< Яритилиш 27 >
1 Исһақ қерип, көзлири торлишип, көзи ғува көридиған болуп қалғанда шундақ болдики, у чоң оғли Әсавни чақирип униңға: — Оғлум! — деди. У: — Мана мән! — дәп җавап бәрди.
2 У униңға: — Мана мән әнди қерип кәттим, қанчилик күн көридиғинимниму билмәймән.
3 Шуңа сәндин өтүнимән, қураллириң, йәни садақ вә оқяйиңни елип җаңгалға чиқип, мән үчүн бир ов овлап кәл;
4 мән яхши көридиған ләззәтлик тамақтин бирни етип, маңа кәлтүргин. Мән уни йәп, өлүштин илгири көңлүмдин саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай, — деди.
5 Исһақ оғли Әсавға сөз қилғанда Ривкаһму аңлиди. Әсав ов овлап кәлгили җаңгалға чиқип кәткәндә,
6 Ривкаһ оғли Яқупқа: — Мана мән атаңниң акаң Әсавға: «Сән ов овлап келип, маңа ләззәтлик бир таамни әткин; мән уни йәп өлүп кетиштин бурун Пәрвәрдигар алдида саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай», — дәп ейтқинини аңлап қалдим.
7
8 Әнди, и оғлум, сөзүмгә қулақ селип буйруғинимни қилғин.
9 Сән дәрһал падиға берип, өшкиләрниң ичидин есил икки оғлақни елип кәлгин; мән улардин атаң үчүн у яхши көридиған ләззәтлик бир таам тәйяр қилай.
10 Сән уни атаңниң алдиға елип киргин. Шуниң билән у йәп, өлүп кетиштин бурун саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилиду, — деди.
11 Лекин Яқуп аниси Ривкаһға: — Мана акам Әсав болса түклүк киши, мән болсам түксиз силиқ тәнлик адәммән.
12 Мабада атам мени силап қалса, ундақта мән униң нәзиридә уни мазақ қилғучи адәм болуп қелип, бешимға бәрикәт әмәс, бәлки ләнәт тапармәнмекин, деди.
13 Аниси униңға: — Әй оғлум, саңа чүшидиған ләнәт маңа чүшсун; амма сән пәқәт сөзүмгә қулақ селип, берип [оғлақларни] елип кәл, — деди.
14 У берип уларни елип келип, анисиға бәрди. Аниси униң атиси яхши көридиған ләззәтлик бир таамни тәйяр қилди.
15 Андин Ривкаһ тунҗа оғли Әсавниң өйдә өз йенида сақлақлиқ әң есил кейимлирини елип кичик оғли Яқупқа кийдүрүп,
16 оғлақларниң терисини икки қоли билән бойниниң түксиз җайиға йөгәп,
17 андин өзи әткән ләззәтлик таамлар билән нанларни оғли Яқупниң қолиға тутқузди.
18 Яқуп атисиниң қешиға кирип: — Әй ата! — деди. У: — Мана мән! Оғлум, сән ким болисән? — девиди,
19 Яқуп атисиға җавап берип: — Мән чоң оғуллири Әсавмән, маңа ейтқанлиридәк қилдим; әнди орунлиридин туруп, олтирип қилған овумниң гөшигә еғиз тегип, андин көңүллиридин маңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла, — деди.
20 Исһақ оғлиға: — Әй оғлум, қандақму уни шунчә тез тепип кәлдиң? — девиди, у җавап берип: — Чүнки Пәрвәрдигар Худалири уни дәл йолумға йолуқтурди, — деди.
21 Исһақ Яқупқа: — Әй оғлум, йеқинрақ кәл, сән раст оғлум Әсавму, әмәсму, силап бақай, — деди.
22 Шуниң билән Яқуп атиси Исһақниң қешиға йеқин барди; у уни силап туруп: — Аваз Яқупниң авази, лекин қол болса Әсавниң қолидур, — деди.
23 Униң қоллири болса акиси Әсавниң қоллиридәк түклүк болғини үчүн уни тоналмай, униңға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилди.
24 Андин у йәнә: — Сән раст оғлум Әсавмусән? дәп соривиди, у җавап берип: — Дәл мән, — деди.
25 Исһақ униңға: — Таамни елип кәлгин, мән оғлумниң ов гөшидин йәп, көңлүмдин саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай, — деди. [Яқуп] уни униң алдиға қойди; у йеди. У шарап кәлтүрүвиди, униму ичти.
26 Андин атиси Исһақ униңға: — Әй оғлум, әнди йеқин келип мени сөйгин, — деди.
27 У униң қешиға берип уни сөйди. Атиси униң кийиминиң пуриғини пурап униңға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилип: — «Мана, оғлумниң тенидики пурақ Пәрвәрдигар бәрикәтлигән көкләмзарниң хуш пуриғиға охшайдикән!
