< Яритилиш 26 >

1 [Қанаан] зиминида Ибраһимниң вақтидики ачарчилиқтин башқа йәнә бир қетимлиқ ачарчилиқ йүз бәрди. Шуниң билән Исһақ Гәрар шәһиригә, Филистийләрниң падишаси Абимәләкниң қешиға барди.
在亚伯拉罕的日子,那地有一次饥荒;这时又有饥荒,以撒就往基拉耳去,到非利士人的王亚比米勒那里。
2 Пәрвәрдигар униңға көрүнүп мундақ деди: — Сән Мисирға чүшмәй, бәлки Мән саңа көрситип беридиған жутта турғин.
耶和华向以撒显现,说:“你不要下埃及去,要住在我所指示你的地。
3 Мошу зиминдин чиқмай мусапир болуп турғин; шуниң билән Мән сән билән биллә болуп, саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән; чүнки Мән сән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини берип, атаң Ибраһимға бәргән қәсимимни ада қилимән;
你寄居在这地,我必与你同在,赐福给你,因为我要将这些地都赐给你和你的后裔。我必坚定我向你父亚伯拉罕所起的誓。
4 нәслиңни асмандики юлтузлардәк көпәйтимән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини беримән; йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң [нами] билән өзлиригә бәхит-бәрикәт тиләйду;
我要加增你的后裔,像天上的星那样多,又要将这些地都赐给你的后裔。并且地上万国必因你的后裔得福—
5 Чүнки Ибраһим Мениң авазимға қулақ селип, тапилиғиним, әмирлирим, бәлгүлимилирим вә қанунлиримни беҗа кәлтүрди, — деди.
都因亚伯拉罕听从我的话,遵守我的吩咐和我的命令、律例、法度。”
6 Шуниң билән Исһақ Гәрарда туруп қалди.
以撒就住在基拉耳。
7 Амма у йәрлик кишиләр униң аяли тоғрисида сориса у: — Бу мениң сиңлим болиду, — деди; чүнки Ривкаһ интайин чирайлиқ болғачқа, Исһақ өз-өзигә: «Бу мениң аялим болиду», десәм, бу йәрлик адәмләр Ривкаһниң сәвәвидин мени өлтүрүветәрмекин, — дәп қорқти.
那地方的人问到他的妻子,他便说:“那是我的妹子。”原来他怕说:“是我的妻子”;他心里想:“恐怕这地方的人为利百加的缘故杀我”,因为她容貌俊美。
8 Лекин у шу йәрдә узақ вақит турғандин кейин шундақ болдики, Филистийләрниң падишаси Абимәләк дәризидин қаривиди, мана Исһақ вә аяли Ривкаһ бир-биригә әркилишип туратти.
他在那里住了许久。有一天,非利士人的王亚比米勒从窗户里往外观看,见以撒和他的妻子利百加戏玩。
9 Андин Абимәләк Исһақни чақирип: — Мана, у җәзмән сениң аялиң екән! Сән немә дәп: «У мениң сиңлим», дедиң? — девиди, Исһақ униңға: — Чүнки мән әслидә униң сәвәвидин бириси мени өлтүрүветәрмекин, дәп әнсиригән едим, — деди.
亚比米勒召了以撒来,对他说:“她实在是你的妻子,你怎么说她是你的妹子?”以撒说:“我心里想,恐怕我因她而死。”
10 Абимәләк униңға: Бу бизгә немә қилғиниң? Тас қапту хәлиқ арисидин бирәрси аялиң билән биргә болғили?! Ундақ болған болса сән бизни гунаға патқузған болаттиң! — деди.
亚比米勒说:“你向我们做的是什么事呢?民中险些有人和你的妻同寝,把我们陷在罪里。”
11 Андин Абимәләк һәммә хәлиққә буйруп: — Кимки бу кишигә вә яки хотуниға қол тәккүзсә җәзмән өлтүрүлмәй қалмайду, — дәп ярлиқ чүшүрди.
于是亚比米勒晓谕众民说:“凡沾着这个人,或是他妻子的,定要把他治死。”
12 Исһақ у зиминда териқчилиқ қилди: у шу жили йәрдин йүз һәссә һосул алди; Пәрвәрдигар уни бәрикәтлигән еди.
以撒在那地耕种,那一年有百倍的收成。耶和华赐福给他,
13 Бу киши баш көтирип, барғансери раваҗ тепип, толиму катта кишиләрдин болуп қалди.
他就昌大,日增月盛,成了大富户。
14 Униң қой-кала падилири вә өйидики қуллири интайин көпәйди; Филистийләр униңға һәсәт қилғили турди.
他有羊群牛群,又有许多仆人,非利士人就嫉妒他。
15 Бу сәвәптин униң атиси Ибраһимниң күнлиридә атисиниң қуллири колиған қудуқларниң һәммисини Филистийләр етип, топа билән тиндурувәтти.
当他父亲亚伯拉罕在世的日子,他父亲的仆人所挖的井,非利士人全都塞住,填满了土。
16 Абимәләк Исһаққа: — Сән биздин зиядә күчийип кәттиң, әнди аримиздин чиқип кәткин, — деди.
亚比米勒对以撒说:“你离开我们去吧。因为你比我们强盛得多。”
17 Исһақ у йәрдин кетип, Гәрар вадисиға чедир тикип, шу йәрдә туруп қалди.
以撒就离开那里,在基拉耳谷支搭帐棚,住在那里。
18 Ибраһим һаят вақтида [қуллири] бир мунчә қудуқларни қазған еди; бирақ Ибраһим өлгәндин кейин, Филистийләр буларни топа билән тиндурувәткән еди. Исһақ бу қудуқларни қайтидин колитип, уларға атиси илгири қойған исимларни йәнә қойди.
