< Яритилиш 3 >
1 Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди.
2 Аял иланға җавап берип: — Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду.
3 Амма бағниң оттурисидики дәрәқниң мевиси тоғрисида Худа: «Буниңдин йемәңлар, қолму тәккүзмәңлар, болмиса өлисиләр» дегән, деди.
4 Илан аялға: — Ундақ әмәс! Һәргиз өлмәйсиләр!
5 Бәлки силәр уни йегән күнүңларда, Худа көзүңларниң ечилип, Худаға охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду, — деди.
6 Аял дәрәқниң [мевисиниң] йемәклик үчүн яхшилиғини, униң көзни қамлаштуридиғанлиғини көрүп, һәмдә дәрәқниң адәмни әқиллиқ қилидиған җәлипкарлиғини көрүп, мевидин йеди вә униңдин йенида турған еригиму бәрди; уму йеди.
7 Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти.
8 Күн салқинлиғанда, улар Пәрвәрдигар Худаниң бағда маңған шәписини аңлап қелип, адәм аяли билән Пәрвәрдигар Худаниң һазир болғинидин қечип бағдики дәрәқләрниң арисиға йошурунувалди.
9 Лекин Пәрвәрдигар Худа товлап адәмни чақирип униңға: Сән нәдә? — деди.
10 Адәм ата җавап берип: — Мән бағда шәпәңни аңлап, ялаңач турғиним үчүн қорқуп кетип, йошурунивалдим, — деди.
11 [Худа] униңға: — Ялаңач екәнлигиңни саңа ким ейтти? Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқниң мевисидин йедиңму-я? — деди.
12 Адәм җавап берип: — Сән маңа һәмраһ болушқа бәргән аял дәрәқниң мевисидин маңа бәргән еди, мән йедим, — деди.
13 Пәрвәрдигар Худа аялға: — Бу немә қилғиниң? — деди. Аял җавап берип: — Илан мени алдап аздурса, мән йәп саптимән, — деди.
14 Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн, Сән һәммә мал-чарвилардин, Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән; Қосиғиң билән беғирлап меңип, Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән.
15 Вә мән сән билән аялниң арисиға, Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән; У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, Сән қопуп униң тапинини [чеқип] зәхимләндүрисән».
16 Андин Худа аялға: — «Сениң һамилдарлиғиңниң җапа-мушәққәтлирини көпәйтимән; Сән қаттиқ толғақ ичидә бошинисән; Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, У үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — деди.
17 Андин У Адәм атиға: — «Сән аялиңниң сөзигә қулақ селип, Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқтин йегиниң түпәйлидин, Сениң түпәйлиңдин йәр-тупрақ ләнитимгә учрайду; Өмрүңниң барлиқ күнлиридә пәқәт җапалиқ ишләпла, андин униңдин озуқлинисән.
18 Йәр саңа тикән билән қамғақ үндүриду; Шундақтиму сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән.
19 Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән; Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән; Сән әслидә топа болғач, Йәнә топиға қайтисән» — деди.
20 Униң аяли барлиқ җан егилириниң аниси болидиғини үчүн адәм униңға «Һава» дәп ат қойди.
21 Пәрвәрдигар Худа Адәм ата билән униң аялиға һайван терилиридин кийим қилип кийдүрүп қойди.
22 Пәрвәрдигар Худа сөз қилип: — Мана, адәм Бизләрдин биригә охшап қалди, яхши билән яманни билди. Әнди қолини узитип һаятлиқ дәриғидин елип йәвелип, та әбәткичә яшавәрмәслиги үчүн [уни тосушимиз керәк], деди.
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа уни Ерәм бағдин қоғлап чиқиривәтти; шундақ қилип уни йәргә ишләйдиған, йәни өзи әсли апиридә қилинған тупраққа ишләйдиған қилип қойди.
24 Адәмни қоғливетип, һаятлиқ дәриғигә баридиған йолни муһапизәт қилиш үчүн, у Ерәм беғиниң мәшриқ тәрипигә керубларни вә төрт тәрәпкә пирқирайдиған ялқунлуқ бир шәмшәрни қоюп қойди.