< Яритилиш 29 >

1 Андин Яқуп сәпирини давамлаштуруп, мәшриқтики қовмларниң зиминиға йетип кәлди.
Andin Yaqup sepirini dawamlashturup, meshriqtiki qowmlarning zéminigha yétip keldi.
2 У қаривиди, мана, яйлақта бир қудуқ туратти, униң йенида үч топ қой падиси туратти; чүнки хәлиқ бу қудуқтин падиларни суғиратти. Қудуқниң ағзиға йоған бир таш қоюқлуқ еди.
U qariwidi, mana, yaylaqta bir quduq turatti, uning yénida üch top qoy padisi turatti; chünki xelq bu quduqtin padilarni sughiratti. Quduqning aghzigha yoghan bir tash qoyuqluq idi.
3 Қачаники падиларниң һәммиси у йәргә жиғилса, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни жумилитиветип, қойларни суғирип, андин ташни йәнә қудуқниң ағзиға өз орниға қоюп қоятти.
Qachaniki padilarning hemmisi u yerge yighilsa, padichilar birlikte quduqning aghzidiki tashni yumilitiwétip, qoylarni sughirip, andin tashni yene quduqning aghzigha öz ornigha qoyup qoyatti.
4 Яқуп [падичилардин]: Әй бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди. Улар: — Биз һаранлиқмиз, деди.
Yaqup [padichilardin]: Ey buraderler, siler qeyerlik? — dep soridi. Ular: — Biz haranliqmiz, dédi.
5 У улардин: — Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонумсиләр? — дәп сориди. Улар: — Тонуймиз, деди.
U ulardin: — Siler Nahorning oghli Labanni tonumsiler? — dep soridi. Ular: — Tonuymiz, dédi.
6 У улардин: — У саламәтму, дәп соривиди, улар җавап берип: — У саламәт туруватиду. Мана әнә униң қизи Раһилә қойлири билән келиватиду, деди.
U ulardin: — U salametmu, dep soriwidi, ular jawab bérip: — U salamet turuwatidu. Mana ene uning qizi Rahile qoyliri bilen kéliwatidu, dédi.
7 У: — Мана, күн техи егиз турса, һазир техи малниң жиғилидиған вақти болмиди; немишкә қойларни суғирип, андин йәнә берип отлатмайсиләр? — деди.
U: — Mana, kün téxi égiz tursa, hazir téxi malning yighilidighan waqti bolmidi; némishqa qoylarni sughirip, andin yene bérip otlatmaysiler? — dédi.
8 Улар җавап берип: — Яқ, мундақ қилалмаймиз. Авал падиларниң һәммиси жиғилип, падичилар ташни қудуқниң ағзидин жумилитивәткәндин кейин, андин қойларни суғиримиз, деди.
Ular jawab bérip: — Yaq, mundaq qilalmaymiz. Awwal padilarning hemmisi yighilip, padichilar tashni quduqning aghzidin yumilitiwetkendin kéyin, andin qoylarni sughirimiz, dédi.
9 У улар билән гәплишип турғинида, Раһилә атисиниң қойлири билән йетип кәлди; чүнки у қой баққучи еди.
U ular bilen gepliship turghinida, Rahile atisining qoyliri bilen yétip keldi; chünki u qoy baqquchi idi.
10 Шундақ болдики, Яқуп анисиниң акиси Лабанниң қизи Раһилә билән анисиниң акиси Лабанниң қойлирини көргәндә, у қопуп берип, қудуқниң ағзидин ташни жумилитиветип, анисиниң акиси Лабанниң қойлирини суғарди.
Shundaq boldiki, Yaqup anisining akisi Labanning qizi Rahile bilen anisining akisi Labanning qoylirini körgende, u qopup bérip, quduqning aghzidin tashni yumilitiwétip, anisining akisi Labanning qoylirini sughardi.
11 Андин Яқуп Раһиләни сөйүп, жуқури аваз билән жиғлап ташлиди вә Раһиләгә: — Мән сениң атаңниң туққини, Ривкаһниң оғли болимән, девиди, у жүгүрүп берип атисиға хәвәр бәрди.