当他父亲亚伯拉罕在世之日所挖的水井因非利士人在亚伯拉罕死后塞住了,以撒就重新挖出来,仍照他父亲所叫的叫那些井的名字。
19 Исһақниң қуллири вадида қудуқ колаватқанда сулири урғуп чиқип ақидиған бир қудуқни тепивалди.
以撒的仆人在谷中挖井,便得了一口活水井。
20 Лекин Гәрардики падичилар Исһақниң падичилиридин уни талишип: — Бу су бизниңкидур, — деди. Улар Исһақ билән җедәлләшкәчкә, у бу қудуқни «Есәк» дәп атиди.
基拉耳的牧人与以撒的牧人争竞,说:“这水是我们的。”以撒就给那井起名叫埃色,因为他们和他相争。
21 Улар йәнә башқа бир қудуқни колиди, улар йәнә бу қудуқ тоғрисида җедәлләшти. Шуниң билән Исһақ буниң исмини «Ситнаһ» дәп атиди.
以撒的仆人又挖了一口井,他们又为这井争竞,因此以撒给这井起名叫西提拿。
22 Андин у у йәрдин кетип, башқа йәргә берип, шу йәрдиму йәнә бир қудуқ колиди; әнди Гәрардикиләр бу қудуқни талашмиди. Бу сәвәптин у униң етини «Рәһобот» қоюп: «Әнди Пәрвәрдигар биз үчүн җай бәргән екән, бу зиминда мевилик болимиз», — деди.
以撒离开那里,又挖了一口井,他们不为这井争竞了,他就给那井起名叫利河伯。他说:“耶和华现在给我们宽阔之地,我们必在这地昌盛。”
23 Андин у у йәрдин чиқип Бәәр-Шебаға барди.
以撒从那里上别是巴去。
24 Пәрвәрдигар шу кечиси униңға көрүнүп: — Мән болсам атаң Ибраһимниң Худасидурмән; қорқмиғин, чүнки Мән сән билән биллимән, сени бәхит-бәрикәтләп, нәслиңни қулум Ибраһимниң сәвәвидин көпәйтимән, — деди.
当夜耶和华向他显现,说:“我是你父亲亚伯拉罕的 神,不要惧怕!因为我与你同在,要赐福给你,并要为我仆人亚伯拉罕的缘故,使你的后裔繁多。”
25 У шу йәрдә бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди. У шу йәрдә чедирини тикти, Исһақниң қуллири шу йәрдә бир қудуқ колиди.
以撒就在那里筑了一座坛,求告耶和华的名,并且支搭帐棚;他的仆人便在那里挖了一口井。
26 Әнди Абимәләк, ағиниси Аһуззат билән ләшкәр беши Фикол биргә Гәрардин чиқип, униң қешиға барди.
亚比米勒,同他的朋友亚户撒和他的军长非各,从基拉耳来见以撒。
27 Исһақ уларға: — Маңа өчмәнлик қилип, мени араңлардин қоғливәткәндин кейин, немә үчүн мениң қешимға кәлдиңлар? — деди.
以撒对他们说:“你们既然恨我,打发我走了,为什么到我这里来呢?”
28 Улар җававән: — Биз Пәрвәрдигарниң сән билән биллә болғинини рошән байқидуқ, шуниң билән биз сениң тоғраңда: «Оттуримизда бир келишим болсун, йәни бизләр билән сән бир-биримизгә қәсәм берип әһдә қилишайли» дедуқ; шу вәҗидин сән бизгә һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмигәйсән; биз саңа һеч тәгмигинимиздәк, шундақла саңа яхшилиқтин башқа һеч бир немә қилмиғинимиздәк (бәлки сени аман-есәнлик ичидә йолуңға әвәткән едуқ) сәнму шундақ қилғайсән. Мана һазир сән Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит-бәрикәт көрүватисән! — дейишти.
他们说:“我们明明地看见耶和华与你同在,便说,不如我们两下彼此起誓,彼此立约,
使你不害我们,正如我们未曾害你,一味地厚待你,并且打发你平平安安地走。你是蒙耶和华赐福的了。”
30 Шуниң билән у уларға бир зияпәт қилип бәрди. Улар болса йәп-ичти.
以撒就为他们设摆筵席,他们便吃了喝了。
31 Әтиси таң сәһәрдә улар қопуп бир-биригә қәсәм қилишти; андин Исһақ уларни йолға селип қойди; улар униң қешидин аман-есән кәтти.
他们清早起来彼此起誓。以撒打发他们走,他们就平平安安地离开他走了。
32 У күни шундақ болдики, Исһақниң қуллири келип, униңға өзи колиған қудуқ тоғрисида хәвәр берип: «Биз су таптуқ!» деди.
那一天,以撒的仆人来,将挖井的事告诉他说:“我们得了水了。”
33 У униң намини «Шибаһ» қойди. Бу сәвәптин бу шәһәрниң исми бүгүнгичә «Бәәр-Шеба» дәп атилип кәлмәктә.
他就给那井起名叫示巴;因此那城叫做别是巴,直到今日。
34 Әсав қириқ яшқа киргәндә, Һиттийлардин болған Бәәриниң қизи Йәһудит билән Һиттийлардин болған Елонниң қизи Басиматни хотунлуққа алди.
以扫四十岁的时候娶了赫人比利的女儿犹滴,与赫人以伦的女儿巴实抹为妻。
35 Амма булар Исһақ билән Ривкаһниң көңлигә азап елип кәлди.
她们常使以撒和利百加心里愁烦。

< Яритилиш 26 >