< Яритилиш 30 >
1 Амма Раһилә өзиниң Яқупқа бала туғуп берәлмигинини көргәндә, һәдисиға һәсәт қилип Яқупқа: — Маңа бала бәргин; болмиса өлимән, — деди.
Emma Rahile özining Yaqupqa bala tughup bérelmiginini körgende, achisigha heset qilip Yaqupqa: — Manga bala bergin; bolmisa ölimen, — dédi.
2 Шуниң билән Яқупниң Раһиләгә ғәзиви келип: — Мән балиятқуниң мевисини сәндин айиған Худаниң орнидиму?! — деди.
Shuning bilen Yaqupning Rahilege ghezipi kélip: — Men baliyatquning méwisini sendin ayighan Xudaning ornidimu?! — dédi.
3 — Мана, дедигим Билһаһ бу йәрдә туриду; сән униң қешиға киргин, у мениң қучиғимға туғсун; мән у арқилиқ балилиқ болай, — деди Раһилә.
— Mana, dédikim Bilhah bu yerde turidu; sen uning qéshigha kirgin, u méning quchiqimgha tughsun; men u arqiliq baliliq bolay, — dédi Rahile.
4 Шуниң билән у дедиги Билһаһни униңға хотун қилип бәрди; Яқуп униң қешиға кирди.
Shuning bilen u dédiki Bilhahni uninggha xotun qilip berdi; Yaqup uning qéshigha kirdi.
5 Билһаһ һамилдар болуп, Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
Bilhah hamilidar bolup, Yaqupqa bir oghul tughup berdi.
6 Раһилә: — «Худа мән үчүн адаләт жүргүзүп пәрядимни аңлап, маңа бир оғул бәрди», дәп униң исмини Дан қойди.
Rahile: — «Xuda men üchün adalet yürgüzüp peryadimni anglap, manga bir oghul berdi», dep uning ismini Dan qoydi.
7 Раһиләниң дедиги Билһаһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
Rahilening dédiki Bilhah yene hamilidar bolup, Yaqupqa ikkinchi oghlini tughup berdi.
8 Раһилә: — «Мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, йәңдим» дәп униң исмини Нафтали қойди.
Rahile: — «Men acham bilen besliship qattiq tutushup, yengdim» dep uning ismini Naftali qoydi.
9 Леяһ өзиниң туғуттин тохтап қалғанини көрүп, дедиги Зилпаһни Яқупқа хотун қилип бәрди.
Léyah özining tughuttin toxtap qalghanini körüp, dédiki Zilpahni Yaqupqa xotun qilip berdi.
10 Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
Léyahning dédiki Zilpah Yaqupqa bir oghul tughup berdi.
11 Леяһ: — «Немидегән тәләйлик-һә!» дәп униң исмини Гад қойди.
Léyah: — «Némidégen teleylik-he!» dep uning ismini Gad qoydi.
12 Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
Léyahning dédiki Zilpah Yaqupqa ikkinchi oghlini tughup berdi.
13 Леяһ: «Мән бәхитликтурмән! Чүнки хотун-қизлар мени бәхитлик дейишиду!» дәп униң исмини Ашир қойди.
Léyah: «Men bextlikturmen! Chünki xotun-qizlar méni bextlik déyishidu!» dep uning ismini Ashir qoydi.
14 Буғдай ормиси күнлиридә Рубән чиқип етизлиққа барди вә етиздин бир қанчә муһәббәтгүлини терип, буларни аниси Леяһниң қешиға әкәлди. Әнди Раһилә Леяһқа: — Өтүнүп қалай, оғлуңниң муһәббәтгүлидин бир нәччини маңа бәргин! — деди.
Bughday ormisi künliride Ruben chiqip étizliqqa bardi we étizdin birqanche muhebbetgülini térip, bularni anisi Léyahning qéshigha ekeldi. Emdi Rahile Léyahqa: — Ötünüp qalay, oghlungning muhebbetgülidin birnechchini manga bergin! — dédi.
15 [Леяһ] униңға җававән: — Еримни тартивалғиниң йәтмәмду? Әнди оғлумниң муһәббәтгүлиниму тартивалмақчимусән? — деди. Раһилә җавап берип: — Ундақ болса у оғлуңниң муһәббәтгүллири үчүн бүгүн кечә сән билән ятсун, — деди.
[Léyah] uninggha jawaben: — Érimni tartiwalghining yetmemdu? Emdi oghlumning muhebbetgülinimu tartiwalmaqchimusen? — dédi. Rahile jawab bérip: — Undaq bolsa u oghlungning muhebbetgülliri üchün bügün kéche sen bilen yatsun, — dédi.
16 Яқуп кәчқурун етиздин қайтип кәлгинидә, Леяһ униң алдиға чиқип: — Мениң қешимға киришиң керәк; чүнки мән оғлумниң муһәббәтгүллири билән сени иҗаригә алдим, — деди. Шундақ девиди, у бу кечә униң билән ятти.
