< Яритилиш 28 >
1 Шуниң билән Исһақ Яқупни чақирип, униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңға җекиләп: — Сән Ⱪананийларниң қизлиридин хотун алма;
2 бәлки қопуп, Падан-Арамға, анаңниң атиси Бетуәлниң өйигә берип, у йәрдин анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин хотун алғин.
3 Һәммигә Қадир Тәңри сени бәхит-бәрикәтләп, көпәйтип, сәндин көп хәлиқләрни чиқирип көпәйткәй,
4 Шундақла Ибраһимниң бәхит-бәрикитини саңа вә сениң билән нәслиңгә бәргәй; шундақ қилип сән һазир Мусапир болуп туруватқан йәрни, йәни әслидә Худа Ибраһимға бәргән зиминни егиләйсән! — деди.
5 Шуниң билән Исһақ Яқупни йолға салди. У Падан-Арамға, арамий Бетуәлниң оғли, Яқуп билән Әсавниң аниси Ривкаһниң акиси Лабанниң қешиға қарап маңди.
6 Әсав Исһақниң Яқупқа бәхит-бәрикәт тиләп, уни Падан-Арамға шу йәрдин хотун елишқа әвәткәнлигини, шундақла униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңа җекиләп: Сән Ⱪананийларниң қизлиридин хотун алмиғин, дегәнлирини уқуп, Яқупниңму өз ата-анисиға итаәт қилип, Падан-Арамға кәткинини көргинидә,
7
8 Әсав: — қанаанйларниң қизлири атам Исһақниң нәзиридә яман көрүнидикән, дәп билип йәтти.
9 У Исмаилниң қешиға берип, һазирқи хотунлириниң үстигә Ибраһимниң оғли Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Маһалатни хотунлуққа алди.
10 Яқуп болса Бәәр-Шебадин чиқип, Һаран тәрәпкә меңип,
11 бир йәргә йетип кәлгәндә, күн олтирип кәткәчкә шу йәрдә қонмақчи болди. У шу йәрдики ташлардин бирини елип, бешиға ястуқ қилип қоюп, ухлиғили ятти.
12 У бир чүш көрди: — Мана, учи асманларға тақишидиған бир пәләмпәй йәрдә тикләклик туратти; Худаниң пәриштилири униңда чиқип-чүшүп турушатти.
13 Мана, Пәрвәрдигар униң үстидә туратти. У: — «Мән болсам атаң Ибраһимниң Худаси вә Исһақниң Худаси болған Пәрвәрдигардурмән; Мән сән ятқан бу зиминни сениң билән нәслиңгә беримән.
14 Нәслиң болса йәрниң тописидәк көп болуп, сән мәғрип билән мәшриққә, шимал билән җәнупқа йейилисән; сән вә нәслиңниң вастиси билән йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләр бәхит-бәрикәт тапиду.
15 Мана, Мән сән билән биллидурмән, қәйәргә барсаң сени аман-есән сақлап, бу зиминға сени қайтуруп келимән; чүнки саңа ейтқан сөзүмни ада қилмай туруп, сени ташлимаймән» — деди.
16 Андин Яқуп ойғинип: — Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бу йәрдидур, лекин мән уни билмәптимән, — деди.
17 У қорқуп кетип: Бу җай аламәт дәһшәтлик бир җай екән! Бу Худаниң өйи билән асманниң дәрвазисидин башқа һеч җай әмәстур, — деди.
18 Яқуп әтиси сәһәр қопуп, бешиниң астиға қойған ташни елип, [хатирә] түврүк сүпитидә тикләп, үстигә зәйтун мейи қуюп қойди.
19 У җайниң исмини Бәйт-Әл дәп атиди; амма илгири у җайниң ети Луз еди.
20 Андин Яқуп қәсәм билән вәдә қилип: — Әгәр Худа мениң билән биллә болуп, бу сәпиримдә мени сақлап, йегили нан, кийгили кийим берип,
21 Мән атамниң өйигә аман-есән йенип барсам, ундақта Пәрвәрдигар мениң Худайим болиду;
22 Шуниңдәк мән хатирә түврүк сүпитидә тикләп қойған бу таш Худаниң өйи болиду; һәм шундақла сән маңа беридиған барлиқ нәрсиләрниң ондин бир үлүшини саңа тәқдим қилмай қалмаймән, — деди.