28 Худа саңа асманниң шәбними, Йәрниң мунбәт күчини ата қилип, Ашлиқ-түлүк билән шарапниму көп бәргәй.
29 Хәлиқләр сениң қуллуғуңда болғай, Әл-милләтләр алдиңда тизланғай; Қериндашлириңға ғоҗа болғайсән; Анаңниң оғуллири саңа тизланғай; Саңа ләнәт қилғанлар ләнәткә қалғай; Саңа бәхит тилигәнләр бәхит тапқай!» — деди.
30 Шундақ болдики, Исһақ Яқупқа дуа қилип болуп, Яқуп атиси Исһақниң қешидин чиқип болушиға, акиси Әсав овдин қайтип кәлди.
31 Уму ләззәтлик таамларни етип, атисиниң қешиға елип кирип, атисиға: — Ата қопқайла, оғуллириниң ов гөшидин йәп, көңүллиридин маңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла, — деди.
32 Атиси Исһақ униңға: — Сән кимсән? — деди. У җавап берип: — Мән оғуллири, чоң оғуллири Әсавмән! — деди.
33 Буни аңлап Исһақ алақзадиликкә чүшүп, пүтүн бәдини җалақлап титрәп: — Ундақта баятин ов овлап елип кәлгини ким? Сән келиштин бурун униң һәммә нәрсисидин йәп, униңға бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилдим; вә бәрһәқ, у бәхит-бәрикәт көриду! — деди.
34 Әсав атисиниң сөзлирини аңлапла интайин ечинарлиқ һалда үн селип аччиқ пәряд көтирип атисиға: — Мениму, и ата, мениму бәхит-бәрикәтлигәйла! — деди.
35 У җавап берип: — Сениң иниң һейлә билән кирип, саңа тегишлик бәхит-бәрикәтни елип кетипту, деди.
36 Әсав: — Раст униң ети Яқуп әмәсму?! Чүнки у икки қетим мени путлап, орнумни тартивалди. Авал тунҗилиқ һоқуқумни тартивалди вә мана һазир у маңа тегидиған бәхит-бәрикәтни елип кәтти, — деди, Андин йәнә: — Мениң үчүн бирәр бәхит-бәрикәт қалдурмидилиму? — деди.
37 Исһақ Әсавға җавап берип: — Мана, мән уни үстүңгә ғоҗа қилдим; һәммә қериндашлирини униң қуллуғида болидиған қилдим; ашлиқ вә йеңи шарап билән уни қувәтлидим; әй оғлум, әнди саңа йәнә немиму қилип берәләймән? — деди.
38 Әсав атисиға йәнә: — Әй ата, силидә пәқәт шу бирла бәхит-бәрикәт бар едиму? Маңа, әй ата, маңиму бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла! деди. Андин у үн селип жиғлап кәтти.
39 Атиси Исһақ униңға җавап берип: — «Мана, туралғу җайиң йәрниң мунбәт күчидин нери, Егиз асманниң шәбнимидин жирақ болур;
40 Сән қиличиңға тайинип җан бақисән, Иниңниң хизмитидә болисән; Лекин чегаридин чиқип кәзгиниңдә, Сән бойнуңдин униң боюнтуруғини чиқирип сундуруветисән» — деди.
41 Шуңа Әсав атиси униңға тилигән бәхит-бәрикәт сәвәвидин Яқупқа өчмәнлик сақлап жүрди. Әсав көңлидә: — Атамниң матәм күнлири йеқинлишип қалди; шу чағда иним Яқупни өлтүрүветимән, дәп хиял қилди.
42 Лекин Ривкаһ чоң оғли Әсавниң бу сөзлиридин хәвәр тапти. У кичик оғли Яқупни чақирип униңға: — Мана акаң Әсав сени өлтүрүветимән дәп өз-өзидин тәсәлли тепиветипту;
43 әнди әй оғлум, сөзүмгә қулақ селип, қопуп Һаранға, акам Лабанниң қешиға қечип кәткин;
44 акаңниң қәһри янғичә, униң қешида бир нәччә вақит турғин.
45 Акаң аччиғидин йенип, сениң униңға қилғиниңни унтуп кәткичә шу йәрдә туруп турғин; андин мән адәм әвәтип, сени у йәрдин алдуруп келимән. Немә үчүн бир күндила һәр иккиңлардин мәһрум болуп қалай? — деди.
46 Амма Ривкаһ Исһаққа: — Мән мошу Һиттий қизлар вәҗидин җенимдин җақ тойдум. Әгәр Яқупму бу жуттики қизлардин, мошундақ Һиттий қизни хотунлуққа алса яшиғинимниң маңа немә пайдиси? — деди.