Andin Yaqup Rahileni söyüp, yuqiri awaz bilen yighlap tashlidi we Rahilege: — Men séning atangning tughqini, Riwkahning oghli bolimen, déwidi, u yügürüp bérip atisigha xewer berdi.
13 Шундақ болдики, Лабан өз сиңлисиниң оғли Яқупниң хәвирини аңлиғанда, униң алдиға жүгүрүп берип, уни қучағлап сөйүп, өйигә башлап кәлди. Андин Яқуп Лабанға [кәчүрмишлириниң] һәммисини дәп бәрди.
Shundaq boldiki, Laban öz singlisining oghli Yaqupning xewirini anglighanda, uning aldigha yügürüp bérip, uni quchaqlap söyüp, öyige bashlap keldi. Andin Yaqup Laban’gha [kechürmishlirining] hemmisini dep berdi.
14 Лабан униңға: — Сән дәрвәқә мениң сүйәк билән гөшүмдурсән! — деди. Буниң билән у униң қешида бир айчә туруп қалди.
Laban uninggha: — Sen derweqe méning söngek bilen göshümdursen! — dédi. Buning bilen u uning qéshida bir ayche turup qaldi.
15 Андин Лабан Яқупқа: — Сән мениң туққиним болғач, маңа бекарға хизмәт қиламсән? Ейтқина, һәққиңгә немә алисән? — деди.
Andin Laban Yaqupqa: — Sen méning tughqinim bolghach, manga bikargha xizmet qilamsen? Éytqina, heqqingge néme alisen? — dédi.
16 Лабанниң икки қизи бар еди; чоңиниң ети Леяһ, кичигиниң ети Раһилә еди.
Labanning ikki qizi bar idi; chongining éti Léyah, kichikining éti Rahile idi.
17 Леяһниң көзлири йеқимлиқ еди; амма Раһиләниң болса тәқи-турқи келишкән, һөсни-җамали чирайлиқ қиз еди.
Léyahning közliri yéqimliq idi; emma Rahilening bolsa teqi-turqi kélishken, hösni-jamali chirayliq qiz idi.
18 Яқупниң көңли Раһиләгә чүшкән болуп Лабанға: — Мән сениң кичик қизиң Раһилә үчүн саңа йәттә жил хизмәт қилай, деди.
Yaqupning köngli Rahilege chüshken bolup Laban’gha: — Men séning kichik qizing Rahile üchün sanga yette yil xizmet qilay, dédi.
19 Лабан җавап берип: — Уни башқа кишигә бәргинимдин саңа бәргиним яхши. Әнди мениңкидә турғин, деди.
Laban jawab bérip: — Uni bashqa kishige berginimdin sanga berginim yaxshi. Emdi méningkide turghin, dédi.
20 Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил хизмәт қилди. Амма у уни интайин яхши көргәчкә, бу жиллар униңға пәқәт бир нәччә күндәкла билинди.
Yaqup Rahileni élish üchün yette yil xizmet qildi. Emma u uni intayin yaxshi körgechke, bu yillar uninggha peqet birnechche kündekla bilindi.
21 Вақит тошқанда Яқуп Лабанға: — Мана мениң күнлирим тошти. Әнди аялимни маңа бәргин, мән униң қешиға кирәй, деди.
Waqit toshqanda Yaqup Laban’gha: — Mana méning künlirim toshti. Emdi ayalimni manga bergin, men uning qéshigha kirey, dédi.
22 Лабан шу йәрдики һәммә кишиләрни жиғип, зияпәт қилип бәрди.
Laban shu yerdiki hemme kishilerni yighip, ziyapet qilip berdi.
23 Лекин шундақ болдики, кәч киргәндә, у чоң қизи Леяһни Яқупниң йениға елип кәлди; Яқуп униң қешиға кирип биллә болди.
Lékin shundaq boldiki, kech kirgende, u chong qizi Léyahni Yaqupning yénigha élip keldi; Yaqup uning qéshigha kirip bille boldi.
