2Пәрвәрдигар униңға көрүнүп мундақ деди: — Сән Мисирға чүшмәй, бәлки Мән саңа көрситип беридиған жутта турғин.
3Мошу зиминдин чиқмай мусапир болуп турғин; шуниң билән Мән сән билән биллә болуп, саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән; чүнки Мән сән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини берип, атаң Ибраһимға бәргән қәсимимни ада қилимән;
20Лекин Гәрардики падичилар Исһақниң падичилиридин уни талишип: — Бу су бизниңкидур, — деди. Улар Исһақ билән җедәлләшкәчкә, у бу қудуқни «Есәк» дәп атиди.
21Улар йәнә башқа бир қудуқни колиди, улар йәнә бу қудуқ тоғрисида җедәлләшти. Шуниң билән Исһақ буниң исмини «Ситнаһ» дәп атиди.
22Андин у у йәрдин кетип, башқа йәргә берип, шу йәрдиму йәнә бир қудуқ колиди; әнди Гәрардикиләр бу қудуқни талашмиди. Бу сәвәптин у униң етини «Рәһобот» қоюп: «Әнди Пәрвәрдигар биз үчүн җай бәргән екән, бу зиминда мевилик болимиз», — деди.