkimiz bir ǝⱨdǝ tüzüxǝyli, bu mǝn bilǝn sening otturimizda guwaⱨ bolsun, — dedi.
45 Шуниң билән Яқуп бир ташни елип өрә тикләп түврүк қилип қойди.
Xuning bilǝn Yaⱪup bir taxni elip ɵrǝ tiklǝp tüwrük ⱪilip ⱪoydi.
46 Андин Яқуп қериндашлириға: — Таш жиғиңлар, — девиди, ташларни елип келип догилиди, шу йәрдә таш догисиниң йенида ғизалиништи.
Andin Yaⱪup ⱪerindaxliriƣa: — Tax yiƣinglar, — dewidi, taxlarni elip kelip dɵwilidi, xu yǝrdǝ tax dɵwisining yenida ƣizalinixti.
47 Лабан бу догини «Йәгар-Саһадута» дәп атиди, Яқуп униңға «Галеәд» дәп ат қойди.
Laban bu dɵwini «Yǝgar-Saⱨaduta» dǝp atidi, Yaⱪup uningƣa «Galeǝd» dǝp at ⱪoydi.
48 Лабан: — Бу дога бүгүн сән билән мениң оттурамда гува болсун, — деди. Шуңа бу сәвәптин догиниң нами «Галеәд» аталди.
Laban: — Bu dɵwǝ bügün sǝn bilǝn mening otturamda guwaⱨ bolsun, — dedi. Xunga bu sǝwǝbtin dɵwining nami «Galeǝd» ataldi.
49 У җай йәнә «Мизпаһ», дәпму аталди; чүнки Лабан йәнә: — Иккимиз бир-биримиз билән көрүшмигән вақитларда, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттурамда қаравул болуп күзитип турсун.
U jay yǝnǝ «Mizpaⱨ», dǝpmu ataldi; qünki Laban yǝnǝ: — Ikkimiz bir-birimiz bilǝn kɵrüxmigǝn waⱪitlarda, Pǝrwǝrdigar sǝn bilǝn mening otturamda ⱪarawul bolup kɵzitip tursun.
50 Әгәр сән қизлиримни бозәк қилсаң, яки қизлиримниң үстигә башқа хотунларни алсаң, башқа һеч киши қешимизда һазир болмиған тәғдирдиму, мана, Худа мән билән сениң араңда гувачидур!
Əgǝr sǝn ⱪizlirimni bozǝk ⱪilsang, yaki ⱪizlirimning üstigǝ baxⱪa hotunlarni alsang, baxⱪa ⱨeq kixi ⱪeximizda ⱨazir bolmiƣan tǝⱪdirdimu, mana, Huda mǝn bilǝn sening arangda guwaⱨqidur!
51 Лабан Яқупқа йәнә: — Мана, бу догиға қара, мән билән сән иккимизниң оттурисида мән тикләп қойған бу түврүккиму қара;
Laban Yaⱪupⱪa yǝnǝ: — Mana, bu dɵwigǝ ⱪara, mǝn bilǝn sǝn ikkimizning otturisida mǝn tiklǝp ⱪoyƣan bu tüwrükkimu ⱪara;
52 кәлгүсидә бу дога вә бу түврүкму мән яман нийәт билән бу догидин сениң тәрипиңгә өтмәслигим үчүн, сениңму нийитиңни яман қилип бу дога вә бу түврүктин өтүп мениң тәрипимгә кәлмәслигиң үчүн гувачи болсун.
kǝlgüsidǝ bu dɵwǝ wǝ bu tüwrükmu mǝn yaman niyǝt bilǝn bu dɵwidin sening tǝripinggǝ ɵtmǝslikim üqün, seningmu niyitingni yaman ⱪilip bu dɵwǝ wǝ bu tüwrüktin ɵtüp mening tǝripimgǝ kǝlmǝsliking üqün guwaⱨqi bolsun.
53 Ибраһимниң илаһи, Наһорниң илаһи вә бу иккисиниң атисиниң илаһлири аримизда һөкүм чиқарсун, — деди. Яқуп болса атиси Исһақниң Қорқунучиси Болғучи билән қәсәм қилди.
Ibraⱨimning ilaⱨi, Naⱨorning ilaⱨi wǝ bu ikkisining atisining ilaⱨliri arimizda ⱨɵküm qiⱪarsun, — dedi. Yaⱪup bolsa atisi Isⱨaⱪning Ⱪorⱪunqisi Bolƣuqi bilǝn ⱪǝsǝm ⱪildi.
54 Андин Яқуп тағ үстидә бир қурбанлиқ сунуп, қериндашлирини өзи билән тамақлинишқа тәклип қилди. Улар һәмдәстихан олтарди вә кечиси тағда қонди.
Andin Yaⱪup taƣ üstidǝ bir ⱪurbanliⱪ sunup, ⱪerindaxlirini ɵzi bilǝn tamaⱪlinixⱪa tǝklip ⱪildi. Ular ⱨǝmdastihan olturdi wǝ keqisi taƣda ⱪondi.
55 Әтиси таң сәһәрдә Лабан орнидин туруп, нәврилири билән қизлирини сөйүп, уларға бәхит-бәрикәт тиләп, өз өйигә раван болди.
Ətisi tang sǝⱨǝrdǝ Laban ornidin turup, nǝwriliri bilǝn ⱪizlirini sɵyüp, ularƣa bǝht-bǝrikǝt tilǝp, ɵz ɵyigǝ rawan boldi.

< Яритилиш 31 >