24 Лабан өз дедиги Зилпаһни қизи Леяһға дедәк қилип бәрди.
Laban öz dédiki Zilpahni qizi Léyahgha dédek qilip berdi.
25 Әтиси шундақ болдики, мана алдида Леяһ туратти! У Лабанға: — Бу зади маңа немә қилғиниң? Әҗәба, мән Раһилә үчүн саңа хизмәт қилмидимму? Мени немишкә шундақ алдидиң?! — деди.
Etisi shundaq boldiki, mana aldida Léyah turatti! U Laban’gha: — Bu zadi manga néme qilghining? Ejeba, men Rahile üchün sanga xizmet qilmidimmu? Méni némishqa shundaq aldiding?! — dédi.
26 Лабан: Бизниң жутимизда кичигини чоңидин илгири ятлиқ қилидиған рәсим-қаидә йоқ.
Laban: Bizning yurtimizda kichikini chongidin ilgiri yatliq qilidighan resim-qaide yoq.
27 Әнди сән чоңиниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғин; андин йәнә иккинчисиниму саңа берәйли; у сениң маңа йәнә йәттә жил қилидиған хизмитиңниң һәққи болиду, — деди.
Emdi sen chongining yette künlük toy murasimini ötküzüp bolghin; andin yene ikkinchisinimu sanga béreyli; u séning manga yene yette yil qilidighan xizmitingning heqqi bolidu, — dédi.
28 Яқуп мақул болуп, Леяһниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғанда, Лабан қизи Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди.
Yaqup maqul bolup, Léyahning yette künlük toy murasimini ötküzüp bolghanda, Laban qizi Rahilenimu uninggha xotunluqqa berdi.
29 Лабан дедиги Билһаһни қизи Раһиләгә дедәк қилип бәрди.
Laban dédiki Bilhahni qizi Rahilege dédek qilip berdi.
30 Бу тәриқидә Яқуп Раһиләниңму қешиға кирди; у Раһиләни Леяһдин зиядә яхши көрди. Андин кейин у йәнә йәттә жил Лабанға хизмәт қилди.
Bu teriqide Yaqup Rahileningmu qéshigha kirdi; u Rahileni Léyahdin ziyade yaxshi kördi. Andin kéyin u yene yette yil Laban’gha xizmet qildi.
31 Амма Пәрвәрдигар Леяһниң әтиварланмиғанлиғини көргәндә, униңға туғушни несип қилди. Лекин Раһилә туғмас еди.
Emma Perwerdigar Léyahning etiwarlanmighanliqini körgende, uninggha tughushni nésip qildi. Lékin Rahile tughmas idi.
32 Леяһ һамилдар болуп бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар харланғинимни көрди; әнди ерим мени яхши көриду» дәп униң исмини «Рубән» қойди.
Léyah hamilidar bolup bir oghul tughup: — «Perwerdigar xarlan’ghinimni kördi; emdi érim méni yaxshi köridu» dep uning ismini «Ruben» qoydi.
33 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар әтиварланмиғанлиғини аңлап, буни һәм маңа бәрди» дәп, униң исмини Шимеон қойди.
U yene hamilidar bolup, bir oghul tughup: — «Perwerdigar etiwarlanmighanliqini anglap, buni hem manga berdi» dep, uning ismini Shiméon qoydi.
34 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим ерим маңа бағлиниду; чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Лавий қойди.
U yene hamilidar bolup, bir oghul tughup: — «Emdi bu qétim érim manga baghlinidu; chünki men uninggha üch oghul tughup berdim» dep uning ismini Lawiy qoydi.
35 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим мән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуй!» дәп униң исмини Йәһуда қойди. Андин у туғуттин тохтап қалди.
U yene hamilidar bolup, bir oghul tughup: — «Emdi bu qétim men Perwerdigargha hemdusana oquy!» dep uning ismini Yehuda qoydi. Andin u tughuttin toxtap qaldi.

< Яритилиш 29 >