Yaqup kechqurun étizdin qaytip kelginide, Léyah uning aldigha chiqip: — Méning qéshimgha kirishing kérek; chünki men oghlumning muhebbetgülliri bilen séni ijarige aldim, — dédi. Shundaq déwidi, u bu kéche uning bilen yatti.
17 Худа Леяһниң дуасини аңлиди; у һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғлини туғуп бәрди.
Xuda Léyahning duasini anglidi; u hamilidar bolup, Yaqupqa beshinchi oghlini tughup berdi.
18 Шуниң билән Леяһ: «Дедигимни еримгә бәргинимгә Худа әнди маңа «иҗарә һәққим»ни ата қилди» дәп униң исмини Иссакар қойди.
Shuning bilen Léyah: «Dédikimni érimge berginimge Xuda emdi manga «ijare heqqim»ni ata qildi» dep uning ismini Issakar qoydi.
19 Леяһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғлини туғуп бәрди.
Léyah yene hamilidar bolup, Yaqupqa altinchi oghlini tughup berdi.
20 Леяһ: — «Худа маңа яхши тойлуқ ата қилди; әнди ерим мениң билән биллә туридиған болди; чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Зәбулун қойди.
Léyah: — «Xuda manga yaxshi toyluq ata qildi; emdi érim méning bilen bille turidighan boldi; chünki men uninggha alte oghul tughup berdim» dep uning ismini Zebulun qoydi.
21 Шуниңдин кейин, у бир қиз туғуп, униң исмини Динаһ қойди.
Shuningdin kéyin, u bir qiz tughup, uning ismini Dinah qoydi.
22 Амма Худа Раһиләни яд қилип, дуасини аңлап уни туғидиған қилди,
Emma Xuda Rahileni yad qilip, duasini anglap uni tughidighan qildi,
23 У һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: — «Худа мени номустин халас қилди», деди.
U hamilidar bolup, bir oghul tughdi. U: — «Xuda méni nomustin xalas qildi», dédi.
24 У: — «Пәрвәрдигар маңа йәнә бир бала бәрсә» дәп, униң исмини Йүсүп қойди.
U: — «Perwerdigar manga yene bir bala berse» dep, uning ismini Yüsüp qoydi.
25 Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин.
Rahile Yüsüpni tughqandin kéyin Yaqup Laban’gha: — Méni öz yurtumgha, öz wetinimge ketkili qoyghin.
26 Мениң саңа ишләп еришкән иш һәққим болған аяллирим билән балилиримни маңа бәргин; мән кетәй; чүнки мениң саңа ишлигән җапалиқ хизмитим өзүңгә аян, — деди.
Méning sanga ishlep érishken ish heqqim bolghan ayallirim bilen balilirimni manga bergin; men kétey; chünki méning sanga ishligen japaliq xizmitim özüngge ayan, — dédi.
27 Лабан униңға җававән: Нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүп қалай, [йенимдин кәтмә]. Чүнки мән Пәрвәрдигарниң сениң сәвәвиңдин маңа бәрикәт бәргинини тонуп йәттим, девиди, [Яқуп] йәнә: —
Laban uninggha jawaben: Neziringde iltipat tapqan bolsam, ötünüp qalay, [yénimdin ketme]. Chünki men Perwerdigarning séning sewebingdin manga beriket berginini tonup yettim, déwidi, [Yaqup] yene: —
28 Маңа алидиған һәққиңни тохтатқин; мән саңа шуни берәй, деди.
Manga alidighan heqqingni toxtatqin; men sanga shuni bérey, dédi.
29 [Яқуп] униңға җавап берип: — Мән саңа қандақ хизмәт қилип кәлгиним, мениң қолумда маллириңниң қандақ болғини өзүңгә аян.
[Yaqup] uninggha jawab bérip: — Men sanga qandaq xizmet qilip kelginim, méning qolumda malliringning qandaq bolghini özüngge ayan.
30 Чүнки мән кәлмәстә мелиң аз еди; әнди наһайити зор бир топ болди. Мениң қедимим қәйәргә йәтсә, Пәрвәрдигар саңа бәрикәт ата қилди. Әнди мән қачан өз аиләм үчүн егилик тикләймән? — деди.
Chünki men kelmeste méling az idi; emdi nahayiti zor bir top boldi. Méning qedimim qeyerge yetse, Perwerdigar sanga beriket ata qildi. Emdi men qachan öz ailem üchün igilik tikleymen? — dédi.
31 Шуниң билән Лабан: — Мән саңа немә берәй, девиди, Яқуп: — Сән маңа һеч немә бәрмигин; пәқәт мениң шу ишимға қошулсаңла, мән йәнә падаңни беқип, улардин хәвәр алимән.
Shuning bilen Laban: — Men sanga néme bérey, déwidi, Yaqup: — Sen manga héchnéme bermigin; peqet méning shu ishimgha qoshulsangla, men yene padangni béqip, ulardin xewer alimen.
32 Мән бүгүн пүткүл падаңни арилап, ала-чипар қойларни, қара-қоңур пахланларни, шундақла өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлирини айрип чиқимән. Булар мениң иш һәққим болсун.
Men bügün pütkül padangni arilap, ala-chipar qoylarni, qara-qongur paxlanlarni, shundaqla öchkilerning ichidinmu ala-chiparlirini ayrip chiqimen. Bular méning ish heqqim bolsun.
33 Кейин, мениң һәққимни тәкшүрүп кәлгән вақтиңда, һәққаний болғиним көз алдиңда испатлиниду; өшкиләр арисида ала-чипар болмиғанлириниң һәммиси, пахланлар арисида қара-қоңур болмиғанлириниң һәммиси оғрилап келингән һесаплансун, — деди.
Kéyin, méning heqqimni tekshürüp kelgen waqtingda, heqqaniy bolghinim köz aldingda ispatlinidu; öchkiler arisida ala-chipar bolmighanlirining hemmisi, paxlanlar arisida qara-qongur bolmighanlirining hemmisi oghrilap kélin’gen hésablansun, — dédi.
34 у вақитта Лабан: — Мақул, дегиниңдәк болсун, — деди.
u waqitta Laban: — Maqul, déginingdek bolsun, — dédi.
35 Шу күни [Лабан] тағил вә ала-чипар текиләрни, ала-чипар чиши өшкиләрни, шундақла аз-паз ақ чикими болған барлиқ өшкиләрни, барлиқ қара-қоңур қозиларни айрип, өз оғуллириниң қолиға тапшуруп,
Shu küni [Laban] taghil we ala-chipar tékilerni, ala-chipar chishi öchkilerni, shundaqla az-paz aq chikimi bolghan barliq öchkilerni, barliq qara-qongur qozilarni ayrip, öz oghullirining qoligha tapshurup,
36 өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди. Яқуп болса Лабанниң падилириниң қалғинини бақти.
özi bilen Yaqupning otturisida üch künlük ariliqni qoydi. Yaqup bolsa Labanning padilirining qalghinini baqti.
37 Лекин Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин юмран чивиқларни елип, қовзиқини йоллуқ қилип шилип, ақ сизиқларни чиқарди.
Lékin Yaqup térek, badam we chinar derexliridin yumran chiwiqlarni élip, qowziqini yolluq qilip shilip, aq siziqlarni chiqardi.
38 Андин мал күйлигән вақитлирида су ичкили кәлгәндә, у мошу шилған чивиқларни падилар су ичидиған йәрләрдики улақларға малниң алдиға тикләп қоятти. Мал бу [тағил] чивиқларниң алдида җүпләшкәндин кейин улар тағил вә ала-чипар қозиларни туғди.
Andin mal küyligen waqitlirida su ichkili kelgende, u mushu shilghan chiwiqlarni padilar su ichidighan yerlerdiki ulaqlargha malning aldigha tiklep qoyatti. Mal bu [taghil] chiwiqlarning aldida jüpleshkendin kéyin ular taghil we ala-chipar qozilarni tughdi.
40 Андин Яқуп бу қозиларни Лабанниң падисидин айрип чиқарди; андин у Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлириға қаритип җүпләштүрди; шундақ қилип, у өз мелини Лабанниң мелиға қошмай бөләк қоюп, өзи үчүн айрим бадиларни қилди.
Andin Yaqup bu qozilarni Labanning padisidin ayrip chiqardi; andin u Labanning padisining yüzlirini taghil we qongur qoylirigha qaritip jüpleshtürdi; shundaq qilip, u öz mélini Labanning méligha qoshmay bölek qoyup, özi üchün ayrim badilarni qildi.
41 Сағлам күчлүк мал җүпләшкинидә, Яқуп чивиқларни падиниң көз алдиға улақларда қоятти; маллар шу чивиқларниң йенида җүплишәтти.
Saghlam küchlük mal jüpleshkinide, Yaqup chiwiqlarni padining köz aldigha ulaqlarda qoyatti; mallar shu chiwiqlarning yénida jüplishetti.
42 Лекин җүплишиватқан мал аҗиз болса, у чивиқларни қоймайтти. Бу тәриқидә аҗизлири Лабанға, күчлүклири Яқупқа тәвә болди.
Lékin jüplishiwatqan mal ajiz bolsa, u chiwiqlarni qoymaytti. Bu teriqide ajizliri Laban’gha, küchlükliri Yaqupqa tewe boldi.
43 Шундақ қилип, бу киши наһайити бай болуп, маллири, дедәклири, қуллири, төгилири вә ешәклири хелә көп болди.
Shundaq qilip, bu kishi nahayiti bay bolup, malliri, dédekliri, qulliri, tögiliri we éshekliri xéli köp boldi.